36
Елихуниң төртинчи баяни: — Азаплардин алған тәрбийә
Елиху сөзини давамлаштуруп мундақ деди: —
«Мени бирдәм сөзлигили қойсаң,
Мән йәнә Тәңригә вакалитән қилидиған сөзүмниң барлиғини саңа аян қилимән.
Билимни жирақлардин елип кәлтүримән,
Адәмләрни Яратқучимни һәққаний дәп һесаплайдиған қилимән. «Билимни жирақлардин елип кәлтүримән...» — Елиху беридиған мисалларни «жирақлардин» алмақчи — демәк, узун тарих һәм тәбиәттин алмақчи.
Мениң гепим һәқиқәтән ялған әмәстур;
Билими мукәммәл бириси сән билән биллә болиду. «Билими мукәммәл бириси» — Елиху өзини бәк жуқури чағлиса керәк; чүнки у 37-бапта дәл бу сөзләр билән Худаниң Өзини тәсвирләйду.
Мана, Тәңри дегән улуқдур,
Бирақ У һеч кимни кәмситмәйду;
Униң чүшиниши чоңқурдур, мәхситидә чиң туриду. «Бирақ У һеч кимни кәмситмәйду» — Елихуниң айәттики бу биринчи җүмлисини алаһидә әһмийәтлик дәп қариғинимиз билән у йәнила униң 35-бап -7-айәттики баяниға сәл зит келиду.   Аюп 9:4; 12:13, 16; 37:23; 38:23
У яманларни һаят сақлимайду;
Бирақ езилгәнләр үчүн адаләт жүргүзиду. «У яманларни һаят сақлимайду; бирақ езилгәнләр үчүн адаләт жүргүзиду» — Елиху әслидә «Мән силәрниң (үч достниң) гәплириңлар бойичә униңға җавап бәрмәймән» дегини билән, у йәнила бу айәттә уларниң аддий хуласилиригә қайтип кәлди.
У һәққанийлардин көзини елип кәтмәйду,
Бәлки уларни мәңгүгә падишалар билән тәхттә олтарғузиду,
Шундақ қилип уларниң мәртивиси үстүн болиду. Зәб. 32:18; 33:16-17; 112:8
Вә әгәр улар кишәнләнгән болса,
Җапаниң асаритигә тутулған болса,
Ундақта У уларға қилғанлирини,
Уларниң итаәтсизликлирини,
Йәни уларниң көрәңләп кәткәнлигини өзлиригә көрсәткән болиду.
10  Шуниң билән У қулақлирини тәрбийигә ечип қойиду,
Уларни яманлиқтин қайтишқа буйруйду.
11 Улар қулақ селип Униңға бойсунсила
Улар қалған күнлирини аватчилиқта,
Жиллирини хушлуқта өткүзиду.
12  Бирақ улар қулақ салмиса, қиличлинип дуниядин кетиду,
Билимсиз һалда нәпәстин тохтап қалиду.
13  Бирақ көңлигә ипласлиқни пүккәнләр йәнила адавәт сақлайду;
У уларға асарәт чүшүргәндиму улар йәнила тилавәт қилмайду.
14  Улар яш турупла җан үзиду,
Уларниң һаяти бәччивазлар арисида түгәйду. «бәччивазлар» — ибраний тилида бу сөз «һәзиләк әр паһишә»ни көрситиду.   Аюп 22:16
15  Бирақ У азап тартқучиларни азаплардин болған тәрбийә арқилиқ қутқузиду,
У улар хар болған вақтида уларниң қулиқини ачиду.
16  У шундақ қилип сениму азарниң ағзидин қистаңчилиғи йоқ кәң бир йәргә җәлип қилған болатти;
Ундақта дәстихиниң майға толдурулған болатти. «У (Худа) шундақ қилип сениму азарниң ағзидин қистаңчилиғи йоқ кәң бир йәргә җәлип қилған болатти; ундақта дәстихиниң майға толдурулған болатти» — Елихуниң 8-15-айәттики бәргән тәлими шуки, нурғун азап-оқубәтләр әмилийәттә җазалаш әмәс, бәлки Худаниң тәрбийиси болиду. Шүбһисизки, бу тәлимниң әһмийити бар. Бирақ у йәнила Аюпниң асасий әһвалини чүшәнмәйду. У төвәндә (17-айәттә) йәнила Аюпни хата әйипләйду.   Зәб. 22:5
17  Бирақ сән һазир яманларға қаритилған тегишлик җазаларға толдурулғансән;
Шуңа Худаниң һөкүми һәм адалити сени тутувалди. «Бирақ сән һазир яманларға қаритилған тегишлик җазаларға толдурулғансән; шуңа Худаниң һөкүми һәм адалити сени тутувалди» — 17-21-айәтләрниң башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин. Әсли текстни чүшиниш сәл тәс.
18  Ғәзивиңниң қайнап кетишиниң сени мазаққа башлап қоюшидин һушяр бол;
Ундақта һәтта зор капаләтму сени қутқузалмайду.
19  Яки байлиқлириң,
Яки күчүңниң зор тиришишлири,
Өзүңни азап-оқубәттин нери қилаламду?
20  Кечигә үмүт бағлима,
Чүнки у чағда хәлиқ өз орнидин йоқилип кетиду. «Кечигә үмүт бағлима» — бу толиму сәлбий мәнидә ишлитилгән. Бәлким Елиху: Аюп башқилар өзини көрмәйдиған, өзи яман ишларни қилалайдиған вақитни үмүт билән күтмәктә, демәкчи болуши мүмкин.
21  Һушяр бол, әскиликкә бурулуп кәтмә;
Чүнки сән қәбиһликни дәрдкә сәвир болушниң орнида таллиғансән.
22  Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур;
Униңдәк үгәткүчи барму? «Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур; Униңдәк үгәткүчи барму?» — Елихуниң тәлимидики интайин яхши нуқта шуки, Худаниң «үгәткүчи»дур, У дәл Өзиниң Роһи арқилиқ инсанға йолйоруқ бериду.
23  Ким Униңға маңидиған йолни бекитип бәргән еди?
Вә яки Униңға: «Яман қилдиң?» дейишкә петиналайду? Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 8:3; 34:10; Рим. 9:14
24  Инсанлар тәбрикләйдиған Худаниң әмәллирини улуқлашни унтума!
25  Һәммә адәм уларни көргәндур;
Инсан балилири жирақтин уларға қарап туриду».
 
