□5:6 «Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди» — адәттә Галилийә көлисидә белиқлар күндүздә чоңқур суға шуңғуп киривалиду, уларни тор билән тартип чиқарғили болмайду. Оқурмәнләр шуни байқиған болуши мүмкинки, Мәсиһ «торлириңлар»ни дегини билән Петрусниң пәқәт бирла торни селишқа ишәши бар еди («Юһ.» 21:11ни вә шу айәт тоғрилиқ изаһат вә «Юһанна»дики «қошумчә сөз»ни көрүң).
□5:10 «сән адәмләрни тутқучи болисән» — мошу сөз адәмләрни зинданларға яки қуллуққа әмәс, бәлки униң Худаниң қутқузуш йолида адәмләрни Шәйтанниң чаңгилидин вә һалак йолидин тутуп қутқузуш ишлирини көрситиду.
■5:10 Йәр. 16:16; Әз. 47:9; Мат. 4:19; Мар. 1:17.
■5:11 Мат. 4:20; 19:27; Мар. 10:28; Луқа 18:28.
□5:12 «Тәхсир...» — яки «И Рәб...». «пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм....» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак, дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти. Бу кесәл тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□5:14 «уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14:1-32ни көрүң.
■5:14 Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4.
□5:18 «... Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти» — Әйса өйдә олтиратти (19-айәтни көрүң).
■5:18 Мат. 9:1; Мар. 2:3; Рос. 9:33.
□5:21 «Пәрисийләр» — қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.
□5:24 «силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн» — «Инсаноғли» тоғрилиқ «Мат.» 8:20дики изаһат вә «Тәбирләр»ни көрүң.
□5:27 «у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди» — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.
□5:29 «зор бир топ баҗгирлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған Римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар.
■5:29 Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 15:1.
□5:30 «Силәр немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтирисиләр?!» — «гунакарлар» — Тәврат-Инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.
□5:32 «Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товиға чақирғили кәлдим» — мошу сөзидә «гунакарлар» дегини, өзлирини гунакар дәп тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ уларни чақиралмайтти вә һазирму чақиралмайду.
■5:32 Мат. 9:13; Луқа 19:10; 1Тим. 1:15.
□5:34 «той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду.
□5:35 «Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду» — бу сөзләр Әйсаниң «улардин (меһманлардин) елип кетилип» өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғини көрситидиған бешарәт.
□5:39 «һеч ким кона шараптин кейин йеңисини ичишни халимайду» — адәттә, кона шарап дәрвәқә йеңи шараптин яхши, әлвәттә.