□20:1 «һәптиниң биринчи күни» — йәни йәкшәнбә күни. «Магдаллиқ Мәрйәм... қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди» — қәбир өңкүр еди («Мат.» 27:60, «Луқа» 23:53).
■20:1 Мат. 28:1; Мар. 16:1; Луқа 24:1.
□20:2 «Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ!» — мошу айәттики «биз» испатлайдуки, Инҗилдики башқа «баянлар»да ейтилғандәк, әслидә Мәрйәм билән биллә йәнә башқа аялларму бар еди («Мат.» 28:1, «Мар.» 16:1-2. «Луқа» 23:54-24:1ни көрүң).
□20:8 «Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди» — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди.
□20:9 «униң өлүмдин қайта тирилиши..» — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...» — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур.
■20:9 Зәб. 15:10; Рос. 2:25,31; 13:35.
□20:10 «Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти» — «өз туралғулириға» грек тилида «өзлириниңкигә» яки «өзлириниңкиләргә».
■20:11 Мат. 28:1; Мар. 16:5; Луқа 24:4.
□20:17 «Әйса униңға: — Маңа есилмиғин!.. деди» — «маңа есилмиғин!» яки «маңа қол тәккүзивәрмә». Кейинки сөзләр буниң мәнасиниң «есилмиғин» екәнлигини ениқ көрситиду. «Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму атаңларниң, йәни мениң атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин» — Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши тоғрилиқ вә униңға ейтқан бу муһим сөзлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■20:17 Зәб. 21:23; Мат. 28:10; Юһ. 16:2; Ибр. 2:11.
■20:18 Мат. 28:8; Мар. 16:10; Луқа 24:9.
□20:19 «Силәргә хатирҗәмлик болғай» — ибраний тилида «Шалом әләйқум!» дегән сөз билән ипадилиниду, әрәб тилида «әссаламуәләйкум».
■20:19 Мар. 16:14; Луқа 24:36; 1Кор. 15:5.
■20:21 Йәш. 61:1; Мат. 28:19; Мар. 16:15; Луқа 4:18; Юһ. 17:18.
□20:23 «Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду!» — бу расулларниң кишиләрниң гунайини толуқ кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Ундақ һоқуқ пәқәт Худағила тәвәдур. «Мат.» 16:19 вә 18:18ни көрүң. Бизниңчә, бу «гуналарни кәчүрүм қилиш» җамаәтниң тәртивигә бағлиқтур. Еғир гуна садир қилған етиқатчилар җамаәткә қатнишиверәмду? Рәббимиз «Мат.» 18:15-20дә бу мәсилә тоғрилиқ әмир бериду; бу әмир бойичә җамаәтниң гуна садир қилған амма товва қилмиған қериндашлирини җамаәттин чиқириш һоқуқи бардур. «Коринтлиқларға (1) вә (2)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң, болупму «2Кор.» 2:11 тоғрилиқ чүшәндүрүшимизни көрүң.
■20:23 Мат. 16:19; 18:18.
□20:24 ««кош гезәк» дәп аталған Томас» — грек тилида ««Дидимус» дәп аталған Томас».
■20:27 1Юһа. 1:1.
□20:28 «Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән!» — грек тилида «Мениң Рәббим һәм мениң Худайим!». Һазир барлиқ мухлислар Мәсиһниң толуқ салаһийитини тонуп йәткән еди.