7
Итаәтсизлик қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам
Итаәтсизлик қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана мундақ: — Бу қурбанлиқ «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду. Көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда итаәтсизликни тиләш қурбанлиғиму боғузлиниду; каһин қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун. Қурбанлиқ қилғучи киши барлиқ мейини сунсун; йәни майлиқ қуйруғи билән ич қарнини йөгәп турған майни, «Қурбанлиқ қилғучи киши» — ибраний тилида «У». икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини аҗритип сунсун. Каһин буларни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта көйдүрсун. Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду. Каһинлардин болған әр кишиләрниң һәммиси буни йесун; у муқәддәс йәрдә йейилсун; у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду. «муқәддәс йәрдә» — бу сөзләр муқәддәс җайниң әтрапидики һойлини көрситиду, «муқәддәс чедир» («әң муқәддәс җай» вә «муқәддәс җай»)ни өз ичигә алмайду.
Гуна қурбанлиғи қандақ болса итаәтсизлик қурбанлиғиму шундақ болиду; улар иккиси тоғрисидки қаидә-низам охшаш; бу қурбанлиқ кафарәт кәлтүрүшкә қурбанлиқ өткүзгүчи каһинниң өзигә тәвә болсун.
 
Көйдүрмә қурбанлиқлар вә ашлиқ һәдийәләрдин каһинларға тегидиған үлүши тоғрилиқ бәлгүлимә
Каһин бирисиниң сунған көйдүрмә қурбанлиғини өткүзгән болса, көйдүрмә қурбанлиқниң териси шу каһинниң болиду. Тонурда пиширилған һәр бир ашлиқ һәдийә, шундақла қазанда яки тавида етилгән һәр бир ашлиқ һәдийә болса уни өткүзгән каһинниң болиду, йәни каһинниң өзигә тәвә болиду. 10 Һәр бир ашлиқ һәдийә, мәйли зәйтун мейи арилаштурулған болсун, яки қуруқ кәлтүрүлгән болсун, булар Һарунниң оғуллириниң һәр биригә баравәр бөлүп берилиду.
 
Енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам
11 Пәрвәрдигарға атап кәлтүрүлгән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: —
12 Сунмақчи болған киши уни тәшәккүр ейтиш үчүн сунса, ундақта у «тәшәккүр қурбанлиғи» билән биллә зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачлар, зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлар вә есил ундин зәйтун мейиға чилап пиширилған тоғачларниму кәлтүрсун. «петир тоғачлар» — ибраний тилида бу сөз яки һалқисиман яки чәккүч билән тешилгән бир хил нанларни көрситиду.   Зәб. 115:8 13 Шу тоғачлардин башқа, йәнә тәшәккүр ейтидиған енақлиқ қурбанлиғи билән биллә ечитқу селинған нанларниму сунсун; 14 у шу сунғанлириниң һәр бир түридин бирни елип Пәрвәрдигар үчүн қош қоллап сунидиған «көтәрмә һәдийә» қилип кәлтүрсун; бу енақлиқ қурбанлиғиниң қенини қурбангаһниң үстигә сәпкән каһинниң өзигә тәгсун. «көтәрмә һәдийә» — каһин яки һәдийәни сунған киши Пәрвәрдигарниң алдиға икки қоллап алаһидә егиз көтирип атиған һәдийә. «Көтәрмә һәдийә» адәттә қурбанлиққа мәсъул каһинға тәвә болиду. 15 Тәшәккүр билдүридиған енақлиқ қурбанлиғиниң гөши болса қурбанлиқ қилинған шу күни йейилиши керәк; қурбанлиқни сунғучи киши таң атқичә униң һеч немисини қалдурмисун. «қурбанлиқни сунғучи киши» — ибраний тилида «у».
16 Әгәр униң сунған қурбанлиғи қәсимигә хас қурбанлиқ яки ихтиярий кәлтүргән қурбанлиқ болса, ундақта һайванниң гөши қурбанлиқ қилинған күндә йейилсун; униңдин ешип қалғинини болса, әтисиму йейишкә болиду; Лав. 19:6 17 лекин қурбанлиқниң гөшидин үчинчи күнигичә ешип қалса, у отта көйдүрүлүши керәк. 18 Енақлиқ қурбанлиғиниң гөшидин үчинчи күнидә йейилсә, ундақта қурбанлиқ қобул болмайду, қурбанлиқ сунғучиниң һесавиғиму һесапланмайду, бәлки мәкруһ болиду; кимдәким униңдин йесә өз қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду.
19 Шундақла напак нәрсигә тегип қалған гөшму йейилмәслиги керәк, бәлки отта көйдүрүлүши керәк. Һәр қандақ пак адәм напак нәрсигә тәгмигән қурбанлиқниң гөшини йесә болиду. 20 Лекин кимки напак һаләттә туруп Пәрвәрдигарға аталған енақлиқ қурбанлиғидин йесә, ундақта у өз хәлқидин үзүп ташлиниду. «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — мошу сөзләрниң мундақ бир нәччә чүшәнчиси болуши мүмкин: (1) Пәрвәрдигар Өзи уни өлтүриду; (2) җамаәт уни өлтүрүши керәк; (3) җамаәт уни ибадәт сорунлиридин һайдиветиши яки пүткүл җәмийәт уни паливетиши керәк; (4) униңдин һеч нәсил қалдурулмайду. Бизниңчә башқа айәттә ениқ буйруқ көрситилмигәчкә, мошу йәрдә биринчи чүшәнчә (Худа Өзи шу адәмни дуниядин кәткүзиду) тоғра болуши мүмкин, дәп қараймиз.   Лав. 15:3 21 Кимки напак бир нәрсигә тегип кәтсә (мәйли напак һаләттики адәм болсун, напак бир һайван болсун яки һәр қандақ напак жиркиничлик нәрсә болсун) вә шундақла Пәрвәрдигарға хас аталған енақлиқ қурбанлиғиниң гөшидин йесә, ундақта у өз хәлқидин үзүп ташлиниду. «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 20-айәт вә изаһатини көрүң.
 
