Жуқирида ейтқинимиздәк, «петир нан һейти»ниң биринчи күни «шабат күни» дәп һесаплинатти. Шуниңдәк бу күни адәттики бир шабат күни (һәптиниң йәттинчи күни, йәни шәнбә күни) болған булошиму мүмкин. Икки тәрәптин «шабат» күни болғачқа, бәлким «улуқ күн» дейилиши мүмкин еди. «крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди» — «Қан.» 21:22-23 вә «Йәшуа» 8:29дә Йәһудий хәлқи үчүн бекитилгән қанун бойичә, өлүм җазаси берилгән бирисиниң җәсити түврүк яки дәрәқтә кәчкичә есиқлиқ турмаслиғи керәк еди; болмиса «зиминиңлар напак болиду» дәп бекитилигән. Кресткә тартилғанлар бәзи вақитларда икки-үч күн есилғандин кейинла өләтти. Әгәр путилири сунулған болса, көксини толуқ көтирәлмәслиги түпәйлидин нәпәс алалмай тезла өләтти. 32 Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти. 33 Лекин Әйсаға кәлгәндә, униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән униң путини чақмиди. 34 Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти.□ «Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти» — «1Юһ.» 5:6-8ни көрүң. «Қан вә су»ниң тәң чиқиши адәмниң һәқиқий өлгәнлигини көрситиду.
□19:1 «Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти» — мошу хил «қамчилаш» адәттә крестлиништин авалқи җаза еди. Җаза әсвави төмүр яки сүйәк парчилири бағлақлиқ нәччә танилиқ қамча еди. Бу җазаниң өзи шунчә еғирки, җазаланғучи гаһи вақитларда техи крестләнмәй турупла, униңдин өлүп кетәтти.
□19:5 «Қараңлар, у адәмгә!» — Пилатус мошу йәрдә билмигән һалда Зәкәрия пәйғәмбәрниң шу бешаритини ағзиға алған еди: «Қараңлар, «Шах» дәп аталған адәм!» («Зәк.» 3:8, 6:12).
■19:7 Лав. 24:16; Юһ. 5:18; 10:3.
□19:8 «Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,...» — Пилатус немишкә қорқти? Әгәр бириси өзини римлиқ император Қәйсәргә баравәр қилип «Мән Худаниң Оғли» десә, «Қәйсәрниң дүшмини» дәп һесаплиниши мүмкин; шуңа гәрчә униң Әйсани қоювәткүси болсиму, йәнила шундақ қилиштин қорқатти. У йәнә бир тәрәптин, йәни аялиниң Әйса тоғрилиқ агаһландурушидин қорқишиму мүмкин еди («Мат.» 27:19).
□19:11 «Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти» — «әрштин» дегән сөз грек тилида «жуқуридин». Мошу йәрдә шүбһисизки, әршниң өзини көрситиду. «... мени саңа тапшуруп бәргән адәм» — мошу йәрдә Йәһуда әмәс, бәлки баш каһин Қаяфа еди. Қаяфа Йәһудийларниң өзлириниң Қутқузғучи-Мәсиһини етиқатсиз римлиқларға тапшурғанда, әмәлийәттә у пүткүл Йәһудий хәлқиниң вәкили болған еди.
□19:12 «Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз!» — «Қәйсәр» Рим императориниң унвани. «Қәйсәрниң дости» — бу мәхсус бир унван еди. Пилатус бәлким миң тәсликтә шу алаһидә унванға еришкән болуши мүмкин. У йәнә шундақ жуқури унвандин мәһрум болуштин интайин қорқатти.
□19:14 «у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. Бу күндики һейт «Чагигаһ» дәп атилатти («Қан.» 16:1-13, «2Тар.» 35:1, 2, 6 вә 18ни көрүң). «Алтинчи саат» башқа изаһатлиримизда ейтқинимиздәк, Рим вақтини көрситиду. Бу әтигән саат алтә еди.
■19:16-17 Мат. 27:26; Мар. 15:22; Луқа 23:24,25; Мат. 27:31, 33; Мар. 15:22; Луқа 23:26, 33.
