6
1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Әгәр бириси гуна қилип Пәрвәрдигарниң алдида вапасизлиқ қилип, хошниси өзигә аманәт яки капаләткә бәргән бир нәрсә яки хошнисидин зораванлиқ билән булувалған мәлум бир нәрсә тоғрисида ялған гәп қилған болса яки хошнисидин наһәқлиқ билән мәлум нәрсини тартивалған болса, 3 яки жүтүп кәткән бир нәрсини тепивелип униңдин танса яки кишиләрниң гуна садир қилған һәр қандақ бир Иши тоғрисида ялған қәсәм ичсә, ■ Чөл. 5:6 4 У гуна қилған ишта өзини гунакар дәп тонуп йәтсә, ундақта у буливалған яки наһәқ тартивалған нәрсә яки униңға аманәткә берилгән нәрсә болсун, яки жүтүп кетип тепивалған нәрсә болсун, □ «у гуна қилған ишта өзини гунакар дәп тонуп йәтсә,...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «у гуна қилған ишта итаәтсизлик қилса,...». 5 яки у һәр қандақ нәрсә тоғрисида ялған қәсәм ичкән болсун, униң һәммисини толуқ баһаси бойичә төлисун, шундақла шу баниң бәштин бир қисми бойичә қошуп төлисун; у итаәтсизлик қурбанлиғини қилған күнидә төләмни егисигә тапшуруп бәрсун. 6 Андин у Пәрвәрдигарниң алдиға итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә ушшақ малдин сән тохтатқан қиммәт бойичә беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип каһинниң қешиға елип кәлсун. □ «сән тохтатқан қиммәт бойичә...» — «сән» бу йәрдә Һарунни көрситиду; шүбһисизки, униңдин кейин қайси каһин мәсъул болса шуниму көрситиду. 7 Каһин бу йол билән униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду вә у һәр қайси ишта итаәтсизлик қилған болсиму у униңдин кәчүрүлиду.
8 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
9 Сән Һарун билән оғуллириға көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисида әмир қилип мундақ дегин: — Көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисидики қаидә-низам мундақ болиду: — Көйдүрмә қурбанлиқ пүтүн кечә таң атқичә қурбангаһтики очақниң үстидә көйүп турсун; вә қурбангаһниң отини өчүрмәй йениқ турғузуңлар. 10 Каһин канап тонини кийип, ялаңачлиғини йепип, сағрисиғичә канап ич тамбал кийип турсун; қурбангаһниң үстидики от билән көйдүрүлгән көйдүрмә қурбанлиқниң күлини елип, қурбангаһниң бир тәрипидә қойсун; 11 андин кийимлирини селиветип башқа кийимләрни кийип, күлини чедиргаһниң сиртиға елип чиқип пакиз бир җайда қойсун. 12 Қурбангаһниң оти болса һемишә йенип турсун; уни һеч вақит өчүрүшкә болмайду, каһин өзи һәр күни әтигәндә униңға отун селип, үстигә көйдүрмә қурбанлиқни тизсун вә униң үстигә енақлиқ қурбанлиғиниң мейини қоюп көйдүрсун. 13 Үзүлмәс бир от қурбангаһниң үстидә һемишә көйүп турсун; у һәргиз өчүрүлмисун.
