2
Һаннаһ тәнтәнә билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләйду
Һаннаһ дуа қилип мундақ деди: —
«Мениң қәлбим Пәрвәрдигар билән яйрайду,
Мениң мүңгүзүм Пәрвәрдигар билән егиз көтирилди;
Ағзим дүшмәнлиримниң алдида тәнтәниликтә ечилди;
Чүнки Сениң ниҗатиңдин шатлинимән. «Мениң мүңгүзүм Пәрвәрдигар билән егиз көтирилди» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини яки күчини билдүриду. Мошу йәрдә Қутқузғучи-мәсиһни көрситиши мүмкин. «Зәб.», 131:17ни көрүң. Бу мүңгүзләр адәмниң бешида өскән әмәс, әлвәттә!   Луқа 1:46.
Пәрвәрдигардәк муқәддәс болғучи йоқтур;
Чүнки Сәндин башқа һеч ким йоқ,
Худайимиздәк һеч уюлташ йоқтур. Қан. 3:24; Зәб. 85:8.
И инсанлар, кибирлик сөзлириңларни көпәйтивәрмәңлар,
Йоған гәпләрни ағзиңлардин чиқармаңлар;
Чүнки Пәрвәрдигар билим-һидайәткә егә Худадур.
Инсанларниң әмәллири Униң тәрипидин таразида тартилиду.
Палванларниң оқ-ялири сундурилди;
Лекин путлишип жиқилғанларниң бели болса қудрәт билән бағланди.
Қосиғи тоқ болғанлар нан тепиш үчүн өзини ялланмилиққа бәрди;
Лекин ач қалғанлар һазир ач қалмиди;
Һәтта туғмас аял йәттини туғиду;
Лекин көп балилиқ болған солишип кетиду. Зәб. 33:10-11; Жиғ. 5:6; Луқа 1:53.
Пәрвәрдигар һәм өлтүриду, һәм һаят бериду;
У адәмни тәһтисараға чүшүриду, у йәрдин йәнә турғузиду; «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһи баридиған җай.   Қан. 32:39; Әз. 37:11-14
Пәрвәрдигар адәмни һәм намрат қиливетиду, һәм бай қилиду;
У кишини һәм пәс қилиду, һәм егиз көтириду.
У өзи мискинни топидин қопуриду,
Қиғлиқтин йоқсулни көтириду;
Уларни есилзадиләр арисида тәң олтарғузиду;
Уларни шан-шәрәплик тәхтигә мирас қилдуриду;
Чүнки йәрниң түврүклири Пәрвәрдигарниңкидур;
У Өзи дунияни уларниң үстигә салған еди. Аюп 36:15; Зәб. 112:7, 8; Луқа 1:52; Зәб. 23:1-2; 101:26; 103:5.
Өз муқәддәс бәндилириниң путлирини У мәзмут қилиду;
Амма рәзилләр болса, қараңғуда шүк қилиниду;
Чүнки һеч ким өз қудрити билән нусрәт тапмайду.
10  Пәрвәрдигар билән қаршилашқанлар парә-парә қиливетилиду;
У Өзи асманлардин уларға қарши гүлдүрләйду.
Пәрвәрдигар йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм чиқириду;
У Өзи тиклигән падишаға қудрәт бериду,
У Өзи мәсиһлигининиң мүңгүзини егиз көтириду!». «У Өзи мәсиһлигининиң мүңгүзини егиз көтириду!» — «мәсиһлимәк» яки «мәсиһ қилиш»: Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға зәйтун мейи сүрүлүши керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» яки «мәсиһлиниш» дәп атилатти вә шундақла шу чағдин башлап шу падиша «Худаниң мәсиһлигини» дәп атилатти. Каһинлар вә бәзи вақтида пәйғәмбәрләрму «мәсиһ қилинатти». Исраилда шу чағда падиша болмиғачқа, Һаннаһниң бу сөзи дәрвәқә кәлгүси ишларни алдин-ала көрсәткән бешарәт еди.   1Сам. 7:10; Зәб. 2:6; 20:9; 88:25
 
11  Әлканаһ болса Рамаһдики өз өйигә йенип барди. Бала болса әлиниң қешида Пәрвәрдигарға хизмәт қилип қалди.
 