Аддий пухраларға қаритилған бәлгүлимиләр
22 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
23 Исраилларға мундақ дегин: — Силәр кала, қой вә өшкиләрниң мейини һәргиз йемәңлар. 24 Өзлүгидин өлгән яки житқучлар боғуп қойған һайванниң җәситиниң мейини һәр қандақ ишқа ишләткили болиду, лекин һәргиз униңдин йемәңлар. 25 Чүнки кимки Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәр қандақ һайванниң мейини йесә, шуни йегән киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду. «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 20-айәт вә изаһатини көрүң.
26 Силәр һәр қандақ турар җайиңларда һеч қандақ қанни, йәни учар-қанатларниң болсун яки чарпайларниң болсун қенини һәргиз естимал қилмаңлар. Яр. 9:4; Лав. 3:17; 17:14 27 Кимдәким һәр қандақ қанни естимал қилса, шу киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду. «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 20-айәт вә изаһатини көрүң.
 
Енақлиқ қурбанлиқлириниң каһинларға тәқдим қилинидиған қисимлири
28 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
29 Исраилларға мундақ дегин: — Кимки Пәрвәрдигарға атап бир енақлиқ қурбанлиғи сунса, ундақта у Пәрвәрдигарға хас болған һәдийәни шу енақлиқ қурбанлиқтин айрип кәлтүрсун. 30 Өз қоли билән Пәрвәрдигарға атиған, отта сунулидиған һәдийәләрни, йәни май билән төшни қошуп елип келип, төшни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун. «пулаңлатма һәдийә» — Пәрвәрдигарниң алдида егиз көтирип алаһидә пулаңлитидиған һәдийәдур. «Пулаңлатма һәдийә» адәттә барлиқ каһинларға тәвә болиду.   Мис. 29:24 31 Каһин мейини қурбангаһ үстидә көйдүрүвәтсун. Төш болса Һарун билән униң оғуллириға хас болсун.
32 Енақлиқ қурбанлиқлириңларниң оң арқа путини силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә каһинға бериңлар. 33 Һарунниң оғуллиридин қайсиси енақлиқ қурбанлиғиниң қени билән мейини сунған болса өз үлүши үчүн оң арқа путини өзи алсун. 34 Чүнки мән Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин «пулаңлатма һәдийә» болған төш билән «көтәрмә һәдийә» болған арқа путини әбәдий бир бәлгүлимә билән Исраиллардин елип, каһин Һарун вә униң оғуллириниң һәққи болсун дәп уларға тәқдим қилдим. «әбәдий бир бәлгүлимә» — Тәвраттики «әбәдий» дегән сөз ибраний тилида икки мәнидә ишлитилиду: (1) мәңгү; (2) шу вақиттики чеки бекитилмигән, қәрәлсиз, мөһләтсиз узун бир мәзгилни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.   Мис. 29:27; Чөл. 18:11
 
35  Муса Һарун билән оғуллирини Пәрвәрдигарниң қуллуғида каһин болушқа униң алдиға кәлтүргән күнидә, уларға Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин тәқдим қилинидиған каһинлиқ үлүши мана шудур. «Муса» — ибраний тилида «у». 36  Муса уларни Мәсиһлигән күнидә, Пәрвәрдигар бу үлүшни Исраиллардин елип уларға берилсун дәп әмир қилған. Бу Исраилларға дәвирдин дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болиду. «Муса» — ибраний тилида «у».
 
