Оқурмән 46- вә 47-айәттин инсанниң «җан» вә «роһ» арисида болған мунасивәтни көрәләйду — Худаниң ишлири инсанниң роһида башлиниду вә кейин «җени»да (демәк, инсанниң ойлири вә һессиятлирида) толуқлиниду. «Римлиқларға»дики кириш сөзимиздә «роһ» вә «җан» тоғрилиқ көрүң.
□1:1 «нурғун адәмләр аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишларни топлап йезишқа киришкән болсиму,...» — «аримизда» — демәк Әйса Мәсиһкә әгәшкәнләр арисида. «Аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишлар» дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Аримизда (толуқ) әмәлгә ашурулған ишлар». Иккила тәрҗимиси охшашла Әйса Мәсиһгә мунасивәтлик ишларни көрситиду, әлвәттә.
□1:2 «сөз-калам» — мошу йәрдә Әйса Мәсиһниң өзини, шундақла униң тапшурған барлиқ тәлимини көрситиду. «сақлап йәткүзгүчиләр» — яки «ғоҗидар» дегәнниң мошу йәрдә алаһидә мәнаси бар. Улар Әйса Мәсиһниң қилған сөзлири вә паалийәтлиригә болған өз гувачилиғини ағзаки тарихларға айландурди, шундақла уни башқиларға ядлитип тапшурди. Мошу «сақлап йәткүзгүчиләр» барлиқ етиқатчиларниң җамаитиниң хизмитидә болуп «калам-соз»ниң тарихлирини сақлаш үчүн мәсъул болған «аманәтчиләр» еди. Шуниң билән бәзилири бу ағзаки тарихларни йезишқа киришкән еди. Луқа болса бу тарихларни (1) тәкшүрүп ениқлиған (2) андин уларни мутләқ ишәшлик дәп испатлиған әһвалда буларни тәртип бойичә хатирилигән еди.
□1:3 «мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин...» — «баштин» дегән бу сөз грек тилида мошу йәрдә икки бислиқ сөз болуп, униң асаслиқ мәнаси: Луқа «баян»ида хатирилигән барлиқ вақиәләрни у пәқәт өз көзи билән көргән гувачиларниң ағзидин аңлап хатирилигән; «баштин» йәнә қошумчә: «жуқуридин», «әрштин» дегәнни билдүриду; демәк, Луқа бу хатирини йезишқа әрштин болған түрткә бар еди. Башқичә ейтқанда, у уни Муқәддәс Роһниң йолйоруғи вә илһами астида язған. «Теофилус» —Муну кишиниң салаһийити тоғрилиқ Инҗилдики «кириш сөз»имизни көрүң. Мәнаси «Худани сөйгүчи».
□1:5 ««Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди — «Абия» каһинлиқ нөвити» «1Тар.» 24:10дә, каһинларниң җәмәтиниң ибадәтханидики «диҗорнилиқ» тизимлигини көрситиду. Каһинларниң (һәммиси Һарунниң әвлатлири) жиллиқ хизмити 24 нөвәткә бөлүнәтти. «каһинлиқ җәмәти»дикиләрниң һәр биригә ибадәтханида ишләшкә он бәш күн нөвәт келәтти. «Абия» нөвити» бу жигирмә төрт нөвәттин бири еди. Миладийә биринчи әсирдә, каһинларниң санлириға асасән, һәр бир каһин өмридә «муқәддәс җай»да хушбуй селиштин ибарәт имтиязлиқ хизмәткә бирла қетим муйәссәр болуши мүмкин еди. «Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп...» — Муса пәйғәмбәрниң акиси «Һарун» биринчи «баш каһин» еди; кейин униң барлиқ әркәк әвлатлири каһинлиқ хизмитидә болушқа муйәссәр еди.
□1:6 «Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти» — уларниң «һәққаний» вә «әйипсиз» дейилгәнлиги уларни «гунасиз» дегәнлик әмәс. Тәврат қануни бойичә кишиләр өз гуналирини тонуп йетип, шундақла Тәврат бойичә керәк болған гунани тиләйдиған қурбанлиқларни сунған болса, Худа алдида әйипсиз дәп һесаплинатти.
□1:7 «... Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрзәнт көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди» — мошу йәрдин оқурмәнләргә ениқки, Худадин қорқидиған адәм аяли туғмас болсиму, немила болмисун шу сәвәптин аяли билән һәргиз аҗрашмайду.
■1:8 1Тар. 24
□1:10 «Әнди у хушбуй селиватқанда, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти» — ««муқәддәс җай»ға кирип хушбуй селиш» вәзиписи һәр күни әтигәндә саат тоққузда вә чүштин кейин саат үчтә, икки қетимла ада қилинатти («Мис.» 30:7-8).
