12
Мәрийәм билән Һарунниң Мусаға қара чаплиғанлиғи
Мәрийәм билән Һарун Мусаниң һәбәшлик қизни хотунлуққа алғини үчүн униңға қарши сөз қилди (чүнки у һәбәшлик бир қизни алған еди). «Һәбәшлик» — «Ефиопийәлик» дегәнниң башқичә атилиши. Тексттә, Мусаниң биринчи аяли болған Зиппораһниң һаят яки һаят әмәслиги тоғрилиқ хәвәр берилмәйду. Улар: — Пәрвәрдигар пәқәт Муса биләнла сөзлишип, биз билән сөзләшмәптиму? — дейишти. Бу гәпни Пәрвәрдигар аңлиди. Муса дегән бу адәм интайин кәмтәр-мөмин адәм болуп, бу тәрәптә йәр йүзидикиләр арисида униң алдиға өтидиғини йоқ еди.
Пәрвәрдигар Муса, Һарун вә Мәрийәмгә туюқсиз: — Силәр үчүңлар җамаәт чедириға келиңлар, — деди.
Үчилиси чиқип кәлди.
Андин Пәрвәрдигар әрштин булут түврүги ичидә чүшүп, җамаәт чедириниң алдида тохтап, Һарун билән Мәрйәмни қичқиривиди, улар алдиға кәлди.
У уларға: — Әнди силәр гепимни аңлаңлар, әгәр силәрниң араңларда пәйғәмбәр болса, Мән Пәрвәрдигар аламәт көрүнүштә униңға Өзүмни аян қилимән, чүшидә униң билән сөзлишимән. Лекин қулум Мусаға нисбәтән ундақ әмәс; у барлиқ аиләм ичидә толиму садиқтур; Мән униң билән тепишмақ ейтип олтармай, йүзму йүз туруп беваситә сөзлишимән; у Мән Пәрвәрдигарниң қияпитини көрәләйду. Әнди силәр немишкә қулум Муса тоғрилиқ яман гәп қилиштин қорқмидиңлар? — деди. «йүзму йүз» — ибраний тилида «еғизму еғиз».   Мис. 33:11; Қан. 34:10
Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзиви уларға қозғалди вә у кетип қалди.
 
Мәрйәмниң мохо болуп қалғанлиғи
10 Шуниң билән булут җамаәт чедири үстидин кәтти, вә мана, Мәрйәм худди аппақ қардәк песә-мохо болуп кәтти; Һарун бурулуп Мәрйәмгә қаривиди, мана, у песә-мохо болуп қалған еди. 11 Һарун Мусаға: —
Вай ғоҗам! Наданлиқ қилип гуна өткүзүп қойғанлиғимиз сәвәвидин бу гунани бизниң үстимизгә артмиғайсән. 12 У худди анисиниң қосиғидин чиққандила бәдини йерим чирик, өлүк туғулған балидәк болуп қалмиғай! — деди.
13 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға: — И Тәңри, униң кесилини сақайтивәткән болсаң, — дәп нида қилди.
14 Пәрвәрдигар Мусаға: — Әгәр атиси униң йүзигә түкүргән болса, у йәттә күн хиҗилчилиқ ичидә турған болатти әмәсму? Әнди у баргаһниң сиртиға йәттә күн қамап қоюлсун, андин у қайтип кәлсун, — деди. «атиси униң йүзигә түкүргән болса, у йәттә күн хиҗилчилиқ ичидә турған болатти әмәсму?» — бу сөзләр ибранийлар арисидики қедимки бир өрп-адәтни көрсәтсә керәк.
15 Шуниң билән Мәрйәм баргаһ сиртиға йәттә күн қамап қоюлди, таки Мәрйәм қайтип кәлгичә хәлиқ йолға чиқмай туруп турди.
 
 

12:1 «Һәбәшлик» — «Ефиопийәлик» дегәнниң башқичә атилиши. Тексттә, Мусаниң биринчи аяли болған Зиппораһниң һаят яки һаят әмәслиги тоғрилиқ хәвәр берилмәйду.

12:8 «йүзму йүз» — ибраний тилида «еғизму еғиз».

12:8 Мис. 33:11; Қан. 34:10

12:14 «атиси униң йүзигә түкүргән болса, у йәттә күн хиҗилчилиқ ичидә турған болатти әмәсму?» — бу сөзләр ибранийлар арисидики қедимки бир өрп-адәтни көрсәтсә керәк.