□49:1 «Милком» — Аммонийлар чоқунған бут еди. Гад болса Исраилниң он икки қәбилисиниң бири; уларға әслидә тәқсим қилинған зимин Иордан дәриясиниң шәрқи тәрипидә еди. Йәрәмия бешарәт бәргән вақитта, Гадтикиләр хелә балдур Асурийә империйәси тәрипидин сүргүн болған еди. Кейин әслий хошнилири болған Аммонийлар уларниң зиминини егиливалған еди. Худа уларға: «Бу зиминни Өз хәлқимгә тәқсим қилған едим, улар қайтип келип униңға қайтидин егидарчилиқ қилиду» дәп агаһландуриду.
□49:3 «сепил ичидә уян-буян патипарақ жүгүрүңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «өзүңлар титма-титма тилинған һалда уян-буян жүгүрүңлар». «Милком» — Аммонийларниң бир бути еди. Башқа исми «Моләк» еди.
■49:3 Йәш. 32:12; Йәр. 4:8; 6:26; 48:7
□49:7 «Едом тоғрилиқ: ...» — бу бешарәт (7-22)ниң Тәвраттики «Обадия» дегән қисим билән көп ортақ йәрлири бар. Обадияға «қошумчә сөз»имиздә чүшәндүргинимиздәк ишинимизки, Йәрәмия пәйғәмбәр Худаниң йолйоруғи билән илгәрки пәйғәмбәр Обадияниң бешаритидики көп сөзләрни нәқил кәлтүриду. Икки бешарәтниң бәзи йәрлири охшимиғачқа, сөзлиридики пәриқләрни тепип селиштурушниң көп әһмийити бар. «Теманда һазир даналиқ тепилмамду? Данишмәнлиридин несиһәт йоқап кәттиму? Уларниң даналиқини дат бесип қалғанму?!» — Теман Едомдики чоң шәһәр. Едомдикиләр өз данишмәнлири билән интайин мәғрурлинатти.
■49:7 Об. 8
□49:8 «пинһан җайлар» — ибраний тилида «чоңқур җайлар» дегән сөз билән ипадилиниду. У бәлким һәр хил ғар-өңкүрләрни өз ичигә алиду. «Мән Әсавға тегишлик балаю-апәтни, йәни уни җазалайдиған күнини бешиға чүшүримән» — Едомниң башқа исми «Әсав» еди. Мошу бешарәттә «Едом» яки «Әсав» униң әвлатлири болған Едомлуқларни көрситиду, әлвәттә.
□49:9 «Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, улар азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә үзүм һосулини алғанда үзгүчиләр кәмбәғәлләрниң теривелиши үчүн бир аз васаңларни қалдуруш керәк еди («Лав.» 19:10). Асиядики бәзи дөләтләрдә бу бир адәткә айлинип қалған.
■49:9 Об. 5
□49:12 «ғәзивимниң қәдәһидин ичишкә тегишлик болмиғанлар» — Йәһуда әмәс, бәлки таҗавузчиларниң өтәр йолиға «тәсадипий» удул келип қалған, Йәһуданиң вә башқа әлләрниң гуналири билән мунавәтсиз болған башқа әлләрни көрситиши мүмкин.
□49:13 «Өз намим билән қәсәм ичкәнмәнки...» — ибраний тилида «Өзүм билән қәсәм ичкәнмәнки». «Бозраһ ... рәсва қилинидиған бир объект» — «Бозраһ» бәлким Едомдики әң муһим шәһәр болуши мүмкин еди.
□49:14 «бир әлчи әлләр арисиға әвәтилгән еди» — «әлләр» Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. «Униңға җәң қилишқа орнуңлардин туруңлар» — «униңға» йәни Едомға. Бәлким бу әлчи дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.
■49:14 Об. 1
□49:15 «Мән сени әлләр арисида кичик, инсанлар арисида кәмситилгән қилимән» — «сени» — Худа һазир Едомни «сени» дәп, уларға беваситә сөз қилиду.
□49:16 «Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, туралғуң егизликниң жуқури тәрипидә болғучи» — демисәкму, Едом пинһанрақ, чиқиш интайин тәс болған тағлиқ районда еди. «Тик қия» («Села») дегән сөз Моабниң «Села» исимлиқ (һазирқи «Петра»), интайин пинһан бир шәһирини көрситишиму мүмкин.
■49:18 Яр. 19:25; Йәр. 50:40; Ам. 4:11
□49:19 «дайим еқиватқан шу сулар» — Иордан дәриясиниң өзи.
■49:19 Аюп 41:2; Йәр. 12:5; 50:44
□49:22 «Бозраһ» — интайин жуқури қия таш үстигә, «бүркүтниң чаңгили»дәк җайлашқан еди.
□49:23 «давулғуп кәткән деңиздәк улар һеч тиничлиналмайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «давулғуп кәткән деңиздәк уларниң көңүллири һеч арам тапмайду». Хамат һәм Арпад дегән икки шәһәр Небоқаднәсар Мисирға жүрүш қилған чағда (миладийәдин илгәрки 604-жили) бесип өткән җайлар еди. Шүбһисизки, Небоқаднәсар уларғиму һуҗум қилған еди. Мошу икки шәһәр Дәмәшқниң шималий тәрипидики кичик падишалиқлар еди.
□49:27 «Бән-Һадад» — Дәмәшқниң көплигән падишалириниң исми еди.
□49:28 «Орнуңдин тур, Кедарға һуҗум қилип, шәриқтики адәмләрни булаң-талаң қил!» — бу сөз Небоқаднәсарниң қошуниға ейтилиши мүмкин. Кедар вә Һазорму чарвичи көчмән хәлиқ болуп, чедирда яшап, сепил-дәрвазилиқ болмиған, әлвәттә.
□49:31 «Орнуңдин тур, сепил-дәрвазиларға егә болмиған арамхуда яшап, теч-аман турған әлгә җәң қилишқа чиқ; улар ялғуз туриду» — бу сөзму бәлким Небоқаднәсарниң қошуниға ейтилиши мүмкин. Кедар вә Һазордикиләр чедирларда туруп, һеч сепил-дәрвазилиқ болған әмәс.
□49:32 «чекә чачлирини чүшүргәнләр» — «чекә чачлирини чүшүргүш» Кедардикиләр һәм Һазордикиләрниң адити болса керәк еди.
□49:35 «Еламниң ғоллуқ күчи болған оқяси...» — Елам һазирқи Иран зиминида турған бир хәлиқ еди. Еламниң қошуниниң чәнләп атидиған, дәһшәтлик мәргән оқячилири билән даңқи чиққан еди.