□64:1 «Аһ, Сән асманларни житиветип, йәргә чүшкән болсаң еди! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аһ, Сән асманларни житиветип, йәргә чүшсәң едиң! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!».
□64:2 «Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!» — Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин, Худа уларға Муса пәйғәмбәр арқилиқ муқәддәс қанун-пәрманлирини бәргән вақтида, Синай тағлири шундақла ерип кәтти. Йәшая пәйғәмбәр бәлким мошу ишларни көздә тутиду.
■64:3 Зәб. 30:20,21; 1Кор. 2:9
□64:10 «...Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди» — мошу айәттики «өйимиз» муқәддәс ибадәтхана, әлвәттә. «Өй» дегән сөзниң ишлитилиши болса, Худаниң әсли уларниң арисида (ибадәтханисида) турғанлиғини тәкитләйду. «Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримиз»ниң әң есили болса йәнила ибадәтханидики буюм-җабдуқлар болған еди. Бабиллиқларниң Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилғанлиғи бәлким мошу бешарәттин кейинки 100 жил әтрапида болди (миладийәдин илгәрки 586-жили). Мошу айәттә, пәйғәмбәр (63:15-19-айәтләрдики әһвалға охшаш) өзи әшу дәвирдә турғандәк сөз қилиду; у әшу дәвирдикиләргә вәкил болуп дуа қилиду.