Әлиниң оғуллириниң каһинлиқ мәнсивидин рәзиллик билән пайдилинишлири
12  Амма Әлиниң оғуллири интайин яман кишиләрдин болуп, Пәрвәрдигарни тонумайтти. «...интайин яман кишиләрдин болуп» — ибраний тилида: «Белиалниң (Иблисниң) оғуллиридин болуп» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс», бәлким Шәйтанни көрситиду. 13  Каһинларниң хәлиқләргә мундақ адити болған: — Бириси қурбанлиқ қилип, гөш қайнап пишиватқанда каһинниң хизмәткари келип үч тиллиқ чаңгакни қолида тутуп 14  даш, қазан, даңқан яки кориниң ичигә санҗип, чаңгакқа немә елинған болса каһин шуни өзигә алатти. Уларниң Шилоһға қурбанлиқ қилғили кәлгән һәммә Исраилларға шундақ адити болған. «Уларниң Шилоһға қурбанлиқ қилғили кәлгән һәммә Исраилларға шундақ адити болған» — мошу хил қурбанлиқлар, шүбһисизки, «тәшәккүр қурбанлиқлири» яки «енақлиқ қурбанлиқлири» еди. Каһинларниң мошу адити Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунниң бәлгүлимилиригә асасланған әмәс. Каһинларниң «һоқуқ үлүши» болса «Лав.» 7:11-18, 28-34-айәтләрдә көрситилиду. Амма әлиниң оғуллири ачкөзлүгидин бу адәтни толиму һәддидин ашурувәткән еди. Кейинки айәтләрни көрүң. 15 Шундақла һәтта яғни көйдүрмәстә каһинниң хизмәткари келип қурбанлиқ қиливатқан адәмгә: — Каһинға кавап үчүн гөш бәргин, чүнки у сәндин қайнап пишқан гөш қобул қилмайду, бәлки хам гөш лазим, дәйтти. 16  Әгәр қурбанлиқ қилғучи униңға: — Авал йеғи көйдүрүлүп болсун, андин немини халисаң шуни алғин, десә, у: — Болмайду, маңа дәрһал бәр! Болмиса мәҗбурий алимән, дәйтти; «Авал йеғи көйдүрүлүп болсун, андин немини халисаң шуни алғин» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә қурбанлиқлардики барлиқ яғлар Пәрвәрдигарға атап көйдүрүләтти. Адәмниң уни йейиши мәнъий қилинатти. 17 Шундақ қилип бу икки яшниң гунайи Пәрвәрдигарниң алдида толиму еғир болған еди; чүнки униң сәвәвидин хәқ Пәрвәрдигарға атиған қурбанлиқлар көзгә илинмайвататти.
18  Амма Самуил нарәсидә бала болуп канаптин тоқулған бир әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида хизмәт қилатти. «Самуил нарәсидә бала болуп канаптин тоқулған бир әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида хизмәт қилатти» — «әфод» дегән немә? Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанун бойичә, баш каһин кийдиған бир алаһидә калтә чапан болуп, униң ичидики икки хил таш арқилиқ Худадин йол сориғили болатти. Самуил Лавий қәбилисидин болмисиму, бу айәткә қариғанда «каһинлиқ кийим» кийип, каһинлиқ хизмитини қиливататти. 19  Буниңдин башқа униң аниси һәр жилда униңға бир кичик тон тикип, һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили ери билән барғанда алғач келәтти. 20  Әли Әлканаһ вә аялиға бәхит тиләп дуа қилип: — «Аялиңниң Пәрвәрдигарға беғишлиғининиң орниға саңа униңдин башқа нәсил бәргәй, деди. Андин бу иккиси өз өйигә янди. 21  Шуниң билән Пәрвәрдигар Һаннаһни йоқлап бәрикәтләп, у һамилдар болуп җәмий үч оғул вә икки қиз туғди. Кичик Самуил болса Пәрвәрдигарниң алдида туруп өсүвататти. «...йоқлап бәрикәтләп» — ибраний тилида пәқәт «йоқлап» дейилиду. Худаниң «йоқлиши» тоғрилиқ «тәбирләр»ниму көрүң.
22  Әли бәк қерип кәткән еди. У оғуллириниң пүткүл Исраилға һәммә қилғанлирини аңлиди һәм җамаәт чедириниң ишигидә хизмәт қилидиған аяллар билән ятқининиму аңлиди. «җамаәт чедири» — йәни «ибадәт чедири» яки «муқәддәс чедир». 23  У уларға: — Силәр немә үчүн шундақ ишларни қилисиләр? Чүнки бу хәлиқниң һәммисидин силәрниң яманлиғиңларни аңлаватимән, деди. 24  Болмайду, и оғуллирим! Мән аңлиған бу хәвәр яхши әмәс, Пәрвәрдигарниң хәлқини аздурупсиләр. «Пәрвәрдигарниң хәлқини аздурупсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң хәлқи арисида тарқалған хәвәр яхши әмәс». 25  Әгәр бир адәм йәнә бир адәмгә гуна қилса, башқа бириси униң үчүн Худадин рәһим сориса болиду; лекин әгәр бириси Пәрвәрдигарға гуна қилса, ким униң гунайини тиләләйду? — деди. Лекин улар атисиниң сөзигә қулақ салмиди; чүнки Пәрвәрдигар уларни өлтүрүшни нийәт қилған еди. 26 Амма Самуил дегән бала өсүвататти, Пәрвәрдигар һәм адәмләрниң алдида илтипат тапқан еди. Луқа 2:52.
