□5:5 «шундақ қилған кишиниң әтлири һалак қилинсун, шуниң билән униң роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулуши үчүн Шәйтанниң илкигә тапшурулсун» — бу иш (башқичә ейтқанда, «Шәйтанниң илкигә қайтуруш») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Бәзи алимлар «әтлири» дегәнни роһий җәһәттин чүшәндүриду, демәк, бу иш кишиниң өзиниң гуналиқ тәбиити, яки Коринттики пүткүл җамаәттә «гуналиқ тәбиитидин чиққан ишлар»ни көрситиду, дәп қарайду. Биз мошу йәрдики «әтлири»ни җисманий җәһәттин чүшинимиз. «Қошумчә сөз»имиздә буниң асасини көрситимиз.
■5:7 Йәш. 53:7; Юһ. 1:29; 1Кор. 15:3.
□5:8 «шуңа һейтни яман нийәтлик вә рәзиллик болған хемиртуруч билән әмәс, бәлки сәмимийлик вә һәқиқәт болған петир нан билән тәнтәнә қилип өткүзәйли» — Исраилниң «өтүп кетиш һейти», униңдин кейинки «петир нан һейти» вә уларниң символлуқ әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.
■5:9 Қан. 7:2; Мат. 18:17; 2Кор. 6:14; Әф. 5:11; 2Тес. 3:14.
□5:11 «өзини «қериндаш» дәп ативалған...» — «қериндаш» — өзиниң етиқат йолида қериндаш дәп аталған.
■5:11 Чөл. 12:14; Мат. 18:17; 2Тес. 3:14; 2Юһа. 10.
□5:12 «Сирттикиләрни һөкүм чиқирип бир тәрәп қилишниң мән билән немә мунасивити? Лекин ичиңлардикиләрни өзүңлар һөкүм чиқирип бир тәрәп қилиш силәрниң ишиңлар әмәсму?» — «сирттикиләр» җамаәттин сирт турғанларни, «ичидикиләр» җамаәтниң ичидә болғанларни көрситиду, әлвәттә.
□5:13 «бу рәзил адәмни араңлардин чиқириветиңлар» — мошу сөзләр Тәврат, «Кан.» 17:7, 19:9, 22:2, 24:7дин илинған.