□20:1 «Асурийәниң сәрдари болған «Тартан» Ашдод шәһиригә келип муһасирә қилған жили» — миладийәдин илгәрки 715-жили Филистийләрниң бир пайтәхти болған Ашдод Мисирниң қутритиши билән Асурийә империйәсидики асарәтләрни бузуп исян көтәрди. Икки жил ичидә улар йәнә мәғлуп болди. Мисир тохтимай уларни қутритип, қураллиқ ярдәм беришни вәдә қилип, әлчиләрни Моабқа, Едом һәм Йәһудаға әвәтти, Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни оттуриға чиқармақчи болди. Бирақ миладийәдин илгәрки 711-жили Асурийә империйәси Ашдод шәһирини ишғал қилди. Мисир уларға һеч ярдәм қилмиди. Худа Йәшая арқилиқ Исраилға худасиз, таянчисиз Мисирға тайинишниң тоғра әмәслигини һәм мундақ қилишниң беһудә иш екәнлигини көрситиду.
□20:2 «Шу чағда Пәрвәрдигар Амозниң оғли Йәшая арқилиқ сөз қилған еди..» — мошу 20-баптики бешарәт наһайити қисқа вақит ичидә әмәлгә ашурулған. Бешарәтниң әмәлгә ашурулишини көргән кишиләр жуқуриқи 19-баптики ахирқи заманларни көрситидиған (Асурийә вә Мисир тоғрилиқ) бешарәтниң ахирида муқәррәр әмәлгә ашурулидиғанлиғидин һеч гуман қилмаслиғи керәк. «Пәрвәрдигар ... униңға: — «Чатриқиңдин бөз ич тамбилиңни селивәт...» дегән еди. У шундақ қилди; ялаңач вә ялаң аяғ меңип жүрди» — буниңдин көрүшкә болидуки, Йәшая адәттә бөз кийим кийип жүридиған болуши мүмкин. Йәшаяниң һәқиқәтән «қипялаңач» яки пәқәт «калтә иштанлиқ» екәнлигигә бир немә дейиш тәс.
□20:4 «Мисирлиқ әсирләр вә ефиопийәлик сүргүнләр яш болсун, қери болсун... касиси очуқ һалда Асурийә падишаси тәрипидин ... ялап епкетилиду» — шу бешарәт бәлким 701-жили, йәни Асурийә билән Мисир соқушқан Әлтәкәһ дегән йәрдә болған җәңдә әмәлгә ашурулған. Асурийә Мисирдики һәм Ефиопийәдики нурғун әсирләрни епкәткән.
□20:6 «бу деңиз бойидикилири — Филистийәликләр һәм Йәһудалиқларни көрситиду.