34
Өтмүштики вапасиз падичи-баққучилар вә келәчәктә болидиған «Яхши Падичи »
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, бешарәт берип Исраилни баққучи падичиларни әйипләп мундақ дегин: — Падичиларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өзлиринила беқиватқан Исраилниң падичириниң һалиға вай! Падичиларниң падисини озуқландуруш керәк әмәсму?
■ 3 Силәр йеғини өзүңлар йәйсиләр, жуңини өзүңлар кийсиләр; бордалған есил мални союсиләр; лекин қойларни бақмайсиләр.
4 Аҗизларни күчәйтмидиңлар, кесәлләрни сақайтмидиңлар, зәхимләнгәнләрни теңип қоймидиңлар, тарқилип кәткәнләрни қайтуруп әкәлмидиңлар, езип кәткәнләрни издәп бармидиңлар; әксичә силәр зорлуқ-зумбулуқ вә рәһимсизлик билән улар үстидин һөкүм сүрүп кәлгәнсиләр.
■ 5 Улар падичисиз болуп тарқилип кәтти; улар тарқилип кетип даладики барлиқ һайванларға озуқ болуп кәтти. 6 Мениң қойлирим барлиқ тағлар арисидин, һәр жуқури егизлик үстидә тенәп кәтти; Мениң қойлирим пүткүл йәр йүзигә тарқип кәтти, бирақ уларни тепишқа тиришқучи яки издигүчи йоқ еди.
7 Шуңа, и падичилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
8 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Қойлиримниң падичиси болмиғачқа, улар ов болуп қалди, даладики һәр бир һайванға озуқ болди; чүнки Мениң падичилирим Өз падамни издимәйду, улар пәқәт өзлирини бақиду, Мениң қойлиримни бақмайду. 9 — Шуңа, и падичилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
10 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән падичиларға қаршимән; Мән Өз қойлиримниң һесавини улардин алимән, вә уларни падини беқиштин тохтитимән; шуниң билән падичилар өзлириниму бақмайду; вә Мән қойлиримни уларға йәнә озуқ болмисун үчүн уларниң ағзидин қутулдуримән.
11 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Өзүм өз қойлиримни издәп уларниң һалини сораймән; 12 падичи өзиниң қойлири арисида, тарап кәткән қойларни тепип баққандәк, Мәнму қойлиримни издәп бақимән; улар булутлуқ қараңғу күндә тарилип кәткән һәр бир җайлардин Мән уларни қутулдуримән.
13 Мән уларни хәлиқләрдин епкелимән, уларни мәмликәтләрдин жиғимән, өз зиминиға апиримән; Мән уларни Исраил тағлири үстидә, ериқ-үстәңләр бойида вә зиминдики барлиқ туралғу җайларда бақимән;
■ 14 Мән уларни есил чимәнзарда бақимән; Исраил тағлири уларниң яйлиғи болиду; улар шу йәрдә убдан яйлақта ятиду; Исраил тағлири үстидә, мунбәт чимәнзарда озуқлиниду.
15 Мән Өзүм Өз падамни бақимән, уларни ятқузимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
16 — Мән йолдин тенәп кәткәнләрни издәймән, тарқилип кәткәнләрни қайтуримән; зәхимләнгәнләрни теңип қойимән, аҗизларни күчәйтимән; бирақ сәмригәнләр вә күчлүкләрни йоқитимән; падамни адаләт билән бақимән.
17 Әнди силәргә кәлсәм, и Мениң падам, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қой вә қой арисида, қочқарлар вә текиләр арисида һөкүм чиқиримән.
□ 18 Әнди силәрниң яхши чимәнзарни йегиниңлар азлиқ қилип, чимәндики қалған от-чөпләрни аяқлириңлар билән чәйливетишиңлар керәкму? Силәр сүпсүзүк сулардин ичкәндин кейин, қалғинини аяқлириңлар билән лейитиветишиңлар керәкму?
19 Шуңа Мениң қойлиримға силәрниң аяқлириңлар чәйливәткәнни йейиштин, аяқлириңлар дәссәп лейитиветкәнни ичиштин башқа амал йоқ.
20 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Мана Мән, Мән Өзүм сәмригән қойлар вә оруқ қойлар арисида һөкүм чиқиримән.
21 Чүнки силәр мүрә-янпашлириңлар билән иштирип, мүңгүзлириңлар билән уларни тәрәп-тәрәпкә тарқитивәткичә үсисиләр,
22 — Мән уларни йәнә ов объекти болмисун дәп Өз падамни қутқузимән; вә Мән қой вә қой арисида һөкүм чиқиримән.
23 Мән уларниң үстигә бир падичини тикләймән, у уларни бақиду; у болса Мениң қулум Давут; у уларни беқип, уларға падичи болиду;
■ 24 вә Мәнки Пәрвәрдигар уларниң Худаси болимән, Мениң қулум Давут улар арисида әмир болиду; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
□ ■ 25 Мән улар билән аман-хатирҗәмлик беғишлайдиған әһдини түзүп, житқуч һайванларни зиминдин түгитимән; улар бехәтәр болуп җаңгалда туриду, орманлиқларда қонуп ухлайду.
26 Мән уларни һәм егизлигим әтрапидики җайларни бәрикәтлик қилимән; ямғур-йеғинларни өз пәслидә яғдуримән; булар бәрикәтлик ямғурлар болиду.
□ 27 Даладики дәрәқләр мевилирини, тупрақ үндүрмилирини бериду; улар өз зиминида бехәтәр туриду; Мән уларниң боюнтуруқ-асарәтлирини сундуруп, уларни қуллуққа тутқанларниң қолидин қутулдурғинимда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.
28 Улар йәнә әлләргә ов болмайду, йәр йүзидики һайванлар йәнә уларни йәвәтмәйду; улар бехәтәр туриду, һеч ким уларни қорқатмайду.
29 Мән улар үчүн даңқи чиққан алаһидә бир бостанлиқ җайни тәминләймән; улар қайтидин зиминда ачарчилиқта йигләп қалмайду, яки қайтидин әлләрниң мазақ объекти болмайду.
■ 30 Андин улар Мәнки Пәрвәрдигар Худасиниң улар билән биллә болидиғанлиғимни вә өзлириниң, йәни Исраил җәмәтиниң Мениң хәлқим болидиғанлиғини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
31 — Әнди силәр болсаңлар, и Мениң қойлирим, Мениң чимәнзаримдики қойлирим, инсанлардурсиләр, халас; Мән болсам силәрниң Худайиңлардурмән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
■