□19:4 «мән Мисирлиқларни рәһимсиз бир һөкүмранниң қолиға тапшуримән...» — мошу бешарәтни бәлким авал Ефиопийәлик Пианқи (миладийәдин илгәрки 715-жили), Асурийәлик Саргон (20-бапни көрүң), Асурийәлик Сәннахериб вә яки кейинки Парс падишалири Камбисис (миладийәдин илгәрки 525-жили), андин Атаксәрксис (ИИИ) «Оқус» қатарлиқлар (миладийәдин илгәрки 343-жили) тәрипидин әмәлгә ашурулған еди.
□19:5 «сулар «деңиз»дин йоқайду» — мошу йәрдә «деңиз» Нил дәриясини көрситиду.
□19:11 «Пирәвн» — Мисир падишалириниң дәвир-дәвиргичә ишләткән унвани. «Мән болсам... қедимки падишаларниң нәслидурмән!» — Мисирниң өрп-адәтлири бойичә, падишаниң мәслиһәтчилириниң һәммиси жуқури тәбиқилик яки падиша җәмәтидин болуши керәк еди.
□19:13 «Мәмфис» — яки «Ноф». «Мисир қәбилилириниң «бүҗәк таш»лири» — бәлким Мисир җәмийитидики мөтивәрләрдур.
□19:15 «Баш, қуйруқ, палма шехи, қомуш» — бәлким Мисир җәмийитидики һәр хил тәбиқидики адәмләрни билдүриду.
□19:18 «Қанаанниң тили» — «Қанаан» Пәләстин, йәни Исраилниң зимини, һазирқи «Исраилийә»ни көрситиду. Шуңа улар ибраний тилини сөзлишиду.
□19:20 «Булар .. Пәрвәрдигарға һәм бәлгү һәм шаһит болиду; чүнки әзгүчиләр түпәйлидин улар Пәрвәрдигарға налә көтәргән болиду; у уларни әркинликкә чиқиридиған бир қутқузғучи һәм қоғдиғучини әвәтиду...» — (18-22-айәтләр) — Мошу айәтләрдики бешарәт бәлким ахирқи заманда әмәлгә ашурулиду. Бәзи алимлар бешарәтләр миладийәдин илгәрки 4-1-әсирләрдә «қисмән әмәлгә ашурулған» дәп қарайду. Шу заманларда Мисир нурғун Йәһудий мусапирларни қобул қилип, уларға Мисирниң чегарисиға йеқин җайда йеңи бир ибадәтханини қурушқа йол қойди вә һәтта уни қурушқа ярдәм бәрди. Миладийәдин кейин Мисирдики мәсиһий җамаәтләрму наһайити көп болған.
□19:23 «Шу күни Мисирдин Асурийәгә маңидиған, егиз көтирилгән түз йол ечилиду...» — мошу йол һелиһәм мәвҗут. Бирақ Исраил һәм Мисир вә Сурийәләр оттурисидики мунасивәт яхши болмиғачқа, йол узундин буян етиклик һаләттә турмақта.
□19:25 «Хәлқим болған Мисирға, Өз қолумниң иҗади болған Асурийәгә вә Өз мирасим болған Исраилға бәхит яр болсун!» — пикримизчә мошу бешарәтниң (1-25-айәтләрниң) ахирқи қисми («шу күни Мисирдикиләр қиз-аялларға охшап қалиду...» йәни 16-айәттин башлап) техи әмәлгә ашурулмиған. Йәшаяниң дәвридикиләр үчүн, бу бешарәт уларниң Мисирға қошулушқа болмайдиғанлиғини билдүргән; бундақ қилиш Пәрвәрдигарға ишәнмәсликкә баравәр. Бешарәттә, улар Мисирға әмәс, бәлки Мисир өзлиригә беқинди болиду, дейилиду. Ахирда Худа Мисирлиқларни Исраиллар қорқидиған Асурийәликләр билән биллә Өзигә, шундақла Исраилға беқиндуриду.