25
Амазия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
2Пад. 14:1-22
1 Амазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәһоаддан болуп, Йерусалимлиқ еди. 2 Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болған ишларни қилди, лекин пүтүн көңли билән қилмиди. 3 Вә шундақ болдики, у падишалиғини мустәһкәмливалғандин кейин падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди. 4 Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Нә атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду нә оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргичиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
5 Амазия Йәһудаларни жиғип, җәмәтлиригә қарап пүтүн Йәһудаларни вә Биняминларни миң беши вә йүз бешилар астиға бекитти; у улардин жигирмә яштин ашқанларниң санини еливиди, җәңгә чиқалайдиған, қолиға нәйзә вә қалқан алалайдиған хил ләшкәрдин үч йүз миң адәм чиқти.
6 У йәнә бир йүз талант күмүч сәрп қилип Исраилдин йүз миң батур җәңчи ялливалди.
□ 7 Лекин Худаниң бир адими униң алдиға келип: — И падишасим, Исраил қошунини өзлири билән биллә барғузмиғайла; чүнки Пәрвәрдигар Исраиллар яки Әфраимийларниң һеч қайсиси билән биллә әмәс. 8 Һәтта сили чоқум шундақ қилимән, батуранә күрәш қилимән десилиму, Худа өзлирини дүшмән алдида жиқитиду, чүнки Худа инсанға ярдәм беришкиму қадирдур, инсанни жиқитишқиму қадирдур, деди.
9 Амазия Худаниң адимигә: — Әмисә мән Исраилниң ялланма қошуниға бәргән йүз талант күмүчни қандақ қилсам болиду? — дәп соривиди, Худаниң адими униңға: — Пәрвәрдигар өзлиригә буниңдинму зиядә көп беришкә қадирдур, дәп җавап бәрди.
10 Шуниң билән Амазия Әфраимдин өзигә кәлтүрүлгән ялланма қошунни айрип чиқип, өйлиригә қайтурувәтти; шу сәвәптин улар Йәһудаларға бәк ғәзәплинип, қаттиқ қәһр ичидә өйлиригә қайтип кетишти.
11 Амазия җасаритини урғутуп, өзиниң хәлқини башлап «Шор вадиси»ға берип Сеирлардин он миң адәмни йоқатти.
□ 12 Йәһудалар йәнә он миң адәмни тирик тутувелип, тик ярниң левиға апирип, ярдин иштиривиди, уларниң һәммиси парә-парә қилинип ташланди.
13 Һалбуки, Амазия өзи билән биллә җәң қилишқа рухсәт қилмай қайтурувәткән ялланма әскәрләр Самарийәдин Бәйт-Һорунғичә болған Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә һуҗум қилип кирип үч миң адәмни қирип ташлиди һәм нурғун мал-мүлүкни булап кәтти.
14 Лекин шундақ болдики, Амазия Едомийларни мәғлуп қилип қайтип кәлгән чағда у Сеирларниң бутлириниму елип келип, уларни өзи үчүн мәбуд қилип, уларға баш урди вә уларға хушбуй яқти.
□ 15 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Амазияға қозғалди, У униң алдиға бир пәйғәмбәрни әвәтти. Пәйғәмбәр униңға: — Өз хәлқини сениң қолуңдин қутқузалмиған бу хәлиқниң илаһлирини зади немә дәп издәйсән? — деди.
16 Вә шундақ болдики, у падишаға техи сөз қиливатқанда, падиша униңға: — Биз сени падишаниң мәслиһәтчиси қилип тиклигәнму? Қой, бу гепиңни! Өлгүң кәлдиму немә? — деди. Шуниң билән пәйғәмбәр гәптин тохтиди-дә, йәнә: — Бу ишни қилғиниң һәм нәсиһитимгә қулақ салмиғиниң үчүн Пәрвәрдигар сени йоқитишни қарар қилди, дәп билимән, — деди.
17 Шуниңдин кейин Амазия мәслиһәтлишип, Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, җәң мәйданида йүз туранә көрүшәйли» деди.
18 Исраилниң падишаси Йоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: «Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин!» — деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
19 Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип яйрап кәттиң. Әнди өйүңдә қалғиниң яхши; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
□ 20 Амма Амазия қулақ салмиди. Бу иш Худадин кәлди; чүнки улар Едомниң илаһлирини издигән еди, Худа уларни Йоашниң қолиға чүшсун дәп әнә шундақ орунлаштурған еди. 21 Шуниң билән Исраил падишаси Йоаш җәңгә атлинип чиқти; икки тәрәп, йәни у Йәһуда падишаси Амазия билән Бәйт-Шәмәштә, җәң мәйданида йүз туранә учрашти. 22 Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
23 Исраил падишаси Йоаш Бәйт-Шәмәштә Йәһоаһазниң нәвриси, Йоашниң оғли Йәһуда падишаси Амазияни әсир қилип Йерусалимға елип барди; вә у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
□ 24 У Худаниң өйидә, Обәд-Едом мәсъул болуп сақлаватқан вә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
25 Исраил падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоаш өлгәндин кейин, Йоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди.
□ 26 Амазияниң қалған әмәллири болса, мана уларниң һәммиси баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгән әмәсмиди?
□ 27 Амазия Пәрвәрдигардин ваз кәчкәндин башлапла Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди; шуниң билән у Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип, у йәрдә уни өлтүрди.
28 Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Йәһуданиң шәһири»дә дәпнә қилинди.
□