8
Исраилниң Айи шәһири үстидин ғәлибә қилиши
Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән һеч қорқма, һәм һодуқмиғин. Туруп, барлиқ җәңчиләрни өзүң билән елип, Айи шәһиригә чиққин. Мана, Мән Айиниң падишаси, хәлқи, шәһири вә зиминини қошуп сениң қолуңға тапшурдум. Қан. 1:21; 7:18 Сән Йерихо билән униң падишасиға қандақ қилған болсаң Айи шәһири билән униң падишасиғиму шундақ қилисән. Пәқәт силәр бу қетим шәһәрдин олҗа вә чарпайларни алсаңлар болиду. Әнди сән шәһәрниң кәйни тәрипигә һуҗум қилишқа пистирма қойғин, — деди. Қан. 20:14; Йә. 6:21  


Қанаан җәнубий тәрипидә жүргүзүлгән һәрбий жүрүшләр
Шуниң билән, Йәшуа билән һәммә җәңчиләр қозғилип, айиға һуҗум қилишқа чиқти. Йәшуа оттуз миң батур җәңчини илғап кечидә уларни маңдурди вә уларға мундақ тапилиди: — «Силәр агаһ болуп, шәһәрдин бәк нери кәтмәй шәһәрниң кәйнидә мөкүнүп туруп, һәммиңлар бөктүрмә һуҗумға тәйяр туруңлар. Мән өзүм билән қалған һәммә кишиләрни елип шәһәргә йеқин баримән; шундақ болидуки, улар балдурқидәк алдимизға чиқип һуҗум қилғанда, биз уларниң алдидин қачимиз; улар җәзмән бизниң кәйнимиздин қоғлайду; улар: «Исраиллар балдурқидәк алдимиздин қечип кәтти» дәп ойлайду, биз уларни аздуруп шәһәрдин жирақ елип чиқимиз. Шуниң үчүн биз уларниң алдидин қачимиз. У вақитта силәр бөктүрмидин қопуп чиқип, шәһәрни ишғал қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар бу шәһәрни силәрниң қолуңларға тапшуриду. Шәһәрни ишғал қилғандин кейин Пәрвәрдигарниң тапилиғини бойичә у шәһәрни от йеқип көйдүриветиңлар. Мана, мән силәргә әмир бәрдим».
Йәшуа уларни йолға салди, улар берип Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, Айиниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә селип марап олтарди. Йәшуа болса у кечиси хәлиқниң арисида қонди. 10 Әтиси сәһәр Йәшуа қопуп, хәлиқни жиғип тәкшүрди; андин у Исраилниң ақсақаллири билән биллә хәлиқниң алдида Айиға қарши маңди. 11 Униң билән биллә болған һәммә җәңчиләрму униң билән чиқип, шәһәрниң алдиға йеқин берип, Айиниң шимал тәрипидә чедир тикти. Улар чүшкән җай билән Айиниң оттурисида бир җилға бар еди. 12 Йәшуа бәш миңчә адәмни таллап елип берип, Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, шәһәрниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә турғузған еди. 13 Шундақ қилип, барлиқ хәлиқ, йәни шәһәрниң шимал тәрипидики баргаһтики қошун билән ғәрип тәрипидики пистирма қошун орунлаштуруп бөлүнди. Шу кечиси Йәшуа өзи җилғиниң оттурисиға чүшти. 14 Айиниң падишаси шу әһвални көрди вә шәһәрдикиләр алдирап сәһәр қопушти; падиша билән барлиқ хәлқи Исраил билән соқушуш үчүн бәлгүләнгән вақитта Арабаһ түзләңлигигә чиқти. Лекин падишаниң шәһәрниң кәйнидики пистирма қошундин хәвири йоқ еди. «бәлгүләнгән вақитта» — бәлким Бәйт-Әлдикиләр билән пүтүшкән мәлум бир вақит болуши мүмкин (17-айәтни көрүң). Башқа бир хил тәрҗимиси «бәлгүләнгән җайда». 15 Йәшуа билән барлиқ Исраил болса өзлирини улардин йеңилгәнгә селип, чөл тәрәпкә қачти. 16 Шәһәрдә бар хәлиқниң һәммиси уларни қоғлашқа чақирилди; улар келип Йәшуани қоғлиғанда, улар аздурулуп шәһәрдин жирақ қилинди. 17 Айи билән Бәйт-Әлниң ичидә Исраилни қоғлашқа чиқмиған һеч бир әр киши қалмиди; улар шәһәрни очуқ қоюп, һәммиси Исраилни қоғлап чиқип кәтти.
18 У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Қолуңдики нәйзини айиға қаритип узатқин; чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум, — девиди, Йәшуа қолидики нәйзини шәһәргә қаритип узатти. 19 У қолидики нәйзини узатқан һаман пистирмида ятқанлар җайидин тезла чиқип, жүгүргиничә шәһәргә етилип кирип, уни ишғал қилип шуан от йеқип көйдүрүвәтти.
20 Айиниң адәмлири бурулуп қаривиди, мана шәһәрдин асман-пәләк өрләватқан түтүнни көрди, я у яққа я бу яққа қачайли десә, һеч һали қалмиған еди; чөл тәрәпкә қачқан Исраиллар бурулуп өзлирини қоғлап келиватқанларға һуҗум қилди. 21 Йәшуа билән барлиқ Исраил пистирма қошунниң шәһәрни елип болғанлиғини, шундақла шәһәрдин түтүнниң өрләп чиққинини көрүп, йенип келип, Айиниң адәмлирини өлтүргили турди. 22 Шуниң билән бир вақитта шәһәрни алғанларму шәһәрдин чиқип уларға һуҗум қилди. Шуниң билән улар Исраилларниң оттурисида, бәзилири бу тәрәптин, бәзилири у тәрәптин қапсилип қалди. Исраиллар уларниң һеч бирини қоймай, һәммисини өлтүрүвәтти. Қан. 7:2
23 Улар Айиниң падишасини тирик тутуп, Йәшуаниң алдиға елип барди. 24 Исраил далада учриған барлиқ айилиқларни, йәни өзлирини чөлгичә қоғлап кәлгәнләрни қирип йоқатқандин кейин (уларниң һәммиси қиличлинип йоқитилған еди), барлиқ Исраил Айиға йенип келип, у йәрдикиләрни қиличлап өлтүрди. 25 Шундақ болдики, шу күнидә өлтүрүлгән әр-аяллар, йәни айилиқларниң һәммиси он икки миң адәм еди. 26 Чүнки Йәшуа Айида туруватқан һәммә адәм йоқитилмиғичә қолидики узутуп турған нәйзисини жиғмиған еди. 27 Һалбуки, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға буйруған сөзи бойичә Исраиллар шәһәрдики чарпай билән олҗини өзлири үчүн алди. Чөл. 31:22, 26; Йә. 8:2 28 Андин Йәшуа Айи шәһирини көйдүрүп, уни әбәткичә Харабилик догисиға айландурувәтти; таки бүгүнгичә у шундақ турмақта.
29 Айиниң падишасини болса, у бир дәрәққә астуруп, у йәрдә кәчкичә турғузди. Күн патқанда Йәшуа әмир қиливиди, кишиләр униң өлүгини дәрәқтин чүшүрүп, уни шәһәрниң қовуқиниң алдиға ташлап, үстигә чоң бир дога ташни догиливәтти; бу таш догиси бүгүнгичә турмақта. Қан. 21:22, 23
 
