□15:1 «Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән саңа зор инъам бәргүчидурмән».
■15:5 Мис. 32:13; Қан. 10:22; Рим. 4:18; Ибр. 11:12.
■15:6 Рим. 4:3,9,18,22; Гал. 3:6; Яқ. 2:23.
□15:10 «чүшәнмә» — кона заманларда икки тәрәп бир-бири билән әһдә түзмәкчи болса, авал кала яки қойни союп, икки парчә қилип парчилайтти; андин икки тәрәп союп икки парчә қилған малниң оттурисидин тәң өтүп бир-биригә қәсәм қилатти. Бу ишниң мәнаси, «қайсимиз әһдини бузсақ, Худа уни бу сойған малға охшаш қилсун!» демәклик болуши мүмкин. Шуңа ибраний тилида «әһдә түзүш» адәттә «әһдә кесиш» дейилиду. «Йәр.» 34:8, 18-20-айәтләрни көрүң.
■15:13 Мис. 12:40; Рос. 7:6; Гал. 3:17.
■15:14 Мис. 3:22; 11:2; 12:35,36.
□15:15 «ата-бовилириңға қошулисән» — бу сөз ейтилған объектқа қарап мәнасини бекитиш мүмкин. Аңлиғучи етиқатлиқ киши болса өлгәндин кейин униң роһи һәққанийларниң роһлириниң қешиға кетиду; етиқатсиз болса, уларниң роһи етиқатсизлар билән биллә болиду («Луқа» 16:13-19 вә «қошумчә сөз»ниму көрүң).
□15:16 «Аморийларниң қәбиһлиги» — Аморийлар Қанаан зиминида туруватқан қәбилиләр ичдә «йетәкчи қәбилә» һесаплинатти. «Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиған еди» — демәк, Худа уларға товва қилиш пурсити бәрсиму, улар товва қилмай, йәнила гунаға петип, Худа бекиткән чәккә йәткәндә, Ибраһимниң әвлатлири болған Исраиллар арқилиқ уларни җазалайду; Исраиллар уларни зиминидин һайдап йоқитиду. Бу ишлар «Чөл-Баявандики Сәпәр», «Қанун Шәрһи» вә «Йәшуа»да тәпсилий тәсвирлиниду. «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□15:17 «чүшәнмә» — бу нәрсиләрниң әһмийити, шундақла Худа Ибраһим билән бағлиған шу әһдә тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■15:18-19 Яр. 12:7; 13:15; 24:7; 26:4; Мис. 32:13; Қан. 1:8; 34:4.