■1:1 Рос. 9:15; 13:2; Гал. 1:15.
■1:2 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20.
□1:3-4 «җисманий җәһәттин у Давутниң нәслидин туғулған» — мошу «Давут» болса Давут пәйғәмбәр, йәни Исраилға падиша болған Давут. Нурғун пәйғәмбәрләр Мәсиһ Давутниң әвладидин болиду, дәп бешарәт бәргән еди. «бирдин-бир пак-муқәддәс Роһ» — грек тилида «пак-муқәддәскә тәвә болған Роһ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бизниңчә, шүбһисизки, Худаниң Өз Муқәддәс Роһини көрситиду; бәзи алимлар бу ибарини Мәсиһ Әйсаниң өз роһини билдүриду, дәп қарайду.
■1:3-4 Мат. 1:1; Луқа 1:32; Рос. 2:30; 13:23; 2Тим. 2:8; Йәш. 9:5; 44:6; 54:5; Юһ. 2:19; Рим. 9:5; 1Юһа. 5:20.
□1:5 «Униң нами үчүн барлиқ әлләр арисида Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә биз меһри-шәпқәткә вә расуллуққа муйәссәр болдуқ» — «әлләр» мошу йәрдә Йәһудий әмәс әлләрни көрситиду. Тәвратта бәзидә Йәһудийларға нисбәтән «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. «Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә...» — грек тилида сөзмусөз пәқәт «етиқатниң итаити үчүн...» дейилиду.
□1:6 «Силәр улар арисида, Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр» — «улар арисида» — йәни Мәсиһкә етиқат қилған ят әлләр арисида. Демәк, Римлиқ етиқатчилар дәл расул Павлус уларниң хизмитидә болушқа чақирилған кишиләрдиндур. «Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһкә мәнсуп болушқа (Худа тәрипидин) чақирилған...».
□1:8 «силәрниң етиқатиңлар пүткүл аләмгә пур кәтти» — Рим империйәсидикиләр Римниң қануни бойичә: «Императори «Қәйсәр»ни «Рәб Худа» дәп етирап қилишқа мәҗбур еди. Шуңа «Әйса Мәсиһ Рәббимдур» дәп етирап қилғучилар қаттиқ қаршилиққа вә көп қетим дәһшәтлик зиянкәшликкә учрашқа башлиди. Пайтәхти Рим шәһиридики пухралардин бәзилириниң Мәсиһкә бағланғанлиғи: «Рим шәһиридә Мәсиһкә әгәшкүчиләр бар екән!» дәп дунияни зил-зилгә кәлтүргән еди.
□1:9 «Өз Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә чин роһ-қәлбим билән мән хизмитини қиливатқан Худа...» — грек тилида «чин роһ-қәлбим билән» пәқәт «роһумда» дейилиду. «хизмитини қиливатқан Худа...» — «хизмити» мошу йәрдә грек тилида алаһидә «роһий хизмәт» яки «каһинлиқ хизмәт»ни көрситиду.
■1:9 Рим. 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 2Тим. 1:3.
□1:11 «роһий илтипат» — Муқәддәс Роһтин келидиған алаһидә, мөҗизилик қабилийәттин ибарәттур. Мәсилән, «1Кор.» 12-14-бапларни көрүң.
□1:13 «силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки...» — бу сөзләр адәттә Рим императори ярлиқ чүшүргәндә ишлитидиған ибарә еди. Расул Павлус төвәндики гепини «Аләм императори Әйса Мәсиһ»дин кәлгән дәп пуратмақчи охшайду. Әйни сөзләр «шуни билмәслигиңларни халимаймәнки,...». «әлликләр...» — барлиқ Йәһудий әмәс милләтләр, «ят әлләр», «таипиләр».
□1:14 «... һәр қандақ адәмләргә, мәйли Юнанлиқлар вә ят таипиләргә, данишмән вә наданларға болсун...» — мошу йәрдә «ят таипиләр» Юнанлиқ әмәсләрни яки шу дәвирдики «мәдәнийәт бәлгүси болған Юнан тили»ни сөзләлмәйдиған «мәдинийәтсизләр»ни көситиду. «мән... һәммисигә қәриздармән» — буниң мәнаси бәлким «һәммисигә хуш хәвәрни йәткүзүшкә қәриздармән» болса керәк.
□1:16 «Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәр» — грек тилида «Мәсиһниң хуш хәвири» дегән сөздә ипадилиниду. «Грекләр» — (яки «Юнанлиқлар») мошу йәрдә барлиқ Йәһудий әмәс милләтләр яки әлликләргә вәкил келиду. «...ниҗатқа ериштүридиған Худаниң күч-қудритидур» — «ниҗат» дегән Худа адәмни гунайини кәчүрүп, униңдин қутқузуп, мәңгүлүк һаятни ата қилишини көрситиду.
■1:16 Зәб. 39:10-11; 1Кор. 1:18; 15:2; 2Тим. 1:8.
□1:17 «хуш хәвәрдә етиқатқа асасланған, Худаниң бир хил һәққанийлиғи етиқат қилғучиларға вәһий қилинғандур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «хуш хәвәрдә Худадин кәлгән, баштин ахир етиқатқа асасланған бир һәққанийлиқ ашкариланғандур». «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду» — «Һаб.» 2:4.
■1:17 Һаб. 2:4; Юһ. 3:36; Рим. 3:21; Гал. 3:11; Фил. 3:9; Ибр. 10:38.
□1:26 «аялларму тәбиий җинсий мунасивәтни ғәйрий мунасивәткә айландурди» — грек тилида «аялларму җинсий мунасивәтни тәбиий қанунийәткә хилап мунасивәткә айландурди» дейилиду.