□3:1 «кишмиш пошкаллирини сөйидиған» — бу кинайилик гәп. Улар бәлким бу пошкалларни һәр хил бутларға атап йегән болуши мүмкин. Улар бутпәрәслик йолида шу кишмишләрни йегәчкә һәқиқий «диндарлар» болуп қалди — гәрчә Пәрвәрдигарниң сөйгүсиниң объекти Исраил болған болсиму, лекин Исраилниң сөйүш объекти наһайити бир хил пошкал болған еди, халас.
□3:2 «...жигирмә күрә буғдай вә он күрә арпа» — «бир хомир» 300 литр, йәни 20 күрә, «йерим хомир» 150 литр, йәни 10 күрә. «мән ... уни өзүмгә қайтурувалдим» — қариғанда Гомәр қуллуқ һалитигә чүшүп қалған, базарда (бәлким балилири билән) сетилидиған һалға кәлгән. Һошия үчүн уни сетивелиш сәл қийинрақ көрүниду; униң баһасиға йетиш үчүн пулға қошуп йәнә уни-буни елип келиш керәк еди.
□3:3 «Сән мән үчүн узун күнләр күтисән» — демисәкму буниң мәнаси, Һошия уни һәр қандақ мунасивәттин айрип ялғуз турмушқа қалдуриду. Бирақ у өзи униңдин башқа һеч қандақ бир аялға йеқинлашмай, уни күтиду.
□3:4 «Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду» — бу айәттә тилға елинған бәзи нәрсиләр яки ишлар (падиша, шаһзадә, қурбанлиқ, әфод) әслидә маһийити яхши, бәзиләр пүтүнләй яхши әмәс. Бу бешарәттин қариғанда, Худа Исраил үчүн сәллимаза йеңи бир башлинишни бекиткән. «Түврүк» бәлким бутпәрәсликкә аит болған нәрсини көрситиду. «Әфод» — Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанун бойичә, баш каһин кийдиған бир алаһидә калтә чапан болуп, униң ичидики икки таш арқилиқ Худадин йол сориғили болатти. «Тәбирләр»ниму көрүң.
□3:5 «кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду» — «Һошия» дегән китапта «Исраил» адәттә «шималий падишалиқ»ни көрситиду. Улар бурунла Худа әсли бекиткән Давутниң ханданлиғиға тәвә падишалиқтин айрилип кәткән еди. Шуңа ахирқи заманларда уларниң «Давутни издиши» үчүн һәр қандақ тәкәббурлуқни ташлиши керәк болиду. Униң үстигә бу бешарәт ахирқи заманларда падиша Давутниң оғли Мәсиһ Әйсаниң Исраилни қутқузидиғанлиғиниму көрсәтсә керәк.
■3:5 Йәш. 2:2; Йәр. 30:9; Әз. 34:23; 37:22; Мик. 4:1