27  Худаниң бир адими Әлиниң йениға келип мундақ деди: — Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мисирда, Пирәвнниңкидә турғанда Өзүмни атаңниң җәмәтигә очуқ аян қилмидимму? Рос. 7:25. 28  Мән уни каһиним болуш, Өз қурбангаһимда қурбанлиқ қилиш, хушбуй йеқиш вә Мениң алдимда әфод тонини кейип хизмәт қилишқа Исраилниң һәммә қәбилилиридин таллимиған едимму? Шуниңдәк Мән Исраилниң отта көйдүридиған һәммә қурбанлиқлирини атаңға тапшуруп тәқдим қилған әмәсму? «... Мән Исраилниң отта көйдүридиған һәммә қурбанлиқлирини атаңға тапшуруп тәқдим қилған әмәсму?» — Тәвратқа асасән, каһинларниң һәр қандақ қурбанлиқлардин өзигә хас бир үлүшни елиш һоқуқи бар еди.   Лав. 10:14. 29  Немишкә Мән буйруған, туралғу җайимдики қурбанлиғим билән ашлиқ һәдийәләрни дәпсәндә қилисиләр? Немишкә хәлқим Исраиллар кәлтүргән һәммә һәдийәләрниң есилидин өзлириңларни сәмритип, өз оғуллириңларниң һөрмитини Мениңкидин үстүн қилисән?» Қан. 32:15. 30  Униң үчүн Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән дәрһәқиқәт сениң вә атаңниң җәмәтидикиләр Мениң алдимда хизмитимдә мәңгү маңиду, дәп ейтқан едим; лекин әнди Мән Пәрвәрдигар шуни дәймәнки, бу иш һазир Мәндин нери болсун! Мени һөрмәт қилғанларни Мән һөрмәт қилимән, лекин Мени кәмситкәнләр пәс қарилиду. Мис. 28:43; 29:9. 31  Мана шундақ күнләр келидуки, сениң билигиңни вә атаңниң җәмәтиниң билигини тәң кесиветимән; шуниң билән җәмәтиңдә бирму қериған адәм тепилмайду! «... сениң билигиңни вә атаңниң җәмәтиниң билигини тәң кесиветимән» — «адәмниң билиги» униң күчи, қабилийити вә һоқуқини билдүрәтти. 32  Сән туралғу җайимда дәрд-қайғу көрисән; Исраиллар һәр қандақ һозур-бәхитни көргини билән, сениң җәмәтиңдә әбәткичә бирму қериған адәм тепилмайду. «Сән туралғу җайимда дәрд-қайғу көрисән» — яки «Сән туралғу җайимда дүшмән көрисән». «сениң җәмәтиңдә әбәткичә бирму қериған адәм тепилмайду» — бу бешарәт төвәндики бабларда ечилиду. Әли өзи Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң булап кетилгәнлигини көриду; бирақ кейинки күнләрдә, йәни Давут падишаниң күнлиридики бәхит-бәрикәтни у көрмәйду (Әлиниң җәмәтиниң кейинки тарихи 22-бап, 1-22, «1Пад.» 2:26-27дә көрүлиду). 33 Вә Мән қурбангаһимниң хизмитидин үзүп ташлимиған адимиң бар болса, у көзлириңниң хирәлишиши билән җениңниң азаплинишиға сәвәп болиду. Җәмәтиңдә туғулғанларниң һәммиси балағәттин өтмәй өлиду. «көзлириңниң хирәлишиши» — бу ибарә адәттә көз яшлириниң көп төкүлгәнлигидин яки зор ғәмкинликтин болған һаләтни көрситиду. 34  Саңа бу ишларни испатлашқа, икки оғлуң Хофний билән Финиһасниң бешиға чүшидиған мундақ бир аламәт бешарәт болиду: — уларниң иккилиси бир күндә өлиду. 35 Амма Өзүмгә Роһум вә дилимдики нийитим бойичә иш көридиған садиқ бир каһинни тикләймән; Мән униңға мәзмут бир җәмәт қуримән; у Мениң мәсиһ қилғинимниң алдида мәңгү меңип хизмәт қилиду. «...Мениң мәсиһ қилғинимниң алдида» — Мениң падишасимниң алдида, демәкчи. Бизниңчә бу бешарәт авал Самуилниң өзидә андин каһин Задокниң җәмәтидә әмәлгә ашурулди. «мәңгү меңип хизмәт қилиду» — ибраний тилида «барлиқ күнләрдә меңип хизмәт қилиду». 36 Шундақ болидуки, сениң җәмәтиңдикиләрдин һәр бир тирик қалғанлар бир сәр күмүч вә бир чишләм нан тиләшкә униң алдиға келип униңға тазим қилип: «Қаһинлиқ хизмәтлиридин маңа бир орун бәрсилә, йегили бир чишләм нан тапай дәп ейтидиған болиду» дәйду.
 
