«Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар» — «Мәсиһтин әйминиш» биринчи орунда болуш керәк; җамаәттики мәлум бир қериндишиға бойсунуш Мәсиһниң әмирлиригә уйғун кәлмисә у чағда у қериндишиға бойсунмаслиқ керәктур.
■5:1-2 Юһ. 13:34; 15:12; Гал. 2:20; 1Тес. 4:9; Тит. 2:14; 1Пет. 3:18; Ибр. 8:3; 9:14; 1Юһа. 3:23; 4:21
■5:3 Мар. 7:21; Әф. 4:29; Кол. 3:5.
■5:5 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Кол. 3:5; Вәһ. 22:15.
■5:6 Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Мар. 13:5; Луқа 21:8; Кол. 2:4,18; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1.
■5:11 Мат. 18:17; 1Кор. 5:8; 10:20; 2Кор. 6:14; 2Тес. 3:14.
□5:14 «Ойған, әй уйқичи! Тирил өлүкләр арисидин! Вә Мәсиһ сени парлап йоритиду» — бу сөзләр Тәвраттики бешарәт әмәс, бәлки Тәвраттики бир нәччә бешарәтләрниң бир хил йәкүни яки Инҗил дәвридики намәлум пәйғәмбәрниң күй-мәдһийә сөзлиридин елинған сөзләр болуши мүмкин.
□5:16 «вақит-пурсәтни ғәниймәт билип тутувелиңлар...» — грек тилида «мошу күнләрни ғәниймәт билип тутувелиңлар...».
□5:18 «һарақ-шарап ичип мәс болмаңлар; шундақ қилиқ адәмни шаллақлаштуриду; буниң орниға Роһқа толдурулғучи болуңлар..» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
■5:18 Пәнд. 23:29; Йәш. 5:11,22; Луқа 21:3; Рос.2:4
□5:19 «бир-бириңларға зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшилар ейтишип, қәлбиңларда нахша-нәғмиләр яңритип рәбни мәдһийиләңлар» — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиши мүмкин («1Кор.» 14:15ни вә изаһатларниму көрүң).
□5:21 «Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар» — бу ишлар вә қалған җекиләшләр асасән һәммиси «Муқәддәс Роһқа толдурулуш»ниң нәтиҗисидур. «Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар» — «Мәсиһтин әйминиш» биринчи орунда болуш керәк; җамаәттики мәлум бир қериндишиға бойсунуш Мәсиһниң әмирлиригә уйғун кәлмисә у чағда у қериндишиға бойсунмаслиқ керәктур.
■5:22 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Кол. 3:18; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1.
□5:23 «чүнки Мәсиһ җамаәтниң беши болғандәк, әр аялниң бешидур; Мәсиһ йәнә тәнгә қутқузғучидур» — «тән» мошу йәрдә «җамаәт»ни көрситиду. Йәнә бир тәрәптин расул Павлус мошу йәрдә «Мәсиһ тәнгә қутқузғучидур» дегән сөзи билән, әрниң өз аялини қутқузуш вә аялиниң тенини асраш мәсъулийити бар, дегәнни пуритиду.
■5:23 Рим. 12:5; 1Кор. 11:3; 12:27; Әф. 1:22,23; 4:12,15; Кол. 1:18,24.
■5:25 Гал. 1:4; Әф. 5:2; Кол. 3:19.
□5:26 «(Мәсиһниң җамаәт үчүн) шундақ қилиши җамаәтни муқәддәс қилип, «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур» — «җамаәтни» грек тилида «уни». Бу айәттики «у» җамаәтни көрсәткәндә, грек тилидики «аялчә род»та ипадилиниду. Айәттики охшитиш дәл шуки, жигитниң тойда өзигә ятлиқ болидиған сөйүмлүк қизни өзигә һазир қилғинидәк, Мәсиһ җамаәтни Өзигә һазир қилиду. Той болса җәннәттә болиду («Вәһ.» 19:7-9, 21:9-10ни көрүң). «... «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур» — «дасниң сүйи» Тәврат дәвридики заманларда каһинлар ибадәтханида Худаға һәр қетим йеқинлашқанда, пүткүл тәнлирини чоң дас («деңиз») ичидә жуюши керәк. Шуниңға охшаш йолда Худаға йеқинлашқинимизда, биздә налайиқ бирәр ишлар болса, Униң сөз-калами бизгә пакландуруш йолини (демәк, гунани иқрар қилип, товва қилиш, Әйсаниң қени арқилиқ кәчүрүм қилинип пакландурулуш йолини) көрситиш рольини ойнайду.
□5:30 «Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз: —» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә: «Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз; биз Униң әтлиридин, Униң сүйәклиридин болғанмиз» дейилиду («Яр.» 2:23ни көрүң).
□5:31 «Шу сәвәптин әр ата-анисиниң йенидин айрлип, өз аялиға бағлиниду; иккиси бир тән болиду» — «Яр.» 2:23.
■5:31 Яр. 2:24; Мат. 19:5; Мар. 10:7; 1Кор. 6:16.
□5:32 «бу сир интайин чоңқурдур; амма мән һазир Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ сөзләватимән» — әр-аялниң бир-биригә бағлинип бир тән болуши дәрһәқиқәт чоңқур бир сир; Мәсиһниң җамаәткә бағлинип униң билән бир тән болуши техиму чоңқур бир сирдур.