15
Қәризләрдин халас қилиш
Һәр бир йәттә жилниң ахирида сән бир «халас қилиш»ни җакалиғин. Мис. 21:2; Йәр. 34:14 Бу «халас қилиш» мундақ болиду: — барлиқ қәриз егилири хошнисиға бәргән қәризни кәчүрүм қилиши керәк; уни хошнисидин яки қериндишидин тәләп қилмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар алдида бир «халас қилиш» җакаланди. «... Пәрвәрдигар алдида бир «халас қилиш» җакаланди» — бәзи алимлар бу «халас қилиш» дегәнниң мәнаси, қәриз егилири йәттә жил ичидә қәриздарлардин қәризни соримаслиғи керәк; лекин йәттинчи жилдин кейин қәризләрни қайтидин сорашқа болиду, дәп бекитилгән, дәп қарайду. Чәтәлликтин болса тәләп қилишқа болиду; лекин қериндишиңда болған қәризни кәчүрүм қилишиң керәк.
Һалбуки, араңларда һаҗәтмәнләр болмайду; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң силәргә мирас болуш үчүн егилишиңларға беридиған шу зиминда турғиниңда сени зиядә бәрикәтләйду; Пәқәт силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән силәргә бүгүн тапилиған бу пүтүн әмиргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәңлар шундақ болиду. Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк у сени бәрикәтләйду; сән көп әлләргә капаләтлик елип қәриз берисән, лекин улардин қәриз алмайсән; сән көп әлләр үстигә һөкүм сүрисән, лекин улар үстүңдин һөкүм сүрмәйду.
 
Сехий болуңлар!
Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан қериндашлириң арисидин кәмбәғәл бир адәм болса, сән униңға көңлүңни қаттиқ қилма яки һаҗити чүшкән қериндишиңға қолуңни жумувалма; «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириңлар ичидә» дегән сөзләр билән ипадилиниду. сән бәлки сехийлиқ билән униңға қолуңни очуқ қил вә униңда немә кам болса чоқум һаҗитидин чиқип униңға өтнә берип тур. Көңлүңдә намрат қериндишиңдин ағринип: Йәттинчи жил, йәни «халас жили» йеқинлашти, дәп рәзил ойда болуштин, униңға һеч нәрсә бәрмәсликтин һези бол; шундақ болуп қалса у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириши билән бу иш саңа гуна һесаплиниду. «...намрат қериндишиңдин ағринип» — ибраний тилида «намрат қериндишиңға көзүңни рәзил қилип» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 10 Сән чоқум униңға сехийлиқ билән бәргин; униңға бәргиниңдә көңлүңдә нарази болма; чүнки бу иш үчүн Пәрвәрдигар Худайиң сени барлиқ ишлириңда вә қолуңдики барлиқ әмгигиңдә бәрикәтләйду. Мат. 5:42; Луқа 6:35 11 Чүнки кәмбәғәлләр зиминдин йоқап кәтмәйду; шуңа мән саңа: «Сән сехийлиқ билән зиминдики қериндишиңға, йәни сениң намратлириңға вә һаҗәтмәнлириңгә қолуңни ачқин» — дәп тапилидим. Мат. 26:11; Юһ. 12:8
 
Қулларни қоюветиш
12 Сениң қериндишиң, мәйли ибраний әр яки ибраний аял болсун саңа сетилған болса, у алтә жил қуллуғуңда болиду, андин йәттинчи жилида сән уни өзүңдин халас қилип қоювәт. Мис. 21:2; Йәр. 34:14 13 Уни қоювәткәндә қуруқ қол қоювәтсәң болмайду; 14 сән чоқум қойлириңдин, хаминиңдин вә шарап көлчигиңдин тәқдим қилишиң керәк; Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә сән униңға бәр. 15 Сениң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиң сени һөрлүк бәдили төләп қутқузғанлиғини ядиңда тут; шуңа мән бүгүн бу ишни саңа тапилидим.
16 Һалбуки, шу қулуң саңа: «мән сәндин кәтмәймән» десә (чүнки у сени вә аиләңдикиләрни сөйиду, сениң билән һали яхши болиду) 17 — шу чағда сән бигизни елип униң қулиқини ишиктә тәш. Шуниң билән у мәңгүгә сениң қулуң болиду. Шуниңдәк дедигиңгиму шундақ муамилә қилғин. Мис. 21:6
18  Қулуңни йениңдин қоюветиш саңа еғир кәлмисун; чүнки у қуллуғуңда алтә жил болғачқа, қиммити мәдикарниңкидин икки һәссә артуқ болиду; уни қоювәтсәң Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ ишлириңда сени бәрикәтләйду. «қиммити мәдикарниңкидин икки һәссә артуқ болиду» — қул һәр күни егиси үчүн ишләйдиған вақит мәдикар ишлигән вақитниң икки һәссидин көп болуши мүмкин; чүнки қул кечә-күндүз ғоҗайинниң буйруғи астида туруши керәк.
 
Худаға әң есилни беғишлаш
19 Калилириң вә қойлириң арисида туғулған барлиқ тунҗа әркәк мозай-қозилириңни Пәрвәрдигар Худайиңға ата; калилириңниң тунҗисини һеч қандақ әмгәккә салма, қойлириңниң тунҗисини қирқима. Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Лав. 27:26; Чөл. 3:13 20 Сән вә өйүңдикиләр һәр жили шу мелиңни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар таллайдиған җайда йәңлар. 21 Бирақ шу һайванларниң бир йери мәйип болса, мәйли у мәҗруһ , кор яки униңда һәр қандақ нуқсан болса, уни Пәрвәрдигар Худайиңға қурбанлиқ қилмаслиғиң керәк. Лав. 22:20; Қан. 17:1 22 Бәлки уни шәһәр-йезаңлар ичидә йесәң болиду; кишиләр мәйли пак яки напак болсун, уни җәрән яки кейикни йегәндәк йесә болиду. «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә» дегән сөз билән ипадилиниду. 23 Пәқәт сән униң қенини йемә; қенини суни йәргә төккәндәк төкүвәт. Қан. 12:16,23
 
 

15:1 Мис. 21:2; Йәр. 34:14

15:2 «... Пәрвәрдигар алдида бир «халас қилиш» җакаланди» — бәзи алимлар бу «халас қилиш» дегәнниң мәнаси, қәриз егилири йәттә жил ичидә қәриздарлардин қәризни соримаслиғи керәк; лекин йәттинчи жилдин кейин қәризләрни қайтидин сорашқа болиду, дәп бекитилгән, дәп қарайду.

15:7 «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириңлар ичидә» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

15:9 «...намрат қериндишиңдин ағринип» — ибраний тилида «намрат қериндишиңға көзүңни рәзил қилип» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

15:10 Мат. 5:42; Луқа 6:35

15:11 Мат. 26:11; Юһ. 12:8

15:12 Мис. 21:2; Йәр. 34:14

15:17 Мис. 21:6

15:18 «қиммити мәдикарниңкидин икки һәссә артуқ болиду» — қул һәр күни егиси үчүн ишләйдиған вақит мәдикар ишлигән вақитниң икки һәссидин көп болуши мүмкин; чүнки қул кечә-күндүз ғоҗайинниң буйруғи астида туруши керәк.

15:19 Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Лав. 27:26; Чөл. 3:13

15:21 Лав. 22:20; Қан. 17:1

15:22 «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә» дегән сөз билән ипадилиниду.

15:23 Қан. 12:16,23