13
Абрам билән Лутниң айрилип кетиши
Шуниң билән Абрам аяли вә униң барлиқ нәрсилирини һәмдә Лутни елип Мисирдин чиқип, Қанаанниң җәнубидики Нәгәв жутиға маңди. У чағда Абрамниң мал-варан вә алтун-күмүчлири көп болуп, хеләла бай еди.
У көчүп жүрүп, җәнуптики Нәгәвдин Бәйт-Әлгә, йәни Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисидики әслидә чедир тиккән җайға, Яр. 12:8. қурбангаһ ясиған җайға қайтип кәлди. Абрам шу йәрдә Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди. Яр. 4:26; 12:8. Абрам билән биллә маңған Лутниңму қой-кала падилири вә чедирлири бар еди.
Әнди улар биллә турса, зимин уларни қамдалмайтти; Яр. 36:7. бу сәвәптин Абрамниң падичилири билән Лутниң падичилириниң арисида җедәл чиқти (у вақитта Ⱪананийлар билән Пәриззийләр шу зиминда туратти). «У вақитта Ⱪананийлар билән Пәриззийләр шу зиминда туратти» — «Ⱪананийлар вә Пәриззийләр»ниң тилға елинишиниң сәвәви бәлким (1) Ибраһимниң аилисидә ички җедәл болса, әтрапидики бутпәрәсләр алдида Ибраһимниң Худа тоғрилиқ бәргән гувалиғиға дағ чүшәтти; (2) ички җедәл аилини аҗизлаштуруветәтти, шуниң билән әтрапидики қәбилиләр пурсәттин пайдилинип уларға һуҗум қилишиму мүмкин еди.   Яр. 12:6. Шуңа Абрам Лутқа: — «Биз болсақ қериндашлармиз, сән билән мениң арамда, мениң падичилирим билән сениң падичилириң арисида талаш-тартиш пәйда болмисун. Мана, алдиңда пүткүл зимин турмамду? Әнди сән мәндин айрилғин; әгәр сән сол тәрәпкә барсаң, мән оң тәрәпкә барай; әгәр сән оң тәрәпкә барсаң, мән сол тәрәпкә барай», — деди. Яр. 20:15; 34:10.
10 У вақитта Лут нәзәр селип көрдики, Иордан вадисидики барлиқ түзләңликниң Зоар шәһиригичә һәммила йәрниң сүйи интайин мол еди; Пәрвәрдигар Содом билән Гоморрани вәйран қилиштин илгири бу йәр бәәйни Пәрвәрдигарниң беғи, Мисир зиминидәк еди. «барлиқ түзләңлик.... сүйи интайин мол еди» — бу йәрләр һазир «Өлүк Деңиз» әтрапидики қупқуруқ қағҗирақ җайлардур. «Пәрвәрдигарниң беғи» — демәк, Ерәм беғи. «Мисир зиминидәк» — Мисир зимини, болупму Нил дәрияси әтрапи толиму мунбәт, сүйи мол зиминдур. 11 Шуниң билән Лут өзигә Иордан вадисидики пүткүл түзләңликни талливалди; андин Лут мәшриқ тәрәпкә көчүп барди. Шундақ қилип иккилән айрилди. 12 Абрам Қанаан зиминида олтирақлашти; Лут болса түзләңликтики шәһәрләрниң арисида турди; у бара-бара чедирлирини Содом шәһири тәрәпкә йөткиди. 13 Содом хәлқи рәзил адәмләр болуп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә толиму еғир гунакарлар еди. Яр. 18:20; Әз. 16:49.
 
