«Әлләр» болса мошу йәрдә «ят әлләр», йәни барлиқ Йәхудий әмәсләрни, җаһандики барлиқ милләтләрни көрситиду.
«Һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ: — бу сөз ибраний тилида (Тәвраттики әйни бешарәтттә) «мишпат» дейилиду, у төрт җәһәтни өз ичигә алиду, йәни Худаниң «һәққаний қули»ниң: —
(1) Худаниң бутлар тоғрилиқ һөкүми, йәни «Худа дегән тирик һәм бирдур, бутлар йоқтин болған нәрсә» дегән һәқиқәтни елип келишини (һәқиқәтсизләр һәқиқәткә еришиду).
(2) Худаниң адил қанун-пәрманлириниң хәвирини йәткүзүп, чүшәндүрүп беришини;
(3) һәр хил хата уқумларни вә көзқарашларни түзитип тоғра көзқарашларни йәткүзүшини;
(4) адаләтсизликни түзитип, увал болғанларға адаләтни йәткүзүшини көрситиду. ■ Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
(1) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Пәрисийләрниң өз талип-әгәшкүчилирини көрситиду. Әмәлийәттә болса Пәрисийләр вә әгәшкүчилири җинларни һеч һайдәлмәйтти. Ундақта Шәйтанниң падишалиғиға һәқиқий һуҗум қилғучилар Әйса вә муритлириму, яки Пәрисийләрму? Пәрисийләрниң Худаниң әмәс, бәлки Шәйтанниң тәрипидә турғанлиғи өз әгәшкүчилириниң җинни һайдашкә күчсиз болғанлиғиға испат берәтти.
(2) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Әйсаниң әгәшкүчилирини (Исраилларниң пәрзәнтлирини) көрситиду. Пәқәт Әйсала әмәс, уларму җинларни һайдийалайдиған болған; шуңа уларму Әйсаниң Худаниң күчи билән җин-шәйтанларни бир тәрәп қиливатқанлиғиға испат берәтти.
Бизниңчә (1)-көзқараш тоғра. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. 28 Лекин мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни қоғлиған болсам, ундақта Худаниң падишалиғи дәрвәқә үстүңларға чүшүп намайән болди.
□12:1 «шабат күни» — шәнбә күни, Тәврат календари бойичә һәптиниң йәттинчи күни болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр бир инсан вә мал-чарвиларму шу күни һәр қандақ иш-хизмәт қилмай, дәм елиши керәк еди. Тәбирләрниму көрүң.
■12:1 Қан. 23:24; Мар. 2:23; Луқа 6:1.
□12:2 «мухлислириң шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қиливатиду» — «чәкләнгән иш» тоғрилиқ — Тәврат қанунида чәкләнгән. Тәврат қануни бойичә дәм елиш күни «хаман тепиш» «хизмәт» дәп қарилип, қанунға хилаплиқ иш дәп һесаплиниши керәк еди, әлвәттә. Пәрисийләр мухлисларниң данларни йейиш үчүн ақлишини «хаман тәпкәнликкә баравәр» дәп қариған. Әнди башақларни үзүп йейиш зираәтләргә оғақ селиш билән охшашму яки охшаш әмәсму, буниңға оқурмәнләр Мәсиһниң җававини оқуп өзи бир немә десун! «Қошумчә сөз»имиздә мошу вақиә тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.
□12:3 «Давут вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «Оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқибилиридин сорайдиған соал шәкли еди.
□12:4 « Давут Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, шундақла өзи вә һәмраһлириға нисбәтән Тәврат қануни бойичә йейишкә болмайдиған «тәқдим нанлар»ни сорап елип, уларни һәмраһлири билән биллә йегән» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.
■12:4 Мис. 29:33; Лав. 24:9; 1Сам. 21:6.
□12:7 «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» — «Һош.» 6:6дин елинған сөз (9:13ниму көрүң).
■12:7 Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 9:13; 23:23.
□12:9 «У у йәрдин айрилип, уларниң синагогиға кирди» — «улар» болса жуқурида тилға елинған «Пәрисийләр»ни көрсәткән болуши керәк.
□12:13 «У қолини узитиши биләнла қоли иккинчи қолиға охшаш әслигә кәлтүрүлди» — «әслигә кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» болуп, бизгә бу ишни Худа өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизә «шабат күнидә яритилғанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?
■12:14 Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53.