Исраилниң өзлирини Пәрвәрдигарниң әһдисигә қайтидин бағлиши
30 Андин Йәшуа Ебал теғида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қурбангаһ ясиди. 31 Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң Исраилға буйруғини бойичә, Мусаға назил қилинған қанун китавида пүтүлгәндәк, қурбангаһ һеч бир төмүр әсвап тәккүзүлмигән пүтүн ташлардин ясалған еди. Униң үстидә хәлиқ Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп турди. Мис. 20:25; Қан. 27:4 32 Шу йәрдә Йәшуа униң ташлириниң үстигә пүткүл Исраилниң алдида Муса пүткән қанунни көчүрүп пүтүп қойди. Қан. 27:3 33 Андин пүткүл Исраил хәлқи, уларниң ақсақаллири, әмәлдарлири билән һакимлири, мәйли мусапирлар болсун яки уларниң арисида туғулғанлар болсун, һәммиси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң икки тәрипидә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң дәсләптә буйруғини бойичә, Исраилларниң бәхит-бәрикитини тиләшкә хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди. «Андин пүткүл Исраил хәлқи... һәммиси ... каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; ... хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди» — бу ишни Худа илгири Исраилға бекиткән («Қан.» 11:29 вә 27-28-бапларни көрүң).
34 Андин Йәшуа қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисигә мувапиқ қанундики һәммә сөзләрни, җүмлидин бәхит-бәрикәт сөзлири вә ләнәт сөзлирини оқуп бәрди. 35 Йәшуа буларни пүткүл Исраил җамаитигә, җүмлидин аяллар, балилар вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға оқуп бәрди; Мусаниң барлиқ буйруғанлиридин һеч бир сөзни қалдурмиди. Қан. 31:11
 
 

8:1 Қан. 1:21; 7:18

8:2 Қан. 20:14; Йә. 6:21

8:14 «бәлгүләнгән вақитта» — бәлким Бәйт-Әлдикиләр билән пүтүшкән мәлум бир вақит болуши мүмкин (17-айәтни көрүң). Башқа бир хил тәрҗимиси «бәлгүләнгән җайда».

8:22 Қан. 7:2

8:27 Чөл. 31:22, 26; Йә. 8:2

8:29 Қан. 21:22, 23

8:31 Мис. 20:25; Қан. 27:4

8:32 Қан. 27:3

8:33 «Андин пүткүл Исраил хәлқи... һәммиси ... каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; ... хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди» — бу ишни Худа илгири Исраилға бекиткән («Қан.» 11:29 вә 27-28-бапларни көрүң).

8:35 Қан. 31:11