□1:4 «Мошу йәрдә «Баал»ниң қалдуғини, «Қемар»ларниң намини каһинлар билән биллә үзүп ташлаймән» — «Баал» Пәләстиндикиләр чоқунидиған бир бут еди. «Баалниң қалдуғи» «Баал» дегән бутқа чоқунғанлардин қелип қалған кишиләр. «Каһинлар» дегән Худаниң муқәддәс ибадәтханисида ишләйдиған мәхсус «қурбанлиқ қилғучилар». «Қемар»лар болса өзлирини бутларға беғишлиған «қурбанлиқ қилғучилар» еди («2Пад.» 23:23, «Һош.» 10:5ни көрүң). Худаға етиқат қилғучи адәмләр болса, «Худа «Қемар»ларни йоқитиши муқәррәр» дәп ойлиса керәк. Бирақ бу ахирқи җүмлидин қариғанда «каһинлар» биринчи болуп әйипләнди. Сөзгә қариғанда уларму бутпәрәс болуп қалди. Шуңа улар «Қемар»лардин техиму әйиплик, «Қемилар»ға нисбәтән улар һәқиқәтни убдан чүшиниши керәк еди.
□1:5 ««Малкам»ниң нами биләнму қәсәм қилидиғанлар...» — демисәкму «Малкам» йәнә бир бут.
■1:6 Йәш. 1:4; 59:13; Йәр. 15:6
□1:7 «Пәрвәрдигар қурбанлиқни тәйярлиди, У меһманларни «таһарәт қилдуруп» һалал қилди» — Тәврат дәвридики қурбанлиқлардин бәзилирини йегили болатти, қурбанлиқлар сунулғанда меһманларни чақириш адәттики иш еди. Бирақ 8-9-айәткә қариғанда, меһманларниң өзи бу «қурбанлиқ»ниң бир қисми болиду. Уларни «таһарәт қилдуруш», мошу йәрдә «напак нәрсиләрдин айриветиш, жуюш» яки «Худаға айриветиш» дегәнни билдүриду. Андин улар өзи «қурбанлиқ» болушқа «һалал» болиду. «Меһманлар»ниң көпинчиси болса Худаға қарши чиққанларниң нурғун җәсәтлирини йәйдиған, шундақла әслидә «һарам болған» қушлар вә һайванатлар болиду («Йәш.» 34:6, «Йәр.» 46:10, «Әз.» 39:17-19ниму көрүң).
□1:8 «Мән әмирләрни, падишаларниң оғуллирини вә ят әлләрниң кийимлирини кийивалғанларниң һәммисини җазалаймән» — оқурмәнләрниң есидә барки, Зәфания «падишаниң оғли» еди. Шуңа у бу ордидикиләрниң әһвалини наһайити убдан биләтти. Мошундақ «ят әлләрниң кийимлирини (әҗнәбийчә кийимни) кийивелиш» бәлким бутпәрәсликкә яки тәкәббурлуққа мунасивәтлик гуна болса керәк.
□1:9 «Шу күни Мән босуғидин дәссимәй атлайдиғанларни, йәни зулум-зораванлиқ һәм алдамчилиққа тайинип, ғоҗайинлириниң өйлирини толдуридиғанларни җазалаймән» — Худа мошу йәрдә пәйғәмбәр арқилиқ хурапийлиқни әйиплигән болса керәк. «Өй босуғисини дәссмәслик керәк, яман болиду» дегәнлик ениқ бир мисалдур. Улар әслидинла Тәвраттики муқәддәс қанунға хилап болған мошундақ хурапий ушшақ-чүшшәк қаидигә риайә қилғини билән, зулумни һечвәқәси йоқ дәп қорқмай қиливериду.
■1:9 1Сам. 5:4, 5.
□1:10 ««Белиқ дәрвазиси»дин «вайдад», «Иккинчи мәһәллә»дин һөкирәшләр...» — «Белиқ дәрвазиси» һәм «иккинчи мәһәллә» Йерусалимниң шималий тәрипигә җайлашқан болуп, шәһәрниң башқа үч тәрипи тик яр еди, һуҗум кәлсә дайим шималий тәрипидин келәтти.
□1:11 «Чүнки «содигәр хәлиқ»ниң һәммиси қиличланди, ...» — бу бәлким кинайилик гәп. Ибраний тилида «содигәр» вә «Қанаан» дегәнләр охшаш бир сөз билән ипадилиниду. Исраил хәлқи әсли бутпәрәс болған «Қанаан хәлқи»ни Пәләстиндин (Қанаандин) һайдивәткән еди. Бирақ Исраил өзи һазир «Худаниң хәлқи» әмәс, бәлки «содигәр хәлиқ» һәм «бутпәрәс бир хәлиқ» болуп қалған охшайду. Уларниң қилған содисиму Худаниң нәзиридә һарам охшайду.
□1:12 «Арзаңлири үстидә тинған шараптәк турған әндишисиз адәмләр...» — «арзаңлири үстидә тинған шарап» шарап тиниши үчүн узун вақит мидирлимай туруши керәк. Тинған «арзаңлар», (дуғ, чөкүндә) наһайити аччиқ бир нәрсә, әлвәттә.
■1:14 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13
□1:16 «агаһ сигнали көтирилидиған бир күн болиду» — яки «җәң вақирашлири көтирилидиған бир күн болиду».
□1:18 «мутләқ бир һалакәт, дәһшәтлик бир һалакәт» — яки «мутләқ бир һалакәт, чақмақтәк бир һалакәт».
■1:18 Пәнд. 11:4; Әз. 7:19; Зәф. 1:14-16