35
Едом, йәни Сеир тоғрилиқ бешарәт
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
И инсан оғли, йүзүңни Сеир теғиға қаритип, бешарәт берип уни әйипләп мундақ дегин: — «йүзүңни Сеир теғиға қаритип, бешарәт берип уни әйипләп мундақ дегин: —» — «Сеир» Едомниң башқа бир исми. Оқурмәнләрниң есидә бәлким барки, Яқуп вә Едом ука-ака болуп, улар арисида өчмәнлик пәйда болған. Гәрчә Едом Яқупни кәчүрүм қилған болсиму, униң кейинки әвлатлири болған Едомийлар Яқупниң әвлатлири болған Исраилға күчлүк өчмәнлик сақлап кәлгән.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, и Сеир теғи, Мән саңа қаршимән; Мән қолумни үстүңгә узартип, сени бир вәйранә вә чөл-баяван қилимән. Мән шәһәрлириңни харабә қиливетимән, вә сән вәйранә болисән; андин сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән. Чүнки сән мәңгүгә өчмәнлик сақлап кәлгәнсән, Исраилларниң бешиға күлпәт чүшкән күнидә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, уларни қилич күчигә тапшуруп бәргәнлигиң түпәйлидин, Әз. 25:15 Шуңа Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән саңа қан төкүлүшни бекиттим; қан сени қоғлайду. Сән қан төкүштин нәпрәтләнмигәнлигиң түпәйлидин, әнди қан сени қоғлап жүриду. Мән Сеир теғини вәйранә вә чөл-баяван қилип, униңдин бесип өткүчи һәм униңға қайтқучини үзүп ташлаймән. Мән униң тағлирини өлтүрүлгәнлири билән толдуримән; сениң егизликлириңдә, сениң җилғилириңда, сениң барлиқ җиралириңда қилич билән өлтүрүлгәнләр жиқилиду. Мән сени мәңгүгә вәйранә қилимән; сениң шәһәрлириң адәмзатсиз болиду; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 — Чүнки сән: «Бу икки әл, икки мәмликәт Мениңки болиду, биз уларға егә болимиз» дегиниң түпәйлидин — гәрчә Мән Пәрвәрдигар шу йәрдә болған болсамму —, «Бу икки әл, икки мәмликәт мениңки болиду» — «икки әл, икки мәмликәт» Йәһуда вә Исраил (шималий падишалиқ)ни көрситиду.   Зәб. 82:13 11 әнди Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән сениң нәпритиңдин чиққан аччиғиң бойичә вә һәситиң бойичә саңа муамилә қилимән; Мән үстүңгә һөкүм чиқирип җазалишим билән, Мән улар арисида Өзүмни көрситимән.
12 Шуниң билән сениң Исраил тағлириға қарап: «Улар вәйран болди, улар бизгә йәм болушқа тәқдим қилинди» дегән барлиқ һақарәтлириңни Мән Пәрвәрдигарниң аңлиғинимни сәнләр тонуп йетисиләр. 13 Униң үстигә ағзиңларда силәр Маңа қарши чиқип өзүңларни чоң көрситип, Маңа күпүрлүк қилған сөзүңләрни көпәйткәнсиләр; Мән уларни аңлидим. 14 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Пүткүл йәр йүзи шатлинип кәткинидә, Мән сени вәйранә қилимән.
15 Исраил җәмәтиниң мираси вәйран қилинғанда буниңдин сән шатланғиниңдәк, Мәнму саңа шундақ қилимән; сәнму, и Сеир теғи вә барлиқ Едом — силәрниң барлиғиңлар вәйранә болиду; вә Едомийлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
 
 

35:2 «йүзүңни Сеир теғиға қаритип, бешарәт берип уни әйипләп мундақ дегин: —» — «Сеир» Едомниң башқа бир исми. Оқурмәнләрниң есидә бәлким барки, Яқуп вә Едом ука-ака болуп, улар арисида өчмәнлик пәйда болған. Гәрчә Едом Яқупни кәчүрүм қилған болсиму, униң кейинки әвлатлири болған Едомийлар Яқупниң әвлатлири болған Исраилға күчлүк өчмәнлик сақлап кәлгән.

35:5 Әз. 25:15

35:10 «Бу икки әл, икки мәмликәт мениңки болиду» — «икки әл, икки мәмликәт» Йәһуда вә Исраил (шималий падишалиқ)ни көрситиду.

35:10 Зәб. 82:13