□1:13 «аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди). «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәкилдә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ.
■1:15 Чөл. 6:1-8; Һак. 13:4.
□1:17 «итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп...» — «итаәтсизләр» Худаға итаәт қилмайдиғанлар.«ақиланилигигә» грек тилида «һәққанийларниң ойлириға». «У Рәбниң алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп.... Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду...» — мошу йәрдә «Рәбниң алдида» грек тилида «униң алдида». Бу сөз Тәвраттики «Йәш.» 40:1-11, «Мал.» 3:1 вә 4:5-6гә асасланған; бу улуқ бешарәтләр бойичә Рәб Өзи йәр йүзигә кәлмәкчи болиду; бирақ униңдин авал әвәтилгән «алдин жүргүчи»си униң үчүн бир хәлиқни (товиға кәлтүрүп) тәйярлиши билән йол тәйярлайду. Бешарәт қилинған бу әлчи Йәһя өзи еди, әлвәттә.
■1:17 Мал. 3:23-24; Мат. 3:2; Мар. 9:12.
□1:28 «Әй шәпқәткә муйәссәр болған қиз!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Әй, қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән!» дегән сөзләрму қошулиду. 42-айәтниму көрүң.
□1:31 «сән униң исмини Әйса дәп қойисән» — «Әйса» грек тилида «Йесус», ибраний тилида «Йәшуа», мәнаси «Қутқузғучи Яһ» яки «Яһ ниҗаттур». Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Яһ» болса «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилмисидур. «Мат.» 1:21ниму вә униң изаһитини көрүң.
□1:32 «Пәрвәрдигар Худа униңға атиси Давутниң тәхтини ата қилиду» — Тәвраттики көп бешарәтләрдә Қутқузғучи-Мәсиһ (1) Давутниң беваситә әвлади болиду; (2) униң тәхтигә варис болуп авал Исраилға, андин пүткүл дунияға падиша болиду, дәп ениқ көрситилиду (мәсилән «Зәбур» 17-күй (болупму 43-айәт), 88:27-38, 131:11:, «Йәш.» 9:6-7, 16:5, «Йәр.» 23:5, «Ам.» 9:11-12, «Дан.» 2:44, 7:13-14, 27, «Мик.» 5:2-4 қатарлиқлар).
■1:32 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 9:6; 54:5.
□1:33 «Яқупниң җәмәти» — пүткүл Исраил хәлқини көрситиду.
■1:33 1Тар. 22:10; Зәб. 44:7; 88:37; Йәр. 23:5; Дан. 7:14,27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.
□1:35 «сәндин туғулидиған муқәддәс пәрзәнт Худаниң Оғли дәп атилиду» — яки «сәндин туғулидиған пәрзәнт муқәддәс, Худаниң Оғли дәп атилиду».
■1:37 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Мат. 19:26; Луқа 18:27.
□1:41 «Қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән, қосиғиңдики мевиму бәхитликтур!» — Елизабит Мәрйәмгә ибраний тилида сөзлигән, әлвәттә. Бу айәттики «бәхитлик» (грек тилида «макариос») дегән сөз ибраний тилида «мубарәк» дегән сөз билән ипадиләнгән болуши керәк. Ибраний тилида «мубарәк»ниң мәнаси: — (1) бәхитлик, (2) Худа тәрипидин бәрикәтләнгән; (3) хәлиқ тәрипидин бәхит тиләнгән вә улуқланған.
□1:45 «Ишәнгән қиз нәқәдәр бәхитликтур; чүнки униңға Пәрвәрдигар тәрипидин ейтилған сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди «Пәрвәрдигардин әвәтилгән сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду» дәп ишәнгүчи нәқәдәр бәхитликтур!».
□1:47 «роһум ... Худадин шатланди» — әслидә грек тилида «роһум ... Худада шатланди» — (1) Худа түпәйлидин шатланғанлиғини; (2) Худа билән йеқин алақидә болуп шатланғанлиғини көрситиду. Оқурмән 46- вә 47-айәттин инсанниң «җан» вә «роһ» арисида болған мунасивәтни көрәләйду — Худаниң ишлири инсанниң роһида башлиниду вә кейин «җени»да (демәк, инсанниң ойлири вә һессиятлирида) толуқлиниду. «Римлиқларға»дики кириш сөзимиздә «роһ» вә «җан» тоғрилиқ көрүң.
