Мошу айәтләрдә йәнә, Мәсиһ «Йәссәниң дәриғиниң көтигидин» чиқиду, дейилиду. Шуңа Мәсиһ Давут падишаниң ханданлиғи һәйвәтлик мәзгилидә әмәс, бәлки мискин мәзгилидә туғулиду, дегән бешарәт берилиду. ■ Йәш. 4:2; Рос. 13:22,23
□11:1 «Бир тал нота Йәссәниң дәриғиниң көтигидин үнүп чиқиду» — Йәссә болса Давут падишаниң атиси. Ибранийлар Қутқузғучи-Мәсиһниң Давутниң әвладидин болидиғанлиғини ениқ биләтти. Бирақ мошу йәрдә Қутқузғучи-Мәсиһ һәм Давутниң әвлади һәм «Йәссәниң Йилтизи»му (11:10ни көрүң) баян қилиниду! Бу иш пәқәт Инҗилдила чүшәндүрүлгән (мәсилән, «Луқа» 20:41-44). Мошу айәтләрдә йәнә, Мәсиһ «Йәссәниң дәриғиниң көтигидин» чиқиду, дейилиду. Шуңа Мәсиһ Давут падишаниң ханданлиғи һәйвәтлик мәзгилидә әмәс, бәлки мискин мәзгилидә туғулиду, дегән бешарәт берилиду.
□11:2 «Йорутуш Роһи» — адәмгә чүшиниш қабилийитини ата қилидиған Роһтур.
□11:5 «Униң бәлвеғи һәққанийлиқ, чатрақлиғи болса садиқлиқ болиду» — ибраний тилида «униң бөрәклиригә бағланғучи» дейилгән. Ибраний тилида бөрәкләр адәмниң чоңқур ой-пикрилири вә виҗданини билдүриду. «Чатрақлиқ» — адәмниң чатриқиға йөгәп кийилидиған ички кийим. «чатрақлиғи болса садиқлиқ болиду» — демәк, ич кийимләр бәдәнгә чаплашқинидәк, һәққанийлиқ вә садиқлиқ униңдин һеч айрилмайду, униңға интайин йеқин болиду.
□11:11 «Рәб иккинчи қетим Өз хәлқиниң сақланған қалдисини қайтуруш үчүн...» — «иккинчи қетим» — биринчи қетимқи болса бәлким Бабилда (миладийәдин илгәрки 540-жили) болиду. Бирақ Йәшая мошу йәрдә ахирқи заманларда болидиған бир «қайтиш» тоғрисида сөзләйду. Бәзи алимлар «биринчи қетимқи» қайтишму дунияниң һәр қайси җайлирида болуши керәк, шуңа Йәшая икки «чоң қайтиш» тоғрилиқ бешарәт қилиду, дәп қарайду. «Рәб ... қалдисини ... Асурийә, Мисир, Патрос, Куш, Елам, Шинар, Хамат вә деңиздики жирақ араллардин қайтуруш үчүн Өз қолини йәнә узартиду» — Асурийә вә Мисир әшу дәвирдики әң күчлүк дөләтләр еди; Патрос вә Куш Мисирниң җәнубий тәрипидә (һазирқи Ефиопийә), Елам вә Шинар шәриқ тәрипидә (Асурийәдин жирақ), Хамат Ирақниң шимал тәрипидә еди. Деңиздики аралларға Оттура Деңизниң ғәрби арқилиқ өткили болиду. Демәк, мәйли күчлүк, мәйли аҗиз дөләтләр болсун, ахирқи заманда Худа Өз хәлқини һәр тәрәптин чақирип жиғиду.
□11:13 «Әфраим» — Әфраим Исраилниң «шималий падишалиғи»ға, Йәһуда «җәнубий падишалиғи»ға вәкиллик қилиду.
□11:15 «Мисирдики деңизниң «тили... Әфрат дәрияси...» — мошу йәрләрниң қәйәрдә екәнлигини билиш үчүн хәритини көрүң.