Шундақ қараймизки, (1)-җавап Павлусниң демәкчи болғинини көрситиду. «Саңа ата қилинған нәрсидин башқа сәндә йәнә немә бар?» — демәк, һәр биримизниң барлиғи Худа тәрипидин бизгә ата қилиниду; шуңа «Мәндә әсли шундақ қабилийәт (талант, күч, қатарлиқлар....) бар еди» дәп тәкәббурлишип кетиш һамақәтликтур. ■ Юһ. 3:27; Яқ. 1:17. 8 Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ!□ «Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ!» — шүбһисизки, бу сирлиқ айәтниң кинайилик, мәсқирилик мәнаси бар. Коринт җамаитидики көп адәмләр толиму тәкәббурлишип кетип: «Биз расул Павлус яки башқа расулларға һеч керәк әмәсмиз; биз һәқиқәтән «роһий адәмләр»миз, интайин билимлик, Худа алдида интайин есилзадә болуп, падишадәк болдуқ» дәп кәткән еди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. 9 Чүнки Худа расуллар болған бизләрни өлүмгә мәһкүм болған адәмләрдәк әң ахирға қоюп сазайи қилип оттуриға чиқарған, дәп ойлаймән; чүнки биз пүткүл аләмгә, йәни һәм пәриштиләргә һәм инсанларға бир хил тамашә болдуқ. ■ Зәб. 43:23; Рим. 8:36; 2Кор. 4:11; Ибр. 10:33. 10 Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз, амма силәр Мәсиһдә данасиләр! Биз аҗиз, амма силәр күчлүксиләр; силәр иззәтлик, амма биз хар; □ «Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз...» — грек тилида «биз Мәсиһ үчүн ахмақлар болдуқ...» — демәк, көпчилик тәрипидин «ахмақ» һесапландуқ. ■ 1Кор. 2:3. 11 Һазирқи дәқиқигичә ач-ялаңач, чаңқап жүрмәктимиз, думбалинип, сәргәрдан, макансиз болуп жүрмәктимиз; ■ Рос. 23:2. 12 өз қолимиз билән ишләп җапа тартмақтимиз; аһанәткә қалғанда яхшилиқ тиләватимиз; зиянкәшликкә учриғанда, чидаватимиз; ■ Мат. 5:44; Луқа 6:28; 23:34; Рос. 7:60; 18:3; 20:34; Рим. 12:14; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8. 13 төһмәткә учриғанда, биз уларни чирайлиқчә товиға үндәймиз; биз җаһанниң дашқили, инсанларниң сүпүрүндиси дәп қариливатимиз, та һазирғичә шундақ.
■4:1 Мат. 24:45; 2Кор. 6:4; Кол. 1:25; Тит. 1:7.
□4:3 «һәр қандақ инсаний сот тәрипидин...» — дегән грек тилида «инсаний бир күн тәрипидин...». Адәмләрниң ишлирини сүрүштә қилғучи болса мәлум бир инсанниң күни әмәс, бәлки Мәсиһниң күни, йәни қиямәт күнидур.
■4:4 Мис. 34:7; Аюп 9:2; Зәб. 142:2.
■4:5 Дан. 7:10; Мат. 7:1; Рим. 2:1; Вәһ. 20:12.
□4:6 «пүтүлгәнниң даирисидин һалқип кәтмәңлар» — бу сөзләр Тәвратта әйни пүтүлмигини билән, у Тәврат-Инҗилдики интайин муһим бир принсиптур. «Қошумчә сөз»имизгә қараң.
□4:7 «Ким сени башқа бирисидин үстүн қилиду?» — бу соалға бәлким мундақ икки тоғра җавап берилиши мүмкин: (1) «мәлум кишини башқа бир кишидин башқичә қилғучи пәқәт Худадур» шуңа тәкәббур болушниң асаси йоқ; (2) һеч инсанниң Худаниң улуқлуғи алдида «Мән башқилардин үстүн» дәп тәкәббур болушиниң асаси йоқ. Шундақ қараймизки, (1)-җавап Павлусниң демәкчи болғинини көрситиду. «Саңа ата қилинған нәрсидин башқа сәндә йәнә немә бар?» — демәк, һәр биримизниң барлиғи Худа тәрипидин бизгә ата қилиниду; шуңа «Мәндә әсли шундақ қабилийәт (талант, күч, қатарлиқлар....) бар еди» дәп тәкәббурлишип кетиш һамақәтликтур.
□4:8 «Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ!» — шүбһисизки, бу сирлиқ айәтниң кинайилик, мәсқирилик мәнаси бар. Коринт җамаитидики көп адәмләр толиму тәкәббурлишип кетип: «Биз расул Павлус яки башқа расулларға һеч керәк әмәсмиз; биз һәқиқәтән «роһий адәмләр»миз, интайин билимлик, Худа алдида интайин есилзадә болуп, падишадәк болдуқ» дәп кәткән еди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
■4:9 Зәб. 43:23; Рим. 8:36; 2Кор. 4:11; Ибр. 10:33.
□4:10 «Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз...» — грек тилида «биз Мәсиһ үчүн ахмақлар болдуқ...» — демәк, көпчилик тәрипидин «ахмақ» һесапландуқ.
■4:12 Мат. 5:44; Луқа 6:28; 23:34; Рос. 7:60; 18:3; 20:34; Рим. 12:14; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8.
□4:15 «силәрниң атаңлар көп әмәстур» — роһий җәһәттин болған атиларни көрситиду, әлвәттә.
■4:15 Рос. 18:11; Гал. 4:19; Флм. 10; Яқ. 1:18.
■4:16 1Кор. 11:1; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2Тес. 3:9.
■4:19 Рос. 18:21; Ибр. 6:3; Яқ. 4:15.
□4:20 «Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә испатлиниду» — яки «Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә намайән болиду».
■4:20 1Кор. 2:4; 1Тес. 1:5; 2Пет. 1:16.