□1:51 «У тәкәббурларни көңлидики нийәт-хияллири ичидила тар мар қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У көңлидики ой-хияллирида тәкәббурлишип кәткәнләрни тар мар қилди».
■1:51 Зәб. 32:10; Йәш. 51:9; 52:10; 1Пет. 5:5.
□1:54-55 «У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, ...» — «(Худаниң) Өз рәһим-шәпқити» мошу йәрдә бәлким Тәвраттики «Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс муһәббити» дегән ибариниң мәнаси билән охшаштур. Бу ибарә Худа Исраилниң ата-бовилириға қилған барлиқ шапаәтлик вәдилирини өз ичигә алиду (жуқуриқи сөзни көрүң). «... Қули Исраилға ярдәмгә кәлди» — «Исраил» мошу йәрдә Исраил хәлқини көрситиду.
■1:54-55 Йәш. 30:18; 41:9; 54:5; Йәр. 31:2,20; Яр. 17:19; 22:18; Зәб. 131:11.
□1:63 «Униң исми Йәһядур» — грек тилида вә ибраний тилида «Униң исми Юһаннадур».
□1:68 «Худа Өз хәлқини йоқлап, улардин хәвәр елип,...» — «йоқлап, улардин хәвәр елиш» дегән ибарә грек тилида «йоқлаш» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Тәврат вә Инҗилда «Худаниң йоқлиши» униң инсанларға йеқин келип улардин хәвәр елишини өз ичигә алиду. «У Худа бәдәл төлүп уларни , йәни Өз хәлқини һөр қилди» — бу сөзләр ейтилған вақит Йәһудий хәлқи Рим империйәсиниң мустәмлигиси яки уларға беқинди еди. «һөр болуш» мошу йәрдә роһий әркинликни көрситиду. Рошәнки, Худаниң нәзиридә муһим болғини әл-жутниң «мустәқиллиқ»и әмәс, бәлки һәр биримизниң гунайимиздин азат болушидин ибарәттур.
□1:69-71 «қедимдин бери..» — грек тилида «әзәлдин бери..». «Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди...» — «мүңгүз» болса мәлум әлниң яки адәмниң шан-шәривини, күч-қудритини билдүриду. Мошу йәрдә бу «мүңгүз» Исраилни (гуналиридин) қутқузуп уларни шан-шәрәплик бир хәлиқ қилиду; сөзниң Давутниң әвлади болған Қутқузғучи-Мәсиһни көрсәткәнлигидә гуман йоқ. «Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур» — «бу зат» грек тилида «у» дейилип, мошу йәрдә жуқурида тилға елинған «мүңгүз», йәни Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.
■1:69-71 Зәб. 132:17; Зәб. 71:1-14; Йәш. 40:10; Йәр. 23:6; 30:10; Дан. 9:27.
□1:72-75 «У... муқәддәс әһдисини әмәлгә ашуруш үчүн, йәни атимиз Ибраһимға болған қәсимини есидә тутуп, бизни дүшмәнлириниң қолидин азат қилип, барлиқ күнлиримиздә һеч кимдин қорқмай, Өз алдида ихласмәнлик вә һәққанийлиқ билән, хизмәт-ибадитидә болидиған қилди» — қайтилаймизки, бу барлиқ ишларда: (1) Худа Ибраһим вә пәйғәмбәрләргә ниҗат тоғрилиқ көп вәдиләрни қилған; (2) У бу вәдиләргә асасән, уларни әмәлгә ашуруш үчүн Мәсиһини әвәтиду. Һәммә ишлар 69-айәттә тилға елинған «ниҗат мүңгүзи», йәни Қутқузғучи-Мәсиһ арқилиқла болиду.
■1:72-75 Яр. 22:16; Зәб. 104:9; Йәр. 31:33; Ибр. 6:13,17; Ибр. 9:14; 1Пет. 1:15.
□1:76 «...сән ´Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн униң алдида маңисән» — грек тилида «сән Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн Униң йүзи алдидамаңисән».
□1:78-79 «Худайимизниң ичи-бағридин урғуп чиққан шәпқәтләр вәҗидин, қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси ичидә олтарғанларни йорутуш үчүн...» — «Йәш.» 9:1-2, 42:7 49:9-10ни көрүң. «Әрштин таң шәпиқи үстимизгә чүшүп йоқлиди» — «Таң шәпиқи» болса йәнә Қутқузғучи-Мәсиһниң өзини көрситиду, әлвәттә.
■1:78-79 Йәш. 9:1; 42:7; 43:8; 49:9; 60:1.
□1:80 «бала болса өсүп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Йәһяниң өз роһини көрситиду.