□1:1 «шәрһ» — бу мавзу «күй-нахшилар арисидики әң есил күй-нахша» дегән мәнидә. Сулайман җәмий 1005 күй-нахша язған («1Пад.» 4:32).
□1:1b «У отлуқ ағзи билән мени сөйсун» — ибраний тилида «у ағзидики сөйүшлири билән сөйсун!». «чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур» — «муһәббитиң» ибраний тилида көплүк шәклидә болуп (муһәббәтлириң) муһәббәтлишишниң ипадә-һәрикәтлирини көрситиду. 2-4-айәтниң шәрһи: Мошу йәрдә Шуламит тойниң биринчи зияпити үчүн тәйярлиниду. Никаһ мурасими аллиқачан өткүзүлгән: 2-айәттә қизиқ йери шуки, Шуламит баянини пәқәт «у» билән башлайду — ким екәнлигини демәйду! Чүнки сөйгүчи кишигә нисбәтән һәрдайим пәқәт бирдин-бир «у» бар!
□1:2 «Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — бу сөзләрни Шуламитниңки, бирақ «Йерусалим қизлири»ни өзи билән бирләштүрүп, «биз саңа әгишип жүгүрәйли!» ейтиду.
□1:3 «Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз» — бәзи алимлар бу сөзләрни «Шуламит»қа ейтилиду, дәп қарайду. Қандақла болмисун Йерусалим қизлири Шуламитқа қолдаш болуп у вә Сулайман үчүн хошал болуватиду.
□1:4 «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду» — бу айәттә Шуламит сөз қилиду. Авалқи гәпни у Сулайманға ейтиду. «Улар» — мошу йәрдә Йерусалим қизлирини көрситиду.
□1:5 «5-6-айәт шәрһи» — Йерусалим қизлириниң Сулайманни тәриплиши Шуламитқа өзиниң «қара тәнлик» екәнлигини әслитиду. Униң акилири униңдин бир яки бир қанчә қетим рәнҗип уни үзүмзарларда ишләшкә әвәткән. Үзүмзарларда сайә аз болғачқа у «қара тәнлик» болуп қалған. Ибраний тилида «мәндин рәнҗиди» вә «мени көйдүрди» дегән ибариләр охшаш. «өз үзүмзаримни бақалмиғанмән» — бу бәлким көчмә мәнидә болуп: «Мән һәрдайим далада болғачқа, өзүмни асраш, өзүмниң гөзәллигимни сақлаш-безәш, пәрдазлаш вақтим йоқ еди» дегәнликтур. Кедарлиқлар чарвичи хәлиқ еди, һәрдайим чедирларда туратти. Уларниң чедирлири қап қара болса керәк. Бирақ «Сулайманниң пәрдилири» болса қара яки тоқ рәңлик болғини билән, бирақ шүбһисизки, уларниң үстидә чирайлиқ гүл-нусқилири бар еди.
□1:6 «7-айәт шәрһи» — Шуламит һазир уларниң авалқи муһәббәтләшкән күнлирини әслитиду. Шу чағларда Сулайман падиша әл-жутларниң һәқиқий әһвалини егиләш үчүн падичи қияпитидә Шуламитниң жути, йәни Галилийәгә кәлгән болса керәк. Шуңа Шуламит Сулайманни аддий бир падичи екән дәп ойлиған. Шуламит униңға көйүп уни издигәндә, у падилар көп болған йәрләрдә (Сулайманниң «һәмраһлири» болған башқа падичилар бар йәрләрдә) айлинип жүргән. Униң аилисини, шундақла өзини изаға қоймаслиқ үчүн, Шуламит өзи бир нәччә қозини елип (8-айәт), падичиниң қияпитидә өз чирайини көрсәтмәслик үчүн чүмпәрдә тартивалған. Бирақ шундақ ниқаплиниш билән униң қияпити паһишә аялниңкигә охшап қалған (той қиливатқан қизлар чүмпәрдә артқандәк, паһишә аяллар шу чағда чүмпәрдә артатти. Улар шу турқида әрләргә: «Мән бүгүн кечә сән билән той қилғидәкмән» дәп ипадиләйтти вә һәмдә өзиниң ким екәнлигини йошуралайтти, әлвәттә). Әгәр у «сөйгән падичи» өз падисиниң нәдә екәнлигини ейтқан болса, бундақ аваричилик яки сәтликниң һаҗити йоқ болатти, әлвәттә. «Күн қиямда» падиси һеч көчмәй, муқим бир җайда мидиримай йетиши мүмкин. «....йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмни немә һаҗити?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Немишкә тенәп кәткән бирисидәк чөргиләп жүрәй?»
