21
Қулларға муамилә қилиштики һөкүм-бәлгүлимиләр
— Сән уларниң алдиға қойидиған һөкүм-бәлгүлимиләр мунулардур: —
Әгәр сән бир ибраний қулни сетивалған болсаң, у алтә жилғичә хизмитиңдә болуп, йәттинчи жили төләмсиз һөр қилинсун. Қан. 15:12; Йәр. 34:14 У қул қилинишқа тәнһа һаләттә елип келингән болса, тәнһа һаләттә кәтсун. Аяли билән биргә елип келингән болса, аялиму униң билән биллә кәтсун.
Әгәр ғоҗиси униңға хотун елип бәргән болса, шундақла аяли униңға оғул-қизларни туғуп бәргән болса, аял балилири билән ғоҗисиға қелип, әр ялғуз кәтсун. Лекин әгәр қул елан қилип: «Мән ғоҗам, аялим вә балилиримға муһәббитим болғини үчүн һөр болуп кәтмәймән» десә, Қан. 15:16 ундақта униң ғоҗиси уни Худаниң ибадәт соруниниң алдиға елип берип, уни ишикниң алдида яки ишикниң кешикиниң алдида турғузсун; андин ғоҗиси бигиз билән униң қулиқини тәшсун. Шундақ қилип, у мәңгүгә ғоҗисиниң қули болуп қалиду. «Худаниң ибадәт соруниниң алдиға» — яки «Худаниң алдиға» яки «һакимларниң алдиға». «андин ғоҗиси бигиз билән униң қулиқини тәшсун» — демәк, қулниң қулиқини ишик қанитиға яки ишик кешикигә йеқип туруп, қулиқиниң юмшиқини ишиккә яки ишикниң кешикигә миқлайду.
Әгәр бирким қизини дедәкликкә сетивәткән болса, у әр қуллар һөр қилинғандәк һөр қилинмисун. Әгәр өзигә хас сетивалған қиз ғоҗисиға яқмиса, ундақта у қиз тәрәпниң һәқ төләп уни һөр қилишиға йол қоюши керәк. Лекин ғоҗисиниң уни ят хәлиққә сетиш һоқуқи болмайду; чүнки ғоҗиси униңға вапасизлиқ қилғандур. «ғоҗиси униңға вапасизлиқ қилғандур» — адәттә әр киши дедәк сетивалған болса, уни өз кенизиги яки тоқили қилип әмригә алған һесаплинатти. Шуңа дедәкниң кам дегәндиму тоқаллиқ һоқуқи бар еди. Әгәр у қизни оғлиға хас бекиткән болса, ундақта у бәлгүлимиләр бойичә униңға өз қизидәк муамилә қилсун.
10 Әгәр ғоҗиси йәнә хотун алса, әслидә әмригә алған дедигиниң йемәк-ичмекини, кийим-кечигини вә әр-хотунчилиқ бурчини кемәйтмисун. 11 Әгәр у шу үч ишни ада қилмиса, ундақта у бәдәл төлимәй һөр болсун.
 
Уруш-талаш һәққидә
12 Кимки бир адәмни уруп өлтүрүп қойса, уму чоқум өлтүрүлсун. Лав. 24:17 13 Лекин әгәр у киши өлгүчиниң җенини пайлап туруп қәстән өлтүрмигән, бәлки мән Худа униң қоли арқилиқ шу кишиниң өлүшигә йол қойған болсам, ундақ әһвалда Мән униңға қачидиған бир җайни орунлаштуримән. 14 Лекин әгәр бириси өз хошнисини һейлә билән өлтүримән дәп, униңға қәстән һуҗум қилса, у гәрчә панаһ издәп қурбангаһимға қечип кәлсиму, у шу йәрдә тутулсун вә өлүмгә мәһкүм қилинсун.
15 Кимки өз атиси яки анисиға қол тәккүзсә, чоқум өлтүрүлсун. Мат. 15:4
16 Кимки бир адәмни булап сатқан болса яки униң қолида барлиғи мәлум болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк.
17 Кимки өз атиси яки анисиға ләнәт қилип қарғиған болса, җәзмән өлтүрүлүши керәк. Лав. 20:9; Пәнд. 20:20; Мат. 15:4; Мар. 7:10
 