Хуласә
37 Көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәси, гуна қурбанлиғи билән итаәтсизлик қурбанлиғи, каһинлиққа тикләш қурбанлиғи билән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана шудур. «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» — бу хил қурбанлиқ енақлиқ қурбанлиғиға охшап кетиду, бу 8-бап, 22-32-айәтләрдә тәпсилий тәсвирлиниду. Ибраний тилида «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» «(қолларни) толдуруш қурбанлиғи» дегән сөзләр билән ипадилиниду — чүнки Худа бу мурасим арқилиқ Һарунниң әвлатлири болған каһинларниң қоллирини (1) қурбанлиқлар билән вә (2) каһинлиқ мәсъулийитини тапшуруш билән «толдурди». 38 Пәрвәрдигар Исраилларға: «Силәр бу Синай баявинида Пәрвәрдигарниң алдиға қурбанлиқлириңларни сунуңлар» дәп буйруған күнидә, у буларниң һәммисини Синай теғида Мусаға тапшурған еди.
 
 

7:3 «Қурбанлиқ қилғучи киши» — ибраний тилида «У».

7:6 «муқәддәс йәрдә» — бу сөзләр муқәддәс җайниң әтрапидики һойлини көрситиду, «муқәддәс чедир» («әң муқәддәс җай» вә «муқәддәс җай»)ни өз ичигә алмайду.

7:12 «петир тоғачлар» — ибраний тилида бу сөз яки һалқисиман яки чәккүч билән тешилгән бир хил нанларни көрситиду.

7:12 Зәб. 115:8

7:14 «көтәрмә һәдийә» — каһин яки һәдийәни сунған киши Пәрвәрдигарниң алдиға икки қоллап алаһидә егиз көтирип атиған һәдийә. «Көтәрмә һәдийә» адәттә қурбанлиққа мәсъул каһинға тәвә болиду.

7:15 «қурбанлиқни сунғучи киши» — ибраний тилида «у».

7:16 Лав. 19:6

7:20 «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — мошу сөзләрниң мундақ бир нәччә чүшәнчиси болуши мүмкин: (1) Пәрвәрдигар Өзи уни өлтүриду; (2) җамаәт уни өлтүрүши керәк; (3) җамаәт уни ибадәт сорунлиридин һайдиветиши яки пүткүл җәмийәт уни паливетиши керәк; (4) униңдин һеч нәсил қалдурулмайду. Бизниңчә башқа айәттә ениқ буйруқ көрситилмигәчкә, мошу йәрдә биринчи чүшәнчә (Худа Өзи шу адәмни дуниядин кәткүзиду) тоғра болуши мүмкин, дәп қараймиз.

7:20 Лав. 15:3

7:21 «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 20-айәт вә изаһатини көрүң.

7:25 «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 20-айәт вә изаһатини көрүң.

7:26 Яр. 9:4; Лав. 3:17; 17:14

7:27 «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 20-айәт вә изаһатини көрүң.

7:30 «пулаңлатма һәдийә» — Пәрвәрдигарниң алдида егиз көтирип алаһидә пулаңлитидиған һәдийәдур. «Пулаңлатма һәдийә» адәттә барлиқ каһинларға тәвә болиду.

7:30 Мис. 29:24

7:34 «әбәдий бир бәлгүлимә» — Тәвраттики «әбәдий» дегән сөз ибраний тилида икки мәнидә ишлитилиду: (1) мәңгү; (2) шу вақиттики чеки бекитилмигән, қәрәлсиз, мөһләтсиз узун бир мәзгилни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

7:34 Мис. 29:27; Чөл. 18:11

7:35 «Муса» — ибраний тилида «у».

7:36 «Муса» — ибраний тилида «у».

7:37 «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» — бу хил қурбанлиқ енақлиқ қурбанлиғиға охшап кетиду, бу 8-бап, 22-32-айәтләрдә тәпсилий тәсвирлиниду. Ибраний тилида «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» «(қолларни) толдуруш қурбанлиғи» дегән сөзләр билән ипадилиниду — чүнки Худа бу мурасим арқилиқ Һарунниң әвлатлири болған каһинларниң қоллирини (1) қурбанлиқлар билән вә (2) каһинлиқ мәсъулийитини тапшуруш билән «толдурди».