Пәнд-несиһәтләр
1
Пәнд-несиһәтләрниң қәдир-қиммити
1 Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
■ 2 Бу пәнд-несиһәтләр саңа әқил-парасәт, әдәп-әхлақни үгитип, сени ибрәтлик сөзләрни чүшинидиған қилиду;
3 саңа даналиқ, һәққанийлиқ, пәм-парасәт вә дуруслуқниң йолйоруқ-тәрбийисини қобул қилдуриду.
4 Бу
пәнд-несиһәтләр наданларни зерәк қилип, яшларни билимлик вә сәзгүр қилиду;
5 буларға қулақ селиши билән даналар билимини ашуриду, йорутулған кишиләр техиму дана мәслиһәткә еришиду,
□ 6 шундақла пәнд-несиһәтләр һәм тәмсилләрниң мәнасини, данишмәнләрниң һекмәтлири һәм тилсим сөзлирини чүшинидиған қилиниду.
Яшларға несиһәт
7 Пәрвәрдигардин қорқуш билимниң башлинишидур;
Ахмақлар даналиқни вә тәрбийини көзгә илмайду.
■ 8 И оғлум, атаңниң тәрбийисигә қулақ сал, анаңниң сөз-несиһәтидин айрилма; 9 чүнки улар сениң бешиңға тақалған гүл чәмбирәк, бойнуңға есилған марҗан болиду.
10 И оғлум, яманлар сени аздурса, уларға әгәшмигин.
11 Әгәр улар: — Жүр, қапқан қуруп адәм өлтүрәйли;
Йошурунивелип, бирәр бегуна кәлгәндә урайли!
□ 12 Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли,
Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли;
□ 13 Улардин хилму-хил қиммәтлик мал-дунияға егә болуп,
Өйлиримизни олҗа билән толдуримиз.
14 Биз билән шерик бол,
Һәмянимиз бир болсун, десә, —
15 И оғлум, уларға йолдаш болма,
Өзүңни уларниң изидин нери қил!
□ 16 Чүнки уларниң путлири рәзилликкә жүгүриду,
Қолини қан қилиш үчүн алдирайду.
■ 17 Һәр қандақ учарқанат туюп қалғанда қапқан қоюш бекар аваричиликтур;
18 Лекин булар дәл өз қенини төкүш үчүн сақлайду;
Өз җанлириға замин болушни күтиду.
19 Нәпси йоғинап кәткән һәр бир адәмниң йоллириниң ақивити мана шундақ;
Һарам мал-дуния өз егилириниң җенини алиду.
■
Даналиқ садаси
20 Бүйүк даналиқ кочида очуқ-ашкарә хитап қилмақта,
Чоң мәйданларда садасини аңлатмақта.
□ 21 Коча доқмушлирида адәмләрни чақирмақта,
Шәһәр дәрвазилирида сөзлирини җакалимақта: —
22 И саддилар, қачанғичә мошундақ наданлиққа берилисиләр?
Мәсқирә қилғучилар қачанғичә мәсқириликтин һозур алсун?
Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!
□ 23 Тәнбиһлиримгә қулақ селип маңған йолуңлардин янған болсаңлар еди!
Роһумни силәргә төкүп берәттим,
Сөзлиримни силәргә билдүргән болаттим.
24 Лекин чақирсам, аңлимидиңлар;
Қолумни узартсам, һеч қайсиңлар қаримидиңлар.
■ 25 Несиһәтлиримниң һәммисигә пәрва қилмидиңлар,
Тәнбиһимни аңлашни қилчә халимидиңлар.
26 Шуңа, бешиңларға балаю-қаза кәлгәндә күлимән,
Вәһимә силәргә йетиши билән мәсқирә қилимән.
27 Һалакәт елип кәлгән вәһимә үстүңләргә чүшкәндә,
Вәйранчилиқ силәргә қуюнтаздәк кәлгәндә,
Силәр еғир қайғуға вә азапқа муптила болғиниңларда —
■ 28 У чағда мошу кишиләр мәндин өтүнүп чақириду,
Мән пәрва қилмаймән,
Мени тәлмүрүп издисиму, тапалмайду.
29 Улар билимгә нәпрәтләнгинидин,
Пәрвәрдигардин әйминишни таллимиғинидин,
30 Мениң нәсиһитимни қилчә қобул қилғуси йоқлуғидин,
Тәнбиһимгиму пәрва қилмиғиниңлардин,
31 Улар өз бешини йәйду,
Өз қәстлиридин толуқ азап тартиду;
32 Чүнки саддиларниң йолдин чиқиши өз җениға замин болиду;
Ахмақлар раһәтлик турмушидин өзлирини һалак қилиду.
33 Лекин маңа қулақ салғанлар аман-есән яшайду,
Балаю-қазалардин, ғәм-әндишләрдин халий болуп, хатирҗәм туриду.