«Уни Мисирлиқларниң үстигә көтәргәндәк көтириду» — ибраний тилида «У Мисирдики тәбиқидә һасисини көтириду» (4-айәттики ибарә охшаштур). Лекин «һасини көтәргүчи» мошу йәрдә Пәрвәрдигар болиду; У «уни (һасисини) Мисирлиқларниң үстигә көтәргән»дә, Мисирлиқлар деңизда ғәриқ болуп һалак болди («Мис.» 14-бапни көрүң. ■ Мис. 14
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сениң сәмирәп кәткиниң үчүн, боюнтуруқ сундурулуп йоқитилиду».
□10:3 «Һесап алидиған күни» — сөзмусөз тәрҗимә қилинса, «Худа йоқлап келидиған күни» дегәнлик болиду.
□10:5 «Қолиға ғәзивимниң тоқмиқи тутқузулған,...» — ибраний тилида «(Уларниң) қолидики тоқмақ Мениң ғәзивим болған,...».
■10:5 Йәш. 36:1; Йәр. 25:9; Әз. 21:14
□10:6 «Униңға олҗа тутувелишқа, ғәниймәтни булашқа ...буйруймән» — Йәшаяниң иккинчи оғлиниң исми (Маһар-Шалал-Хаш-Баз)ниң мәнасини мошу айәтттин чүшинивалғили болиду: «Олҗиға алдира! Ғәниймәткә чапсан бол!». Бу сөзләр йәнә 2-айәттә тепилиду; Худа Йәһудадикиләрниң гуналирини Асурийә падишаси Сәннахериб арқилиқ уларниң бешиға чүшүриду.
□10:7 «Бирақ Асурийәликниң көздә тутқини мошу әмәс, у шундақ һеч ойлиған әмәс...» — демәк, Худаниң мәхсити Асурийә падишаси арқилиқ Исраил вә Йәһудани җазалаш еди. Бирақ Асурийә падишаси мошу иштин һеч хәвәрсиз болуп, пәқәт өз шәхсий мәнпәәт-һоқуқлирини, байлиқ-шөһритини ашуруш койида еди. Мошу айәт бизгә, Һәммигә Қадир һәтта рәһимсиз вә худасиз шәхсләр, әлләр вә империйәләр арқилиқму Өз мәхсәт-муддиалирини әмәлгә ашуриду, дәп үгитиду.
□10:8 «Мениң сәрдарлиримниңму һәммиси падишаларға баравәр әмәсму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң сәрдарлиримниңму һәммиси авал падишалар болған әмәсму?»
□10:9 «Кално шәһири Каркемиш шәһиригә, Хамат шәһири Арпад шәһиригә, Самарийә шәһири Дәмәшқ шәһиригә охшаш әмәсму?» — демәк, мән Кално, Хамат вә Дәмәшқни асанла қолға кәлтүрдүм. Буниңдин башқа шәһәрләрниму шуниңға охшашла асанла бойсундуримән. Һәр бир җүп шәһәрниң иккинчиси биринчисиниң җәнуп тәрипидә болуп, уни Асурийәниң падишаси кейинрәк қолиға алған. Кално — миладийәдин илгәрки 738-жили; Каршемиш 717-жили; Хамат 738-жили; Арпад 740-жили; Самарийә 721-720-жили; Дәмәшқ 732-жили елинған.
□10:15 «яғач әмәс болғучи» — һасини ишләткән адәмни көрситиду.
□10:16 «Асурийәлкниң палванлири» — «палван» ибраний тилида «семиз» дегән сөз билән ипадилиниду; «семизларға оруқлуқ әвәтимән». Бу бешарәтниң әмәлгә ешишини 36-, 37-баптин көрүң.
□10:19 «орманзарлиқтики дәрәқләр» — бәлким Асурийәдики дәрәқләрниму, адәмләрниму көрситиду.
□10:20 «өзлирини урғучи» — бу Асурийәни яки Асурийә падишаси Сәннахерибни көрситиду.
□10:21 «Бәрһәқ, бир қалдиси қайтип келиду» — Йәшаяниң биринчи оғлиниң исми (Шеар-Җашуб)дур. «Қайтип келиш» — шүбһисизки, һәм товва қилиш һәм өз жут-вәтинигә қайтишниму билдүриду. Мошу айәтләр һәм Исраилдики «шималий падишалиқ»ни һәм ахирқи замандики Исраилниму көрситиши мүмкин.