 

2:1 «Мениң мүңгүзүм Пәрвәрдигар билән егиз көтирилди» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини яки күчини билдүриду. Мошу йәрдә Қутқузғучи-мәсиһни көрситиши мүмкин. «Зәб.», 131:17ни көрүң. Бу мүңгүзләр адәмниң бешида өскән әмәс, әлвәттә!

2:1 Луқа 1:46.

2:2 Қан. 3:24; Зәб. 85:8.

2:5 Зәб. 33:10-11; Жиғ. 5:6; Луқа 1:53.

2:6 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһи баридиған җай.

2:6 Қан. 32:39; Әз. 37:11-14

2:8 Аюп 36:15; Зәб. 112:7, 8; Луқа 1:52; Зәб. 23:1-2; 101:26; 103:5.

2:10 «У Өзи мәсиһлигининиң мүңгүзини егиз көтириду!» — «мәсиһлимәк» яки «мәсиһ қилиш»: Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға зәйтун мейи сүрүлүши керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» яки «мәсиһлиниш» дәп атилатти вә шундақла шу чағдин башлап шу падиша «Худаниң мәсиһлигини» дәп атилатти. Каһинлар вә бәзи вақтида пәйғәмбәрләрму «мәсиһ қилинатти». Исраилда шу чағда падиша болмиғачқа, Һаннаһниң бу сөзи дәрвәқә кәлгүси ишларни алдин-ала көрсәткән бешарәт еди.