Абрамниң Һебронға көчүши
14 Лут Абрамдин айрилип кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Абрамға: — Сән әнди бешиңни көтирип, өзүң турған җайдин шимал вә җәнупқа, мәшриқ вә мәғрип тәрәпкә қариғин; 15 чүнки сән һазир көрүватқан бу барлиқ зиминни саңа вә нәслиңгә мәңгүлүк беримән. «сән һазир көрүватқан бу барлиқ зиминни саңа ... беримән» — у көрүватқан зимин Лут талливалған Иордан вадисини өз ичигә алатти.
Бу Худаниң биринчи қетим зиминни Ибраһимниң нәслигила әмәс, бәлки йәнә Ибраһимғиму беримән, дәп вәдә қилиши еди. Лекин әмәлийәттә, Ибраһим өмридә Пәләстин зиминидин пәқәт бир парчә йәрликла сетивалған (23-бап); шуңа Худаниң бу вәдиси Ибраһимниң тирилғанда, зиминға мирасхор болидиғанлиғини көрситидиған бир бешарәт болса керәк.
   Яр. 12:7; 15:7,18; 17:8; 26:4; Қан. 34:4; Рос. 7:5. 16 Сениң нәслиңни йәрдики топидәк көп қилимән; шундақки, әгәр бириси йәрдики топини санап чиқалиса, сениң нәслиңниму санап чиқалиши мүмкин болиду. Яр. 15:5; 17:4; Қан. 10:22; Йәр. 33:22; Рим. 4:17,18; Ибр. 11:12. 17 Орнуңдин тур, бу зиминни узунлуғи вә кәңлиги бойичә айлинип чиққин; чүнки Мән уни саңа ата қилимән, — деди.
18 Шуңа Абрам чедирлирини йөткәп, Һеброн шәһиригә йеқин Мамрәдики дубзарлиқниң йениға берип олтирақлашти; у шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиди. Яр. 14:13.
 
 

13:3 Яр. 12:8.

13:4 Яр. 4:26; 12:8.

13:6 Яр. 36:7.

13:7 «У вақитта Ⱪананийлар билән Пәриззийләр шу зиминда туратти» — «Ⱪананийлар вә Пәриззийләр»ниң тилға елинишиниң сәвәви бәлким (1) Ибраһимниң аилисидә ички җедәл болса, әтрапидики бутпәрәсләр алдида Ибраһимниң Худа тоғрилиқ бәргән гувалиғиға дағ чүшәтти; (2) ички җедәл аилини аҗизлаштуруветәтти, шуниң билән әтрапидики қәбилиләр пурсәттин пайдилинип уларға һуҗум қилишиму мүмкин еди.

13:7 Яр. 12:6.

13:9 Яр. 20:15; 34:10.

13:10 «барлиқ түзләңлик.... сүйи интайин мол еди» — бу йәрләр һазир «Өлүк Деңиз» әтрапидики қупқуруқ қағҗирақ җайлардур. «Пәрвәрдигарниң беғи» — демәк, Ерәм беғи. «Мисир зиминидәк» — Мисир зимини, болупму Нил дәрияси әтрапи толиму мунбәт, сүйи мол зиминдур.

13:13 Яр. 18:20; Әз. 16:49.

13:15 «сән һазир көрүватқан бу барлиқ зиминни саңа ... беримән» — у көрүватқан зимин Лут талливалған Иордан вадисини өз ичигә алатти. Бу Худаниң биринчи қетим зиминни Ибраһимниң нәслигила әмәс, бәлки йәнә Ибраһимғиму беримән, дәп вәдә қилиши еди. Лекин әмәлийәттә, Ибраһим өмридә Пәләстин зиминидин пәқәт бир парчә йәрликла сетивалған (23-бап); шуңа Худаниң бу вәдиси Ибраһимниң тирилғанда, зиминға мирасхор болидиғанлиғини көрситидиған бир бешарәт болса керәк.

13:15 Яр. 12:7; 15:7,18; 17:8; 26:4; Қан. 34:4; Рос. 7:5.

13:16 Яр. 15:5; 17:4; Қан. 10:22; Йәр. 33:22; Рим. 4:17,18; Ибр. 11:12.

13:18 Яр. 14:13.