□1:7 «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң,...» — бәзи алимлар, бу җавапни «Йерусалимниң қизлири» бәргән, дәп қарайду. «Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин» — яки «Падичиларниң чедирлири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин». 8-айәтниң шәрһи: Бу айәтни шәрһләш тәс. Бизниңчә мәнаси бәлким төвәндикидәк болиду. Сулайман падишаниң җававиниң көчмә мәнаси бар. Падишаһниң «мениң падам»и қойлар әмәс, бәлки пүткүл Йәһудий хәлқи, «падамниң излири» болса пүтүн Исраилниң һейт-байрам вақитлирида Йерусалимға чиққан излиридур, демәкчи. Шуңа җавапниң көчмә мәнаси: «Сән маңа тегәй десәң, әнди өз жутуңни ташлап, ят жутта, ят әһвалда, йәни пайтәхт Йерусалимда (Сулайманниң «чедири»да, йәни униң ордисида, демәк) турушқа рази болушуң керәк» дегәнликтур. «Өз оғлақлириңни озуқландурғин» дегән сөз, бәлким «Маңа тәгсәң, сениңму «башқиларни беқиш» мәсъулийитиң болиду» дегәнликтур.
□1:10 «(9-11-айәт) шәрһи» — қедимки заманларда, оттура шәриқтики мәмликәтләрдә атлар интайин қәдрилинип, «улақ» орнида ишлитилипла қалмастин, бәлки адәмниң һәмраһи дәп қаралған; Сулайман өзи атларға бәк амрақ еди. Мисирниң атлири болса әң есил еди; Пирәвнниң атлири Мисирниң әң есил ети болуп, чирайлиқ җабдулатти, әлвәттә. Шуниңдәк айәтниң йәнә бир нусқиси бар; Мисирдики җәң һарвулирини тартқан атлар адәттә байталлар әмәс, айғирлар еди; шуңа Сулайман бу охшитиши билән, бәлким өзиниң Шуламит билән биллә болғинидин һаяҗанланғанлиғини көрситиду.
□1:11 «сумбул мәлһимим пурақ чачиду» — «сумбул» оттура шәриқтики наһайити хушпурақлиқ бир хил өсүмлүк.
□1:12 «Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур» — «мурмәкки» бир хил әтир. Аяллар уни кичиккинә бир монәк қилип бағлап бойниға есип қойса, у пүтүн күн хуш пурақ чечип туриду.
□1:13 «... Ән-гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур» — Қанаанда (Пәләстиндә) «Ән-Гәди»ниң үзүмзарлири әң есилдур.
□1:14 «(15-айәт) шәрһи» — «Көзлириң пахтәкләрдәк гөзәл» — яки «көзлириң пахтәкләрниңкидәк гөзәл»; яки «пахтәкләрниң гөзәл тәбиити әкс әткәндәк» яки «пахтәкләрниң қанатлири җәвлан қилғандәк Шуламитниң көзлири ойнап туратти», дегән мәниләрни билдүрүш мүмкинчилиги бар. Оттура шәриқтә қизлар бүгүнгә қәдәр йүз қисмидин сирт бәдининиң башқа җайлирини дегидәк кийим-кечәк билән оривалидиғанлиғи үчүн, қиз-жигитләр бир-бири билән сөзләшкәндә қизниң көзлири интайин муһим роль ойнайду, әлвәттә. Изаһат: — мошу айәттә вә төвәндә, «амриғим» дегән сөз ибраний тилида достлуқ дегән уқумни өз ичигә алиду. Шуламит Сулайманни вә Сулайман Шуламитни бу сөз билән өз ара «дост» дәп атайду. Достлуқ һәқиқий муһәббәтниң муһим бир қисми; «қошумчә сөз»имиздә буниң үстидә тохтилимиз.