□10:23 «пүткүл йәр йүзидә» — яки Пәләстиндики (Қанаандики) зиминни яки пүткүл йәр йүзини көрситиду.
□10:24 «Вә Мисирлиқлардәк саңа қарап һасисини көтиридиған болсиму,...» — ибраний тилида «У һасисини Мисирдики тәбиқидә саңа қарап көтәргәндәк болсиму,...». «Мисирлиқлардәк... һасисини көтиридиған» — Исраилниң Мисирда болған тарихини көрситиши мүмкин. «Һаса көтириш» — бәлким җәң қилишни җакалаштур. Қедимки заманда, Исраиллар Мисирдин чиққан вақтида, Мисирниң падишаси Пирәвн уларни һалак қилмақчи болуп, қошунини әвәтип қоғлиған. Бирақ уларниң һәммиси ахирда өзи һалак болған. Асурийәләр Мисирлиқларға охшашла һалак болиду, демәк. «Мис.» 1-15-бапларни көрүң.
□10:26 «Уларниң һали «Орәбниң қорам теши»да болған Мидиян қирғинчилиғидәк һаләттә болиду» — «Һак.» 7-бапни көрүң. Мидиянлар Исраилға һуҗум қилип, Худаниң мөҗизилири билән мәғлуп болди. Мидиянларниң сәрдари Орәб қачқан болсиму өлтүрүлди. Асурийә падишаси Сәннахериб қачқини билән өз жутида өз оғуллири тәрипидин өлтүрүлди (37-бапни көрүң). «Уни Мисирлиқларниң үстигә көтәргәндәк көтириду» — ибраний тилида «У Мисирдики тәбиқидә һасисини көтириду» (4-айәттики ибарә охшаштур). Лекин «һасини көтәргүчи» мошу йәрдә Пәрвәрдигар болиду; У «уни (һасисини) Мисирлиқларниң үстигә көтәргән»дә, Мисирлиқлар деңизда ғәриқ болуп һалак болди («Мис.» 14-бапни көрүң.
■10:26 Мис. 14
□10:27 «майлириң сәвәвидин» — Исраил падишалири «муқәддәс май» билән, йәни «мәсиһ қилиниши» билән падиша қилинған. Мошу «май» Худа Исраил падишалириға бәргән вәдилирини билдүрүши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сениң сәмирәп кәткиниң үчүн, боюнтуруқ сундурулуп йоқитилиду».
□10:32 «Шу күн өтмигичә улар Ноб дөңидә тохтап қалиду; әшу йәрдә у ... Йерусалимдики дөңгә қарап муштини ойнитиду» — мошу 28-32-айәтләрдә, Йәшая Асурийә қошуниниң Йерусалимға қаритидиған жүрүшини алдин ала бешарәт берип баян қилиду. Аят болса Йерусалимдин 50 километр, Мигрон 22 километр, Миқмаш 11 километр жирақта; Миқмаш даванидин өтүп, Гебаға келиду. Геба Йерусалимдин 10 километр, «Саулниң жути Гибеаһ» 5 километр, Галлим 4.5 километр, Лаиш 4 километр, Анатот 3 километр, Мадмәнаһ 1:5 километр, Гебим 800 метр, Ноб теғи болса пәқәт Йерусалимдики сепилдин 200 метр жирақлиқта. Қошун «Гебада қонуп қалиду» — әслидә Миқмашта қонушқа (бехәтәр болуш үчүн) тоғра келәтти, бирақ улар өзлиригә толиму ишәш қилип бихудлуқ билән алға бесип жүрүш қилиду. Бу ишларниң һәммиси дегәндикидәк йүз бәрди.
□10:34 «Ливан» — Ливандики Кедар дәрәқлири оттура шәриқ бойичә әң егиз, һәйвәтлик вә әң барақсан өсиду; мошу айәттә «Ливан» Асурийәниң һәйвәтлик күч-қудритини, шундақла уларниң һакавурлиғини көрситиду. Башқа йәрләрдә болса, у һаман һакавур кишиләрни билдүриду. «Улуқ бириси тәрипидин» — 37-бап, 36-айәтни көрүң.