Худаниң карамәт әмәллири — •••• Униң зор һәйвиси дәһшәтлик қара қуюнда аян болиду
26  « — Бәрһәқ, Тәңри улуқдур, биз Уни чүшинәлмәймиз,
Униң жиллириниң санини тәкшүрүп ениқлиғили болмайду. Зәб. 89:3; 91:9; 92:2; 101:13; Йәш. 63:16; Жиғ. 5:19; Дан. 6:27; Ибр. 1:12
27  Чүнки У суни тамчилардин шүмүрүп чиқириду;
Улар парға айлинип андин ямғур болуп яғиду.
28  Шундақ қилип асманлар ямғурларни қуюп берип,
Инсан балилири үстигә молчилиқ яғдуриду.
29  Бирақ ким булутларниң тоқулушини,
Униң самави чедириниң гүмбүр-гүмбүр қилидиғанлиғини чүшинәлисун?
30  Мана, У чақмиқи билән әтрапини йоруқ қилиду,
Һәтта деңиз тәктиниму йоруқ қилиду. «Мана, У чақмиқи билән әтрапини йоруқ қилиду, һәтта деңиз тәктиниму йоруқ қилиду» — чақмақ деңизниң чоңқур йәрлиригә тешип йетиду.
31  У булар арқилиқ хәлиқләр үстидин һөкүм чиқириду;
Һәм улар арқилиқму мол ашлиқ бериду. Аюп 37:13
32  У қоллирини чақмақ билән толдуриду,
Униңға уридиған нишанни буйруйду.
33  Худаниң гүлдүрмамиси униң келидиғанлиғини елан қилиду;
Һәтта калиларму сезип, уни елан қилиду. «Худаниң гүлдүрмамиси униң келидиғанлиғини елан қилиду; һәтта калиларму сезип, уни елан қилиду» — Аюп 28-бапта боран-чапқун дегән сөзни тилға алған. Буниң бир сәвәви бир боран-чапқунниң һәқиқәтән уларға йеқинлишиватқанлиғини аңлиғини болуши мүмкин. Әнди Елихуниң боран-чапқунни тәпсилий тәсвирлишиниң сәвәви һазирниң өзидә боран (әмәлийәттә қара қуюн)ниң уларниң бешиға чүшүватқинини көрсәткән болуши мүмкин. 38:1ни көрүң.
 
