16
1 Пәрвәрдигарниң сөзи Һананиниң оғли Йәһуға келип Баашани әйипләп мундақ дейилди: — 2 «Мана, Мән сени топа-чаң ичидин чиқирип, хәлқим Исраилға һөкүмран қилип қойдум. Лекин сән Йәробоамниң йолида жүрүп хәлқим Исраилни гунаға путлаштурдуң, улар гуналири билән ғәзивимни қозғиди. ■ 1Пад. 14:7 3 Мана, Мән Баашани өз җәмәти билән сүпүрүп йоқитип, җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтигә охшаш қилимән. ■ 1Пад. 15:29 4 Баашадин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду».■ 1Пад. 14:11; 15:29; 16:12
5 Баашаниң башқа ишлири вә униң қилғанлири билән қудрити тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? 6 Бааша өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Тирзаһта дәпнә қилинди; андин униң оғли Елаһ орнида падиша болди.
7 Баашаниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә қилған барлиқ рәзиллиги түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң Баашаниң бешиға вә униң җәмәтиниң бешиға чүшүргини тоғрилиқ сөзи Һананиниң оғли Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Чүнки у Йәробоамниң җәмәти қилғиниға охшаш қилип өз қоллириниң ишлири (җүмлидин Йәробоамниң җәмәтини чепип өлтүргәнлиги) билән Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
Елаһ Исраил үстигә һөкүм сүриду
8 Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә алтинчи жилида, Баашаниң оғли Елаһ Тирзаһта Исраилға падиша болуп, икки жил сәлтәнәт қилди. 9 Лекин униң җәң һарвулириниң йеримиға сәрдар болған хизмәткари Зимри униңға қәст қилди; Елаһ Тирзаһта Тирзаһтики ордисидики ғоҗидар Арзаниң өйидә шарап ичип мәс болғанда 10 Зимри кирип уни чепип өлтүрди. Бу вақит Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жили еди. Зимри Елаһниң орнида падиша болди.■ 2Пад. 9:31
11 У падиша болуп өз тәхтидә олтириши биләнла у Баашаниң барлиқ җәмәтини чепип өлтүрди; у униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди. □ «униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди» — буниңда «(һәр бир) әркәк» ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дегәнлик билән ипадилиниду. 12 Шундақ қилип Зимри Пәрвәрдигарниң Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ Баашани әйиплигән сөзини әмәлгә ашуруп, Баашаниң пүткүл җәмәтини йоқатти. 13 Бу иш Баашаниң барлиқ гуналири билән униң оғли Елаһниң гуналири, җүмлидин уларниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири, әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғап, шундақ болди.□ «әрзимәс бутлири билән...» — ибраний тилида «йоқ болған нәрсилири билән...»
14 Елаһниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Зимри Исраил үстигә һөкүм сүриду
15 Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Зимри Тирзаһта йәттә күн сәлтәнәт қилди. Хәлиқ Филистийләргә тәвә болған Гиббетонни қоршивелип баргаһ тиккән еди. 16 Баргаһда турған халайиқ: — «Зимри қәст қилип падишани өлтүрди» дәп аңлиди. Шуниң билән пүткүл Исраил шу күни баргаһда қошунниң сәрдари Омрини Исраилға падиша қилди. 17 Андин Омри Исраилниң һәммисини йетәкләп, Гиббетондин чиқип, Тирзаһни қоршиди. 18 Вә шундақ болдики, Зимри шәһәрниң елинғанлиғини көрүп, падиша ордисидики қорғанға кирип, ордиға от қоювәтти, өзи көйүп өлди. 19 Бу иш өзиниң гуналири үчүн, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилип, Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға путлаштурған гунада маңғини үчүн шундақ болди. 20 Зимриниң башқа ишлири вә қәст қилғини тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
21 Амма Исраил хәлқи иккигә бөлүнүп, уларниң йерими Гинатниң оғли Тибнини падиша қилишқа униңға әгәшти; башқа йерими болса Омригә әгәшти. 22 Әнди Омригә әгәшкән хәлиқ Гинатниң оғли Тибнигә әгәшкән хәлиқтин күчлүк чиқти. Тибни өлди; Омри падиша болди.
23 Йәһуданиң падишаси асаниң оттуз биринчи жилида Омри Исраилға падиша болуп он икки жил сәлтәнәт қилди. У Тирзаһта алтә жил сәлтәнәт қилди. 24 У Шәмәрдин Самарийә егизлигини икки талант күмүчкә сетивелип, шу егизлик үстигә қурулушларни селип бир шәһәр бена қилип, уни егизликниң әслий егиси Шәмәрниң нами билән «Самарийә» дәп атиди. 25 Омри Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди, өзидин илгәрки падишаларниң һәммисидин бәттәр болуп яманлиқ қилди. 26 У Нибатниң оғли Йәробоамниң һәммә йоллирида, шундақла җүмлидин униң Исраилни гунаға путлаштурған гунайи ичидә маңди; улар әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
27 Омриниң башқа ишлири, униң қилғанлириниң һәммиси, көрсәткән қудрити тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
28 Омри ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Аһаб орнида падиша болди.
Аһаб хәлиқни бутпәрәсликкә техиму аздуриду
29 Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида Омриниң оғли Аһаб Исраилға падиша болди. Омриниң оғли Аһаб Самарийәдә жигирмә икки жил Исраилниң үстидә сәлтәнәт қилди. 30 Амма Омриниң оғли Аһаб Пәрвәрдигарниң нәзиридә өзидин илгәркиләрниң һәммисидин ашуруп яманлиқ қилди. 31 Вә шундақ болдики, у Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида жүрүш анчә еғир гуна әмәстәк, у Зидонийларниң падишаси Әтбаалниң қизи Йизәбәлни хотунлуққа алди вә шуниң билән у Баал дегән бутниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилди. 32 У Самарийәдә ясиған Баалниң бутханиси ичигә Баалға бир қурбангаһ ясиди.
33 Аһаб һәм бир «Ашәраһ бут»ниму ясатти; Аһаб шундақ қилип униңдин бурун өткән Исраилниң һәммә падишалириниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған ишлиридин ашуруп яманлиқ қилди. 34 Униң күнлиридә Бәйт-Әллик Хиәл Йерихо шәһирини ясиди; лекин у униң улини салғанда тунҗа оғли Абирам өлди; вә дәрвазилирини салғанда униң кәнҗи оғли Сәгуб өлди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң нунниң оғли Йәшуа арқилиқ Йерихо тоғрилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.□ «у униң улини салғанда тунҗа оғли Абирам өлди; вә дәрвазилирини салғанда униң кәнҗи оғли Сәгуб өлди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ... Йәшуа арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди» — Йәшуа пәйғәмбәрниң Йерихо шәһиригә қарита ләнити тоғрилиқ «Йәшуа» 6:26ни көрүң. ■ Йә. 6:26
■16:4 1Пад. 14:11; 15:29; 16:12
□16:11 «униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди» — буниңда «(һәр бир) әркәк» ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дегәнлик билән ипадилиниду.
□16:13 «әрзимәс бутлири билән...» — ибраний тилида «йоқ болған нәрсилири билән...»
□16:34 «у униң улини салғанда тунҗа оғли Абирам өлди; вә дәрвазилирини салғанда униң кәнҗи оғли Сәгуб өлди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ... Йәшуа арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди» — Йәшуа пәйғәмбәрниң Йерихо шәһиригә қарита ләнити тоғрилиқ «Йәшуа» 6:26ни көрүң.