■19:19 Мат. 27:37; Мар. 15:26; Луқа 23:38.
■19:23 Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:34.
□19:24 «Мениң көйнигим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң чапиним». Зәбурда («Зәб.» 21:19) ибраний тили бойичә «чапан» яки «көйнәк»ни көрситиду. «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти» — «Зәб.» 22:19.
□19:25 «Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти» — бу айәтни «Мат.» 27:56 билән бирләштүрүп қариғанда, «Әйсаниң анисиниң сиңлиси», йәни Мәрйәмниң сиңлиси болса Зәбәдийниң аяли, шундақла расуллардин Юһанна билән Яқупниң аниси болуш мүмкинчилиги бардур. «Мар.» 15:40дә у «Саломи» дәп атилиду.
■19:25 Мат. 27:55; Мар. 15:40; Луқа 23:49.
□19:26 «Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп...» — «өзи сөйидиған мухлиси» бәлким бу баянниң муәллипи Юһанна болуши мүмкин. «Кириш сөз»имизни көрүң.
□19:28 «Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди» — «Зәб.» 21:16, 32- яки 68:22ни көрүң.
□19:30 «Әйса... бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди» — Әйса «бешини төвән чүшүрди» андин, «роһини тапшуруп бәрди». Адәттики адәм болса, авал «роһини бериду» андин «бешини төвән чүшүриду». Демәк, Әйса өзи өлүшиниң дәқиқисини талливалди, өзлүгидин өлди (10:17-18ни көрүң).
□19:31 «У күни өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти). 14-айәт вә изаһатини көрүң. Жуқирида ейтқинимиздәк, «петир нан һейти»ниң биринчи күни «шабат күни» дәп һесаплинатти. Шуниңдәк бу күни адәттики бир шабат күни (һәптиниң йәттинчи күни, йәни шәнбә күни) болған булошиму мүмкин. Икки тәрәптин «шабат» күни болғачқа, бәлким «улуқ күн» дейилиши мүмкин еди. «крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди» — «Қан.» 21:22-23 вә «Йәшуа» 8:29дә Йәһудий хәлқи үчүн бекитилгән қанун бойичә, өлүм җазаси берилгән бирисиниң җәсити түврүк яки дәрәқтә кәчкичә есиқлиқ турмаслиғи керәк еди; болмиса «зиминиңлар напак болиду» дәп бекитилигән. Кресткә тартилғанлар бәзи вақитларда икки-үч күн есилғандин кейинла өләтти. Әгәр путилири сунулған болса, көксини толуқ көтирәлмәслиги түпәйлидин нәпәс алалмай тезла өләтти.
□19:34 «Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти» — «1Юһ.» 5:6-8ни көрүң. «Қан вә су»ниң тәң чиқиши адәмниң һәқиқий өлгәнлигини көрситиду.
□19:36-37 «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» — «Мис.» 12:10, (LXX) , 12:46, «Чөл.» 9:12, «Зәб.» 33:21. «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» — «Зәк.» 12:10.
■19:36-37 Мис. 12:46; Чөл. 9:12; Зәб. 33:21; Зәк. 12:10.
■19:38 Мат. 27:57; Мар. 15:42; Луқа 23:50; Юһ. 12:42.
□19:39 «Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодим» — «Юһ.» 3:1-15ни көрүң. «мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип,...» — шу чағдики «җиң» бәлким 0.325 килограм еди, шуңа дора-дәрманлар 32 килочә еди.
□19:41 «бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди» — Инҗилдики башқа баянлардин ениқки, бу қәбир (йәрлик) таш өңкүр еди. «Һеч ким шу йәргә қоюлмиған» болғачқа, шу йәр Тәврат қануни бойичә пүтүнләй «пакиз бир җай» (һеч өлүк тегип бақмиған) дәп һесаплинатти.
□19:42 «Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...» — «һейт» болса «петир нан һейти». Униң биринчи күни билән шабат күни охшашла шу күни кәч саат 6-дә башлинатти, шуңа тезрәк дәпнә қилиниш керәк еди.