□6:3 «У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!» — «кейинки ямғур» болса Қанаанда (Пәләстиндә) 3- яки 4-айда яғиду, у әтиязлиқ зираәтләрниң пишишида һалқилиқ рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һосул болмайду. «Биз Уни билидиған болимиз!... У ... «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!» — алимларниң бу үч айәт (1-3) үстидә үч хил пикри бар: — (1) бу Исраилниң ахирқи заманда товва қилидиған дуаси (чүнки Исраиллар Һошияниң дәвридә товва қилған әмәс); (2) бу Һошия пәйғәмбәрниң: «Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли» дегән дәвити; (3) бу Исраилниң шу чағдики йүзәки бир инкаси, халас. Сөзләр чирайлиқ болсиму Худа уни йүзәки дәп қарайду (4-айәтни көрүң). Шуңа биз үчинчи имканийәткә қайилмиз. Чүнки бу сөзләрдә өз гунайини етирап қилидиған конкрет гәп кәмчил. Әгәр дуада товва қилидиған сөзләр бар болған болса интайин яхши бир дуа болатти; 14-бапта һәқиқий товва қилидиған дуа тепилиду.
□6:5 «Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән...» — Худа пәйғәмбәрлири арқилиқ нурғун қетим Исраилға җазасини елип баридиған һөкүмлирини уқтурған еди; демәк, у дәрһал җазалирини әвәтмәйду, бәлки авал пәйғәмбәрлири арқилиқ агаһландуруп, товва қилиш пурситини бериду; пәқәт товва қилмиса җазасини чүшүриду. Җазалар чүшкәндә Исраиллар «чепиветилгән, ...өлтүрүветилгән» еди. Жуқирида (3-айәттә) Исраил сахтипәзлик билән «Худаниң бизни қутқузузқа чиқиши ... таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр» дегән еди, бирақ һазир Худа: «Мениң һөкүмлирим таң нуридәк чиқиду» дәйду.
□6:6 «Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ қурбанлиқларни тәләп қилған. Бирақ кейинки көп пәйғәмбәрләр арқилиқ, булар Мениң ахирқи мәхситим әмәс, бәлки: (1) Өз хәлқимниң маңа қаратқан чиң көңлидики ибадәт вә муһәббитини издәймән (шундақ ишлар пәқәт Мәсиһниң ниҗати вә Муқәддәс Роһ арқилиқ әмәлгә ашурулиду, әлвәттә); (2) қурбанлиқлар сунулғанда, әгәр ихласмәнлик вә муһәббәт болмиса, ундақта уларни қилмиғиниңлар түзүк, дәп уқтурған.