Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду. 13 Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту. □ «Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти. 14 Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту. 15 Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту. □ «...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти. 16 У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту.
■15:1 Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 5:29.
□15:3 «шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди...» — «мошу тәмсил»: — бир тәмсил, демәк. 15-бапта үч тәмсилдәк көрүнсиму, әмәлийәттә үч тәмсил пәқәт бирла мәнини ипадиләйду. Шуңа уларни «бирла тәмсил» дәп қараймиз.
□15:8 «бир аялниң он күмүч динари болуп...» — «күмүч динар» болса грек тилида «драқма». «драқма» бир динарға баравәр болған пул бирлиги.
□15:10 «товва қиливатқан ...» — товва қилиш әмәлийәттә (мәйли наһайити қисқа болсун) бир җәрян, әлвәттә. «Худаниң пәриштилириниң арисида» — грек тилида «Худаниң пәриштилириниң алдида». Бу ибаридин пуритилидуки, Худа Өзи «тәңгисини тапқан аял»дәк хурсән болиду вә пәриштиләрму униң хурсәнлигидин тәң бәһримән болиду.
□15:12 «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» — демисәкму, бундақ тәләп еғир һөрмәтсизлик болиду. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң. «у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту» — «өз мал-мүлүклири» грек илида «униң һаятини» яки «униң тирикчилигини». Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду.
□15:13 «Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти.
□15:15 «...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти.
□15:20 «Атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип...» — демисәкму, бу атиниң җәмиийәт алдида жүгүрүши, вә шундақла буни аз дәп оғлини қарши елишқа жүгүрүши «мөтивәр кишиниң салапитигә мувапиқ әмәс» дәп қарилатти. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң.
■15:20 Рос. 2:39; Әф. 2:12,17.
□15:30 «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән» — грек тилида «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп йәвәткән».
□15:32 «Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — 15-баптики үч қисимлиқ тәмсилниң мол тәлими үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.