2:10 1Сам. 7:10; Зәб. 2:6; 20:9; 88:25

2:12 «...интайин яман кишиләрдин болуп» — ибраний тилида: «Белиалниң (Иблисниң) оғуллиридин болуп» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс», бәлким Шәйтанни көрситиду.

2:14 «Уларниң Шилоһға қурбанлиқ қилғили кәлгән һәммә Исраилларға шундақ адити болған» — мошу хил қурбанлиқлар, шүбһисизки, «тәшәккүр қурбанлиқлири» яки «енақлиқ қурбанлиқлири» еди. Каһинларниң мошу адити Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунниң бәлгүлимилиригә асасланған әмәс. Каһинларниң «һоқуқ үлүши» болса «Лав.» 7:11-18, 28-34-айәтләрдә көрситилиду. Амма әлиниң оғуллири ачкөзлүгидин бу адәтни толиму һәддидин ашурувәткән еди. Кейинки айәтләрни көрүң.

2:16 «Авал йеғи көйдүрүлүп болсун, андин немини халисаң шуни алғин» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә қурбанлиқлардики барлиқ яғлар Пәрвәрдигарға атап көйдүрүләтти. Адәмниң уни йейиши мәнъий қилинатти.

2:18 «Самуил нарәсидә бала болуп канаптин тоқулған бир әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида хизмәт қилатти» — «әфод» дегән немә? Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанун бойичә, баш каһин кийдиған бир алаһидә калтә чапан болуп, униң ичидики икки хил таш арқилиқ Худадин йол сориғили болатти. Самуил Лавий қәбилисидин болмисиму, бу айәткә қариғанда «каһинлиқ кийим» кийип, каһинлиқ хизмитини қиливататти.

2:21 «...йоқлап бәрикәтләп» — ибраний тилида пәқәт «йоқлап» дейилиду. Худаниң «йоқлиши» тоғрилиқ «тәбирләр»ниму көрүң.

2:22 «җамаәт чедири» — йәни «ибадәт чедири» яки «муқәддәс чедир».

2:24 «Пәрвәрдигарниң хәлқини аздурупсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң хәлқи арисида тарқалған хәвәр яхши әмәс».

2:26 Луқа 2:52.

2:27 Рос. 7:25.

2:28 «... Мән Исраилниң отта көйдүридиған һәммә қурбанлиқлирини атаңға тапшуруп тәқдим қилған әмәсму?» — Тәвратқа асасән, каһинларниң һәр қандақ қурбанлиқлардин өзигә хас бир үлүшни елиш һоқуқи бар еди.

2:28 Лав. 10:14.

2:29 Қан. 32:15.

2:30 Мис. 28:43; 29:9.

2:31 «... сениң билигиңни вә атаңниң җәмәтиниң билигини тәң кесиветимән» — «адәмниң билиги» униң күчи, қабилийити вә һоқуқини билдүрәтти.

2:32 «Сән туралғу җайимда дәрд-қайғу көрисән» — яки «Сән туралғу җайимда дүшмән көрисән». «сениң җәмәтиңдә әбәткичә бирму қериған адәм тепилмайду» — бу бешарәт төвәндики бабларда ечилиду. Әли өзи Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң булап кетилгәнлигини көриду; бирақ кейинки күнләрдә, йәни Давут падишаниң күнлиридики бәхит-бәрикәтни у көрмәйду (Әлиниң җәмәтиниң кейинки тарихи 22-бап, 1-22, «1Пад.» 2:26-27дә көрүлиду).

2:33 «көзлириңниң хирәлишиши» — бу ибарә адәттә көз яшлириниң көп төкүлгәнлигидин яки зор ғәмкинликтин болған һаләтни көрситиду.

2:35 «...Мениң мәсиһ қилғинимниң алдида» — Мениң падишасимниң алдида, демәкчи. Бизниңчә бу бешарәт авал Самуилниң өзидә андин каһин Задокниң җәмәтидә әмәлгә ашурулди. «мәңгү меңип хизмәт қилиду» — ибраний тилида «барлиқ күнләрдә меңип хизмәт қилиду».