Аддий пухраларниң ашлиқ һәдийәлири
14 Ашлиқ һәдийә тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Һарунниң оғуллиридин бири уни Пәрвәрдигарниң алдиға, қурбангаһниң алдиға кәлтүрсун. ■ Чөл. 15:4-21. 15 У ашлиқ һәдийә болған есил унға қолини селип униңдин шундақла униңдики зәйтун мейидин бир чаңгал елип вә һәдийәниң үстидики барлиқ мәстикини қошуп, буларни қурбангаһ үстидә көйдүрсун; бу һәдийәниң «ядлиниш үлүши» болуп, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй кәлтүрүш үчүн қилинған болиду. ■ Лав. 2:9 16 Ешип қалғанлирини болса Һарун билән оғуллири йесун; у ечитқу селинмай пиширилуп муқәддәс бир җайда йейилсун; улар уни җамаәт чедириниң һойлисида йесун. 17 У мутләқ ечитқусиз пиширилсун. Мән отта Маңа сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр ичидин шуни уларниң өз үлүши болсун дәп уларға һәқ қилип бәрдим; у гуна вә итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқларға охшаш «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду. 18 Һарунниң әвладидин болған әркәкләрниң һәммиси буниңдин йесун; бу дәвирдин-дәвиргә араңларда әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулғанлиридин булар уларниң үлүши болсун. Униңға қол тәккүзгүчи җәзмән муқәддәс болуши керәк.□ «униңға қол тәккүзгүчи җәзмән муқәддәс болуши керәк» — яки «униңға тәккүчи һәр қандақ нәрсә муқәддәс нәрсә болуши керәк». ■ Мис. 29:37
19 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
20 Һарун Мәсиһлинидиған күнидә у вә оғуллириниң Пәрвәрдигарниң алдиға сунидиғини мундақ болуши керәк: — Улар үзүлмәс ашлиқ һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин бирини сунуши керәк; әтигини йеримини, ахшими йәнә йеримини сунсун. □ «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр. 21 У тавида зәйтун мейи билән етилсун; у зәйтун мейиға чилап пиширилғандин кейин сән уни елип кир; ашлиқ һәдийәниң пиширилған парчилирини хушбуй сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунғин. □ «... кейин сән уни елип кир» — «сән» бу йәрдә Һарунни көрситиду; шүбһисизки, униңдин кейин қайси каһин мәсъул болса шуниму көрситиду. 22 Һарунниң оғуллириниң қайсиси униң орнида турушқа Мәсиһләнгән болса уму һәдийәни шундақ тәйярлап сунсун; бу әбәдий мутләқ бир бәлгүлимә болиду. Бу һәдийә Пәрвәрдигарға атап толуқ көйдүрүлсун. 23 Каһинниң һәр бир ашлиқ һәдийәси болса пүтүнләй көйдүрүлсун; у һәргиз йейилмисун.
Гуна қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам
24 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
25 Һарун билән оғуллириға мундақ дегин: — Гуна қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Гуна қурбанлиғиму көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда, Пәрвәрдигарниң алдида боғузлансун; бу хил қурбанлиқ «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду. 26 Гуна қурбанлиғини өткүзгүчи каһин өзи уни йесун; қурбанлиқ муқәддәс бир йәрдә, җамаәт чедириниң һойлисида йейилсун. ■ Һош. 4:8 27 Униң гөшигә қол тәккүзгүчи һәр ким муқәддәс болмиса болмайду, шуниңдәк әгәр униң қени бирисиниң кийимигә чачрап кәтсә, ундақта қан чечилған җай муқәддәс бир йәрдә жуюлсун. 28 Қайси сапал қазанда қурбанлиқ қайнитилип пиширилған болса, у сундурулсун. Әгәр у мис қазанда қайнитип пиширилған болса, у қирип сүрүлсун һәм су билән жуюлсун. 29 Каһинлардин болған барлиқ әр кишиләр униңдин йесә болиду. Бу «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
30 Һалбуки, муқәддәс җайда кафарәт кәлтүрүш үчүн қени җамаәт чедириға киргүзүлгән һәр қандақ гуна қурбанлиғи болса, һәргиз йейилмисун, бәлки пүтүнләй көйдүрүлсун.■ Лав. 4:5; Ибр. 13:11
□6:4 «у гуна қилған ишта өзини гунакар дәп тонуп йәтсә,...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «у гуна қилған ишта итаәтсизлик қилса,...».
□6:6 «сән тохтатқан қиммәт бойичә...» — «сән» бу йәрдә Һарунни көрситиду; шүбһисизки, униңдин кейин қайси каһин мәсъул болса шуниму көрситиду.
□6:18 «униңға қол тәккүзгүчи җәзмән муқәддәс болуши керәк» — яки «униңға тәккүчи һәр қандақ нәрсә муқәддәс нәрсә болуши керәк».
□6:20 «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр.
□6:21 «... кейин сән уни елип кир» — «сән» бу йәрдә Һарунни көрситиду; шүбһисизки, униңдин кейин қайси каһин мәсъул болса шуниму көрситиду.