□12:18 «Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни җакалайду» — «Йәш.» 42-баптили изаһтларниму көрүң. «Әлләр» болса мошу йәрдә «ят әлләр», йәни барлиқ Йәхудий әмәсләрни, җаһандики барлиқ милләтләрни көрситиду. «Һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ: — бу сөз ибраний тилида (Тәвраттики әйни бешарәтттә) «мишпат» дейилиду, у төрт җәһәтни өз ичигә алиду, йәни Худаниң «һәққаний қули»ниң: — (1) Худаниң бутлар тоғрилиқ һөкүми, йәни «Худа дегән тирик һәм бирдур, бутлар йоқтин болған нәрсә» дегән һәқиқәтни елип келишини (һәқиқәтсизләр һәқиқәткә еришиду). (2) Худаниң адил қанун-пәрманлириниң хәвирини йәткүзүп, чүшәндүрүп беришини; (3) һәр хил хата уқумларни вә көзқарашларни түзитип тоғра көзқарашларни йәткүзүшини; (4) адаләтсизликни түзитип, увал болғанларға адаләтни йәткүзүшини көрситиду.
■12:18 Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
□12:20 «Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә...» — «һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ жуқуриқи 19-айәттики изаһатни көрүң.
■12:24 Мат. 9:34; Мар. 3:22; Луқа 11:15.
□12:27 «Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!» — бу сөзниң икки шәрһи бар: — (1) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Пәрисийләрниң өз талип-әгәшкүчилирини көрситиду. Әмәлийәттә болса Пәрисийләр вә әгәшкүчилири җинларни һеч һайдәлмәйтти. Ундақта Шәйтанниң падишалиғиға һәқиқий һуҗум қилғучилар Әйса вә муритлириму, яки Пәрисийләрму? Пәрисийләрниң Худаниң әмәс, бәлки Шәйтанниң тәрипидә турғанлиғи өз әгәшкүчилириниң җинни һайдашкә күчсиз болғанлиғиға испат берәтти. (2) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Әйсаниң әгәшкүчилирини (Исраилларниң пәрзәнтлирини) көрситиду. Пәқәт Әйсала әмәс, уларму җинларни һайдийалайдиған болған; шуңа уларму Әйсаниң Худаниң күчи билән җин-шәйтанларни бир тәрәп қиливатқанлиғиға испат берәтти. Бизниңчә (1)-көзқараш тоғра. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□12:29 «Бир киши күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини қандақ булап кетәлисун?...» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.
■12:31 Мар. 3:28; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16.
□12:32 «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду» — «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» яки «Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■12:32 Чөл. 15:30; 1Сам. 2:25; 1Юһа. 5:16.
■12:34 Зәб. 39:10-11; Мат. 3:7; Луқа 6:45.
■12:37 2Сам. 1:16; Луқа 19:22.
□12:38 «Устаз, сәндин бир мөҗизилик аламәт көргүмиз бар» — Пәрисийләр Әйсадин тәләп қилған «аламәт» болса өзиниң Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бирәр мөзизилик аламәт, әлвәттә.
■12:38 Мат. 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; 1Кор. 1:22.
□12:41 «мана, мошу йәрдә Юнус пәйғәмбәр динму улуқ бириси туриду!» — бу 39-41-айәтләрдә Әйса Юнус пәйғәмбәрниң йоған бир белиқниң ичидә үч күн туруп тирик чиққанлиғини тилға елиш арқилиқ өзиниңму өлүп, үчинчи күни тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Тәврат, «Юнус» 1-2-бапларни вә шу китаптики «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму һәм ушбу китаптики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду» — دемәк, «бутпәрәс Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси болған Мәсиһ силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар».
□12:42 «Җәнуптики аял падиша» — йәни «Шәбаниң аял падишаси». «Шәба» җәнубий Әрәбистан яки Ефиопийәни көрситиду. «1Пад.» 10:1-10ни көрүң.
■12:42 1Пад. 10:1; 2Тар. 9:1; Луқа 11:31.
□12:43 «напак роһ» — җинни көрситиду.
□12:45 «буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду. Бу рәзил дәвирдикиләрниң һалиму мана шундақ болиду» — бу тәмсил: (1) җин чаплишиштин қутқузулған адәмниң һәқиқий бир хәтирини; (2) Йәһудий хәлиқниң әһвалиниму көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
■12:45 Ибр. 6:4, 5; 10:26; 2Пет. 2:20.
■12:50 Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.