Худа «Мениң үзүмзарим», «Мениң несивәм» дегән ибариләр билән, бәлким Өз хәлқи Исраилни, җүмлидин уларниң зиминини көрситиду.
Ибраний тилида бу айәттин 13-айәткичә болған пеилләр «өткән заман»да ипадилиниду; пәйғәмбәр буларниң һәммисини «аллиқачан йүзбәргәндәк», җәзмән йүз бериду, дәп билиду. ■ Йәр. 6:3 11 улар уни ғериб қиливетиду; у Мениң алдимда ғериб һәм қағҗирақ туриду; пүткүл зимин ғериб қалиду; амма һеч адәм буниңға көңлини бөлмәйду. 12 Чөл-баявандики барлиқ егизликләр үстигә һалак қилғучилар ғужулдап чиқип келиду; чүнки Пәрвәрдигарниң қиличи зиминниң бир четидин йәнә бир четигичә һәммини жутиду; һеч әт егисиниң тинич-хатирҗәмлиги болмайду. 13 Хәлқим буғдайни териған болсиму, лекин текәнләрни орийду; улар өзлирини упратқини билән, пайда көрмәйду; шуңа начар мәһсулатлириңлар түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви түпәйлидин, йәргә қарап қалисиләр.■ Лав. 26:16; Қан. 28:38
■12:1 Аюп 21:7; Зәб. 72:11-13; Һаб. 1:3
□12:2 «Сән уларниң ағзиға йеқин охшайсән, лекин виҗданидин жирақсән» — «виҗдан» дегән сөз мошу йәрдә ибраний тилида «бөрәкләр» билән ипадилиниду.
□12:3 «...Уларни боғузлашқа бекитилгән қойлардәк айрип сөрәп чиққайсән, уларни қәтл күнигә айриғайсән» — Йәрәмия өзиниң жутдашлириниң сүйқәстиниң объекти болуп нурғунлиған җапа тартмақта, лекин улар кәң-азатә яшайдиған охшайду.
■12:3 Зәб. 16:3; 138:1; Йәр. 11:20
□12:4 «Бу хәлиқ: «Худа ақивитимизни һеч көрмәйду» дәватиду?» — ибраний тилидики «Бу хәлиқ: У ақивитимизни һеч көрмәйду» дәватиду?» дейилиду. Бу дегәнликтики «У»ни бәзи алимлар Йәрәмияни көрситиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә хәлиқниң: «Худа ақивитимизни һеч көрмәйду» дегән сөзи, Тәврат «Қан.» 32:30дики «Мән (Худа) уларниң ақивитини көримән» дегән сөзниң дәл әксидур, шуңа биз «Худа» дәп тәрҗимә қилдуқ.
□12:5 «Иордан дәрияси бойидики қуюқ чатқаллиқларда қандақ жүрисән?» — бу йәр ширлар яшиған, интайин хәтәрлик җай еди (49:14, 50:44ни көрүң). Худа Йәрәмияға: «Ишлириң техиму қийин, техиму чатақ, техиму мушәққәтлик болиду» дәп агаһландуриду.
□12:9 «далидики һайванлар» — бәлким Исраилни булаң-талаң қилмақчи болған ят әлләрни билдүриду. Бу пәрман («Бериңлар...йиғип келиңлар») бәлким пәриштиләргә ейтилса керәк.
□12:10 «Нурғунлиған хәлиқ падичилири» — бәлким ят әлләрниң әмир-падишалирини көрситиду. Бирақ Исраилниң өзидики «хәлиқ падичилири» (падишалар, каһинлар, пәйғәмбәрләр)ниң вапасизлиғи билән бу ақивәтни Исраилниң бешиға кәлтүргән, шуңа «нурғунлиған пада баққучилири» уларниму өз ичигә елиши мүмкин. Худа «Мениң үзүмзарим», «Мениң несивәм» дегән ибариләр билән, бәлким Өз хәлқи Исраилни, җүмлидин уларниң зиминини көрситиду. Ибраний тилида бу айәттин 13-айәткичә болған пеилләр «өткән заман»да ипадилиниду; пәйғәмбәр буларниң һәммисини «аллиқачан йүзбәргәндәк», җәзмән йүз бериду, дәп билиду.
□12:14 «зиминимниң һәммә рәзил хошнилири» — хошна ят әлләрни көрситиду.
□12:15 «уларни ...уларниң һәр бирини өз мирасиға, һәр бирини өз зиминиға қайтуримән» — бу Худаниң бу ят әлләрниң һәр биригә ейтқан сөзлири.
□12:16 «уларға хәлқим арисидин муқим орун берилип, улар гүлләндүрүлиду» — ибраний тилида сөзмусөз болса «улар хәлқим арисида қурулиду». Бу сөз көп җәһәтлик болуп, етиқат, әхлақ, даналиқ, иқтисад вә параванлиқ, болупму һәр хил роһий байлиқларни көрситиду.