89
Төртинчи бөлүм •••• 89-күй •••• Һаятни қәдирләйдиған даналиқ
1 Худаниң адими болған Мусаниң дуаси: —
Я Рәббим,
Сән барлиқ дәвирдә бизгә макан болуп келиватисән;
2 Тағлар вуҗудқа кәлмәстин бурун,
Сән йәр вә аләмни шәкилләндүрмәстин бурун,
Әзәлдин әбәткичә Тәңридурсән.
3 Сән инсанни тупраққа айландуруп: —
«Һәй, инсан балилири, қайтиңлар!» — дәйсән.
4 Мана, Сениң нәзириңдә миң жил —
Өтүп кәткән түнүгүнки бир күн,
Түндики бир җесәктур, халас.
5 Сән адәмләрни су ташқинидәк елип кетисән,
Улар өтүп кәткән бир уйқидәк,
Таң сәһәрдә үнүп чиққан от-чөпкә охшайду —
6 Әтигәндә улар көкирип үниду,
Кечиси болса кесилип, солишип кетәр.
7 Чүнки биз ғәзивиң билән йоқаймиз,
Қәһриң билән дәккә-дүккидә қалимиз.
8 Сән қәбиһликлиримизни көз алдиңға,
Йошурун қилмишлиримизни җамалиңниң нури алдиға қойдуң.
9 Барлиқ күнлиримиз дәрғәзивиң астида өтүп кетиду,
Жиллиримизни бир уһ тартиш биләнла түгитимиз.
10 Өмримизниң жиллири йәтмиш жил,
Мағдуримиз бар болса сәксән жил;
Бирақ уларниң пәхри җапа вә беһудиликтур;
Һаят тезлик билән үзәр,
Мана, биз учуп кәттуқ.
11 Саңа болған һөрмәт-әйминишниң аз-көплүгигә қарап һесаплинидиған,
Аччиғиңниң шиддитини ким билсун?
12 Шуңа көңлимизни даналиққа қоюшимиз үчүн,
Күнлиримизни санашни бизгә үгәткәйсән!
13 Йенимизға қайтқайсән, и Пәрвәрдигар, Сени қачанғичә...?!
Қуллириңға рәһим қилғайсән!
14 Бизни әтигәндә өзгәрмәс муһәббитиң билән қандурғайсән;
Ундақта барлиқ күнлиримиздә күйләрни яңритип шатлинимиз.
15 Сән бизни җапаға чөмгән күнләргә асасән,
Күлпәтни көргән жиллиримизға асасән йәнә хурсән қилғин!
16 Улуқ ишлириң қуллириңға көрүнгәй,
Шану-шәвкитиң уларниң оғуллириғиму ашкарә болғай!
17 Пәрвәрдигар Худайимизниң шерин мәрһәмити үстимиздә болғай,
Қолимизниң ишлирини үстимизгә бәрикәтлик қилғайсән,
Бәрһәқ, қолимизниң ишлирини бәрикәтлик қилғайсән!