Башқиларни зәхимләндүрүш һәққидә
18 Әгәр икки киши урушуп қелип, бири йәнә бирини таш я мошти билән урса, урулған киши өлмәй, орун тутуп йетип қалған болса, 19 у киши қопуп һасиға тайинип ташқириға чиққидәк болса, ундақта уни урған киши җазадин халас қилинсун; пәқәт зәхимләнгүчиниң йетип иштин қалған вақти үчүн төләм берип, уни давалитип сәллимаза сақайтсун.
20 Әгәр бириси қули яки дедигини таяқта урса, шундақла қул яки дедәк нәқ мәйданда өлүп кәтсә, униң үчүн игиси чоқум җазаға тартилсун. «униң үчүн егиси чоқум җазаға тартилсун» — ибраний тилида «униң интиқами чоқум елиниду». 21 Лекин әгәр таяқ йегүчи бир-икки күн тирик турса, ундақта қул ғоҗайининиң шәхси мал-мүлки болғини үчүн, қулниң җазасиға тартилмисун.
22 Әгәр кишиләр бир-бири билән урушуп қелип, һамилдар бир аялни уруп салса, һамилдар аялда балиси балдур туғулушидин башқа зәхимлиниш болмиса, аялниң ериниң төләм тәливи бойичә һакимларниң тәстиқидин өткүзүлүп җәриманә төлисун. «балиси балдур туғулушидин башқа» — яки «балиси чүшүп кетиштин башқа». Алди-кәйни сөзләргә қариғанда, мошу йәрдә пәқәт «балдур туғулса» дегән тәрҗимиси тоғра болса керәк. 23 Әгәр аял яки бала зиян-зәхәткә учриған болса, ундақта җениға җан, «Әгәр аял яки бала зиян-зәхәткә учриған болса,...» — ибраний тилида пәқәт «Әгәр зәрәр-зәхмәт болуп чиқса,...» дейилиду. 24 көзигә көз, чишиға чиш, қолиға қол, путиға пут, Лав. 24:20; Қан. 19:21; Мат. 5:38 25 көйүккә көйүк, зәхимгә зәхим, көккә көк төләнсун. 26 Әгәр бириси өз қул я дедигиниң көзини уруп накар қилип қойса, көзи вәҗидин уни азат қилсун. 27 Шуниңдәк бириси өз қули я дедигиниң чишини уруп чиқиривәткән болса, чиши вәҗидин уни азат қилсун».
 
Мал-улақлар тоғрилиқ бәлгүлимиләр
28 Әгәр бир кала бир әр яки аял кишини үсүп өлтүрүп қойса, шу кала чоқум чалма-кесәк қилиниши керәк, униң гөши йейилмисун. Лекин калиниң егисигә гуна кәлмисун. Яр. 9:5 29 Лекин бу уйниң илгиридин үсүш адити болуп, егисигә бу һәқтә агаһ берилгән болса, лекин йәнила уни бағлимиғини үчүн әр-аял кишиләрни үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта кала чалма-кесәк қилинсун, егисиму өлүмгә мәһкүм қилинсун. 30 Лекин униңдин хун һәққи тәләп қилинса, өз җениниң орнида униңға қанчилик төләм қоюлған болса шуни бәрсун. 31 Калидин үсүлгүчи оғул яки қиз бала болса, калиниң егиси охшашла жуқуриқи һөкүмдикидәк бир тәрәп қилинсун. 32 Кала қул яки дедәкни үскән болса, калиниң егиси үсүлгүчиниң ғоҗисиға оттуз шәкәл күмүч бәрсун; андин кала чалма-кесәк қилинсун.
33 Әгәр бириси бир ориниң ағзини очуқ қоюп яки колаватқан ориниң ағзини япмай, кала яки ешәк униңға чүшүп кәтсә, «бир ориниң ағзини» — яки «бир қудуқниң ағзини». 34 Ундақта ориниң егиси мал егисиниң зийинини толуқ төләп бәрсун; өлгән мал униңки болиду.
35 Әгәр бирисиниң калиси йәнә бирисиниң калисини үсүп өлтүрүп қойған болса, ундақта улар тирик қалған калини сетип, пулни баравәр бөлүшсун һәм өлүк калиниму шундақ бөлүшсун. 36 Лекин калиниң илгиридин үсидиған адити барлиғи ениқ туруп, егиси уни бағлимай қоювәткән болса, ундақта үскүчи калиниң егиси калиға кала төләп бәрсун, өлүк кала униң болсун.
 
 

21:2 Қан. 15:12; Йәр. 34:14

21:5 Қан. 15:16

21:6 «Худаниң ибадәт соруниниң алдиға» — яки «Худаниң алдиға» яки «һакимларниң алдиға». «андин ғоҗиси бигиз билән униң қулиқини тәшсун» — демәк, қулниң қулиқини ишик қанитиға яки ишик кешикигә йеқип туруп, қулиқиниң юмшиқини ишиккә яки ишикниң кешикигә миқлайду.

21:8 «ғоҗиси униңға вапасизлиқ қилғандур» — адәттә әр киши дедәк сетивалған болса, уни өз кенизиги яки тоқили қилип әмригә алған һесаплинатти. Шуңа дедәкниң кам дегәндиму тоқаллиқ һоқуқи бар еди.

21:12 Лав. 24:17

21:15 Мат. 15:4

21:17 Лав. 20:9; Пәнд. 20:20; Мат. 15:4; Мар. 7:10

21:20 «униң үчүн егиси чоқум җазаға тартилсун» — ибраний тилида «униң интиқами чоқум елиниду».

21:22 «балиси балдур туғулушидин башқа» — яки «балиси чүшүп кетиштин башқа». Алди-кәйни сөзләргә қариғанда, мошу йәрдә пәқәт «балдур туғулса» дегән тәрҗимиси тоғра болса керәк.

21:23 «Әгәр аял яки бала зиян-зәхәткә учриған болса,...» — ибраний тилида пәқәт «Әгәр зәрәр-зәхмәт болуп чиқса,...» дейилиду.

21:24 Лав. 24:20; Қан. 19:21; Мат. 5:38

21:28 Яр. 9:5

21:33 «бир ориниң ағзини» — яки «бир қудуқниң ағзини».