 

36:3 «Билимни жирақлардин елип кәлтүримән...» — Елиху беридиған мисалларни «жирақлардин» алмақчи — демәк, узун тарих һәм тәбиәттин алмақчи.

36:4 «Билими мукәммәл бириси» — Елиху өзини бәк жуқури чағлиса керәк; чүнки у 37-бапта дәл бу сөзләр билән Худаниң Өзини тәсвирләйду.

36:5 «Бирақ У һеч кимни кәмситмәйду» — Елихуниң айәттики бу биринчи җүмлисини алаһидә әһмийәтлик дәп қариғинимиз билән у йәнила униң 35-бап -7-айәттики баяниға сәл зит келиду.

36:5 Аюп 9:4; 12:13, 16; 37:23; 38:23

36:6 «У яманларни һаят сақлимайду; бирақ езилгәнләр үчүн адаләт жүргүзиду» — Елиху әслидә «Мән силәрниң (үч достниң) гәплириңлар бойичә униңға җавап бәрмәймән» дегини билән, у йәнила бу айәттә уларниң аддий хуласилиригә қайтип кәлди.

36:7 Зәб. 32:18; 33:16-17; 112:8

36:14 «бәччивазлар» — ибраний тилида бу сөз «һәзиләк әр паһишә»ни көрситиду.

36:14 Аюп 22:16

36:16 «У (Худа) шундақ қилип сениму азарниң ағзидин қистаңчилиғи йоқ кәң бир йәргә җәлип қилған болатти; ундақта дәстихиниң майға толдурулған болатти» — Елихуниң 8-15-айәттики бәргән тәлими шуки, нурғун азап-оқубәтләр әмилийәттә җазалаш әмәс, бәлки Худаниң тәрбийиси болиду. Шүбһисизки, бу тәлимниң әһмийити бар. Бирақ у йәнила Аюпниң асасий әһвалини чүшәнмәйду. У төвәндә (17-айәттә) йәнила Аюпни хата әйипләйду.

36:16 Зәб. 22:5

36:17 «Бирақ сән һазир яманларға қаритилған тегишлик җазаларға толдурулғансән; шуңа Худаниң һөкүми һәм адалити сени тутувалди» — 17-21-айәтләрниң башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин. Әсли текстни чүшиниш сәл тәс.

36:20 «Кечигә үмүт бағлима» — бу толиму сәлбий мәнидә ишлитилгән. Бәлким Елиху: Аюп башқилар өзини көрмәйдиған, өзи яман ишларни қилалайдиған вақитни үмүт билән күтмәктә, демәкчи болуши мүмкин.

36:22 «Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур; Униңдәк үгәткүчи барму?» — Елихуниң тәлимидики интайин яхши нуқта шуки, Худаниң «үгәткүчи»дур, У дәл Өзиниң Роһи арқилиқ инсанға йолйоруқ бериду.

36:23 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 8:3; 34:10; Рим. 9:14

36:26 Зәб. 89:3; 91:9; 92:2; 101:13; Йәш. 63:16; Жиғ. 5:19; Дан. 6:27; Ибр. 1:12

36:30 «Мана, У чақмиқи билән әтрапини йоруқ қилиду, һәтта деңиз тәктиниму йоруқ қилиду» — чақмақ деңизниң чоңқур йәрлиригә тешип йетиду.

36:31 Аюп 37:13

36:33 «Худаниң гүлдүрмамиси униң келидиғанлиғини елан қилиду; һәтта калиларму сезип, уни елан қилиду» — Аюп 28-бапта боран-чапқун дегән сөзни тилға алған. Буниң бир сәвәви бир боран-чапқунниң һәқиқәтән уларға йеқинлишиватқанлиғини аңлиғини болуши мүмкин. Әнди Елихуниң боран-чапқунни тәпсилий тәсвирлишиниң сәвәви һазирниң өзидә боран (әмәлийәттә қара қуюн)ниң уларниң бешиға чүшүватқинини көрсәткән болуши мүмкин. 38:1ни көрүң.