26
Уззия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
2Пад. 15:1-7
Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киркән оғли Уззияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди «Уззия» — башқа шәкли «Аһазия». «2Пад.» 14:21ни көрүң. (падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди). «падиша ... Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди» — яки «атиси өз ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин Уззия Елат шәһирини ясап Йәһудаға йәнә тәвә қилди».
Уззия тәхткә чиққан чеғида он алтә яш еди; у Йерусалимда җәмий әллик икки жил падишалиқ қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, Йерусалимлиқ еди. У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
Худа бәргән аламәт көрүнүшләр билән йорутулған Зәкәрия Уззияға тәлим бәргәчкә, у һаят вақтида Уззия Худани издиди; вә у Пәрвәрдигарни издигән күнләрдә Худа униң ишлирини раван қилди. У чиқип Филистийләргә һуҗум қилди вә Гатниң сепилини, Җабнәһниң сепилини вә Ашдодниң сепилини чақтурувәтти. Йәнә Ашдод әтрапида, шундақла Филистийләр арисида бир нәччә шәһәр бәрпа қилди. Худа униң Филистийләр вә Гур-баалда туруватқан Әрәбләр билән Маонларға қарши урушиға ярдәм бәрди. Аммонийлар Уззияға олпан төлиди; Уззия толиму қудрәтлик болуп, нам-шөһрити таки Мисирниң чегарисиғичә тарқалди. Уззия Йерусалимдики «Буҗәк дәрвазиси»да, «Җилға дәрвазиси»да вә сепилниң қайрилидиған йеридә мунарлар салди вә уларни әҗайип мустәһкәм қилди. 10 У йәнә чөлләрдә бир мунчә күзәт мунарлирини салғузди вә көп қудуқларни колатти; чүнки униң Шәфәлаһ түзләңлигидә вә егизликтә нурғун чарвиси бар еди; у йәнә териқчилиққа амрақ болғачқа, тағларда вә етиз-бағларда нурғун бағвәнләрни вә үзүмчиләрни яллап ишләтти. «етиз-бағларда...» — яки «Кармәлдә...». Амма Кармәл шималий падишалиқта.
11 Уззияниң йәнә урушқа маһир қошуни бар еди. Қошун катип Җәийәл вә әмәлдар Маасеяһ ениқлиған санға асасән қисим-қисимлар бойичә бөлүнүп, падишаниң сәрдарлиридин бири болған Һананияниң йетәкчилиги астида сәп болуп җәңгә чиқатти. 12 Бу батур җәңчиләр ичидики һәр қайси җәмәт башлири җәмий икки миң алтә йүз киши еди. 13 Уларниң йетәкчилиги астидики қошун җәмий үч йүз йәтмиш йәттә миң бәш йүз болуп, һәммиси ишта қабил, җәңдә маһир еди, улар падишаға ярдәмлишип дүшмәнгә һуҗум қилалайтти. 14 Уззия пүткүл қошунидики ләшкәрлирини қалқан, нәйзә, добулға, савут, оқя вә салғилар биләнму қуралландурған еди. 15 У йәнә Йерусалимда устилар иҗад қилған оқ беши вә йоған ташларни атқучи үскүниләрни яситип, уларни сепил мунарлириға вә бүҗәклиригә орунлаштурған еди. Униң нам-шөһрити жирақ-жирақларға кәткән еди, чүнки у аламәт ярдәмләргә еришкәчкә, карамәт қудрәт тапқан еди.
16 Лекин у күчәйгәндин кейин, мәғрурлинип кәтти вә бу иш уни һалакәткә елип барди. У Худаси Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилип, хушбуйгаһ үстидә хушбуй яқимән дәп Пәрвәрдигарниң өйигә кирди. 17 Каһин Азария билән Пәрвәрдигарниң башқа каһинлиридин сәксән әзимәт униң арқидин кирди; 18 Улар падиша Уззияни тосуп: — И Уззия, Пәрвәрдигарға хушбуй йеқиш саңа тәвә иш әмәс, бәлки хушбуй йеқишқа муқәддәс хизмәткә аталған каһинлар болған, Һарунниң әвлатлириға мәнсуптур; муқәддәсханидин чиққин, чүнки итаәтсизлик қилип қойдуң; сән Худа Пәрвәрдигардин иззәт тапалмайдиған болуп қалисән, деди.
19 Уззия қаттиқ ғәзәпләнди; у хушбуй яққили турған һаләттә, қолида бир хушбуйданни тутуп туратти; у Пәрвәрдигарниң өйидики хушбуйгаһниң йенида туруп каһинларға ғәзәплиниватқан чағда, каһинларниң алдидила униң пишанисиға мохо өрләп чиқти. 20 Баш каһин Азария билән башқа каһинлар қариса, мана, бирдинла униң пишанисиға мохо өрләп чиққан еди; улар дәрһал уни чиқириветишкә иттәрди; у өзиму чиқип кетишкә алдириди, чүнки Пәрвәрдигар уни урған еди. 21 Падиша Уззияни таки өлгичә мохо кесили чирмивалди; у мохо кесили болғачқа, айрим бир өйдә турди; шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди. Униң оғли Йотам ординиң ишлирини башқуруп, жут сориди. «шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди» — мохо кесилигә гириптар болғанлар «напак» дәп һесаплинип, муқәддәс ибадәтханиға киришкә қәтъий рухсәт қилинмайтти. 22 Уззияниң башқа әмәллири болса баштин ахириғичә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр тәрипидин йезип қалдурулғандур. 23 Уззия өзиниң ата-бовилири арисида ухлиди; бәзиләр: — «У мохо болған адәм» дегәчкә, у ата-бовилири қатарида ятқузулған болсиму, падишалар қәбирстанлиғиға тәвә чәтрәк бир йәрликкә дәпнә қилинди. Андин оғли Йотам униң орниға падиша болди.
 
 

26:1 «Уззия» — башқа шәкли «Аһазия». «2Пад.» 14:21ни көрүң.

26:2 «падиша ... Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди» — яки «атиси өз ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин Уззия Елат шәһирини ясап Йәһудаға йәнә тәвә қилди».

26:10 «етиз-бағларда...» — яки «Кармәлдә...». Амма Кармәл шималий падишалиқта.

26:21 «шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди» — мохо кесилигә гириптар болғанлар «напак» дәп һесаплинип, муқәддәс ибадәтханиға киришкә қәтъий рухсәт қилинмайтти.