Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә «һосулниң тунҗа мевиси»ни болса Худаға атап, Худаниң вәкили болған каһинларға беғишлаш керәк еди. Худа мошу йәрдә: «Исраил алаһидә Мениңки еди» дәйду. Йәнә бир тәрәптин ейтқанда Исраил Худаниң «һосулиниң тунҗа мевиси» болса, әнди улардин кейин Худаниң йолида маңидиған башқа әлләрдин болғанларму Худаниң йениға келип униңға «һосул болуп» Худаниң Өз хәлқи болушқа келиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму баш чоққаңни (рәсва қилиш үчүн) ғирдивәтти».
□2:3 «Шу чағда Исраил хәлқи Пәрвәрдигарға пак, алаһидә аталған» — «...пак, алаһидә аталған» дегән сөз ибраний тилидики «Пәрвәрдигарға «қодәш»» («Пәрвәрдигарға муқәддәслик») дегән сөз билән ипадилиниду. Оқурмәнләргә бәлким аянки, «муқәддәс»ниң әсли мәнаси дәл «Худаға алаһидә аталған, пак» дегәнликтур. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә «һосулниң тунҗа мевиси»ни болса Худаға атап, Худаниң вәкили болған каһинларға беғишлаш керәк еди. Худа мошу йәрдә: «Исраил алаһидә Мениңки еди» дәйду. Йәнә бир тәрәптин ейтқанда Исраил Худаниң «һосулиниң тунҗа мевиси» болса, әнди улардин кейин Худаниң йолида маңидиған башқа әлләрдин болғанларму Худаниң йениға келип униңға «һосул болуп» Худаниң Өз хәлқи болушқа келиду.
□2:7 «Мениң мирасим» — бу сөз икки бислиқ болуп, мәнаси: (1) Худа «булар алаһидә Мениңки» дегән Қанаан (Пәләстин) зиминини вә униң үстидики Йәһудий хәлқини көрситиду; (2) «мирас қилип бәргинимни» дегән мәнидә болуп, Худа Исраилға «Силәрниң мирасиңлар болсун» дәп тапшурған зиминни көрситиду. Умумән бу сөз шу зиминни вә шундақла, бәлким, шу зиминдики хәлиқниму көрситиду.
□2:8 «Тәврат-қанун иҗрачилири» — Тәвратни хәлиққә үгитишкә мәсъул болған каһинларни («Йәр.» 18:18, «Қан.» 33:10) яки Тәвратни көчүрүшкә мәсъул болған Лавийларни («Йәр.» 8:8) көрситиду. «хәлиқ падичилири» — (йәни «бақармәнлири» яки «баққучилар») ибраний тилида «қойчилар», «падичилар», «чупанлар» дейилиду. Адәттә бу сөз чопан-қойчиларни көрситиду. Мошу йәрдә «хәлиқ баққучилири» Исраилниң йетәкчилирини көрситиду, әлвәттә. «Баалниң намида бешарәт бәрди» — «Баал» дегән Пәләстиндикиләрниң жиркиничлик бир бути еди.
□2:10 «Сипрус» — Сипрус арили (ибраний тилида «Киттим») болса Пәләстинниң жирақ ғәрбидә; Кедар болса Пәләстинниң жирақ шәрқидә еди — демәк, шәриқтин ғәрипкичә болған йәрләрдиму мошундақ иш болуп бақмиған.
□2:15 «яш ширлар...һөкириди» — ширлар олҗисини тутқандин кейин андин һөкирәйду. Мошу айәттики «ширлар» бәлким Асурийә, андин Бабилни көрситиду.
□2:16 «...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму чоққаңни йеривәтти» — «Ноф вә Таһпанәс» Мисирдики шәһәрләрдур. Йәһуда көп қетим Мисирдин ярдәм сориған еди. Мисир қошулған болсиму, лекин әксичә Исраилға вапасизлиқ қилип кәлгән еди. Ноф кейин «Мәмфис» дәп аталған. Башқа бир хил тәрҗимиси: «...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму баш чоққаңни (рәсва қилиш үчүн) ғирдивәтти».
□2:18 «Шиһор дәриясиниң сүйини ичиш үчүн... Әфрат дәриясиниң сүйини ичиш үчүн....» — «Шиһор (Мисирдики бир дәрия яки вади)ниң сулирини ичиш» һәмдә «Әфрат (Асурийәдики дәрия)ниң... сулирини ичиш» Исраил Мисирдин вә Асурийәдин панаһ издигәнлигини көрситиду.
□2:20 «барлиқ дөң-егизликтә вә барлиқ йешил дәрәқ астида сән паһишә аялдәк керилип ятқансән» — Исраил мошу йәрләрдә (дөң-егизликтә ... йешил дәрәқ астида...) бутпәрәслик паалийәтлирини өткүзгән. Уларниң мундақ бутпәрәслиги Худаға вапасизлиқ болуп роһий җәһәттә паһишивазлиқ болупла қалмай, улар Пәләстиндикиләрниң бутпәрәслигини дорап уларниң бутлириға «аталған», бутханида турған паһишә аяллар билән ятатти.
□2:21 «ят вә явайи бир сесиқ үзүм тели» — «ят вә ява» әслий ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.
■2:21 Мис. 15:17; Зәб. 43:3; 79:9
□2:23 «Җилғида маңған йолуңни көрүп бақ, қилмишлириңни иқрар қил» — «җилғида маңған йолуң...» бәлким көп қисим Йәһудадикиләр Йерусалимға йеқин болған «Һинном җилғиси»да өз балилирини бутларға атап «инсан қурбанлиғи» қилғанлиғини көрситиду. Исраилни һиңганға охшитиши бәлким униң һеч қандақ муқим йөлүнүшиниң болмайдиғанлиғини тәкитләйду.
□2:24 «... һәвиси қозғалғанда шамални пурап жүридиған бир явайи мада ешәксән!» — бу охшитиш шүбһисизки, Исраилниң бутларға болған бузуқ һәвәслирини, уни бутпәрәсликтин тосушниң мүмкин әмәслигини көрситиду.
□2:25 «путуңни аяқсизлиқтин... гелиңни уссулуқсиз қилип қойма!» — бу сөзләр бәлким икки бислиқ: — (1) бутларниң йолида жүгүрүп меңиш бәрибир бекар иштур — бутлар адәмләргә ярдәмдә болалмайду; (2) әгәр Исраил бутпәрәслиги билән Худаға вапасизлиғини давамлаштурса, улар ахир берип аяқсиз, чаңқап сүргүн болғанлар болиду. «Яқ! Хам хиял қилма!» — ибраний тилида «Яқ! Үмүт йоқ!».
□2:34 «Сән уларни темиңни тешип оғрилиққа киргини үчүн өлтүрдиңму?!» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә оғри кәчтә өйгә бөсүп киргән болса у уруп өлтүрүлсә өй егиси гунасиз һесаплиниду.
□2:36 «Сән немишкә бунчивала уян-буян қатрап ала көңүллүк қилисән?» — демәк, Исраил һәрдайим Худани әмәс, бәлки ят әлләрни өз йөләнчүки қилмақчи.
□2:37 «сән Мисирдин қоллириңни бешиңға алған пети чиқисән» — демәк, әсир болған пети.