5
Бузуқчилиқ-паһишивазлиқниң ақивити балаю-апәттур, садиқлиқниң нәтиҗиси бәхит-саадәттур
И оғлум, даналиғимға көңүл қойғин,
Идраклик сөзлиримгә қулақ салғин.
Шундақ қилғиниңда ишқа сәзгүрлүк билән қарайдиған болисән,
Ләвлириң пәм-парасәттин айрилмайду.
Чүнки бузуқ хотунниң ағзидин һәсәл тамиду,
Ләвлири зәйтун йеғидин силиқтур; Пәнд. 2:16; 6:24
Лекин униң ақивити кәкридәк аччиқ,
Икки бислиқ қиличтәк өткүр.
Униң қәдәмлири өлүм гирдавиға елип бариду,
Тутқан йоли гөргә башлайду. «гөр» — ибраний тилида «шеол», йәни «тәһтисара» дейилиду, у өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр.   Пәнд. 7:27
Һаятлиқ йолини қилчә билгүм йоқ дәп,
Басқан қәдәмлири турақсиз болиду,
Нәгә баридиғанлиғини һеч билмәйду.
Шуңа, и оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар,
Мениң дегәнлиримдин чиқмаңлар.
Ундақ хотундин жирақ қач!
Ишиги алдиғиму йеқин йолима!
Болмиса, иззәт-абруюңни башқиларға тутқузуп қойисән,
Яшлиқ жиллириңни рәһимсизләрниң қолиға тапшурисән! Пәнд. 6:34,35
10 Ят адәмләр байлиқлириң билән өзини толдуриду,
Җапалиқ әҗирлириңниң мевиси яқа жутлуқниң өйигә өтүп кетиду;
11 Әҗилиңдә налә-пәряд көтәргиниңдә,
Әзайи-бәдиниң йәм болғанда,
12 Шу чағда сән: — «Аһ, несиһәтләрдин неманчә нәпрәтләнгәндимән!
Көңлүмдә тәнбиһләрни неманчә кәмситкәндимән!
13 Немишкә устазлиримниң сөзини аңлимиғандимән?
Маңа тәрбийә бәргәнләргә қулақ салмиғандимән?
14 Җәмийәттиму, җамаәт алдидиму һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — дәп қалисән. «һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — яки «пүтүнләй заваллиққа чүшкәндәкмән!».
 
15 Өзүңниң көлчигиңдики суни ичкин,
Өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан. «Өзүңниң көлчигиңдики су..., өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан» — шүбһисизки, өзиниң аялиниң муһәббитини көрситиду.
16 Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду?
Ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсә боламду?
17 Булар саңила хас болсун,
Ят кишиләргә тәгмисун! «Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду? ... Булар саңила хас болсун, ят кишиләргә тәгмисун!» — 16-17-айәтләр шүбһисизки, көчмә мәнидә. Бизниңчә көчмә мәнаси: «Ишқи муһәббәтлириңни ят аялға бәрмә, пәқәт өз җораңғила беғишла; болмиса интайин номус иш болиду, рәстә-кочиларда рәсва болисән» дегәндәк болса керәк. Бәзи алимлар мошу айәттики «сулар» балиларни көрситиду, дәп қарап, мундақ тәрҗимә қилиду: —
«Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсун, ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсун (демәк, «пәрзәнтлириң урғуған булақлардәк һәр йәргә тарқалсун!»); пәқәтла саңила хас болсун, ят аялдин болған болмисун!».
18 Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай!
Яшлиғиңда алған хотунуң билән һозурлан. «Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай!» — «булиқиң» мошу айәттә «өз аялиң»ни көрситиду. Айәтниң иккинчи қисмини көрүң.
19 У чиши кейиктәк чирайлиқ! Җәрәндәк сөйүмлүк!
Униң бағридин һемишә қанаәттә болғайсән,
Униң қайнақ муһәббитидин дайим хошаллиққа патқайсән. «Униң бағридин...» — ибраний тилида «Униң әмчәклиридин...».
20 И оғлум, немишкә ят аялға шәйда болисән?
Немишкә ят хотунниң қойниға өзүңни атисән?
21 Чүнки инсанниң һәммә қилғанлири Пәрвәрдигарниң көз алдида ашкаридур,
У униң һәммә маңған йоллирини таразиға селип туриду. 2Тар. 16:9; Аюп 31:4; 34:21; Пәнд. 15:3; Йәр. 16:17; 32:19
22 Яман адәмниң өз қәбиһликлири өзини қапқанқа чүшүриду,
У өз гунайи билән сиртмаққа елиниду.
23 У йолйоруқтин мәһрум болғанлиғидин җенидин айрилиду,
Чекидин ашқан һамақәтлиги түпәйлидин йолдин езип кетиду.
 
 

5:3 Пәнд. 2:16; 6:24

5:5 «гөр» — ибраний тилида «шеол», йәни «тәһтисара» дейилиду, у өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр.

5:5 Пәнд. 7:27

5:9 Пәнд. 6:34,35

5:14 «һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — яки «пүтүнләй заваллиққа чүшкәндәкмән!».

5:15 «Өзүңниң көлчигиңдики су..., өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан» — шүбһисизки, өзиниң аялиниң муһәббитини көрситиду.

5:17 «Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду? ... Булар саңила хас болсун, ят кишиләргә тәгмисун!» — 16-17-айәтләр шүбһисизки, көчмә мәнидә. Бизниңчә көчмә мәнаси: «Ишқи муһәббәтлириңни ят аялға бәрмә, пәқәт өз җораңғила беғишла; болмиса интайин номус иш болиду, рәстә-кочиларда рәсва болисән» дегәндәк болса керәк. Бәзи алимлар мошу айәттики «сулар» балиларни көрситиду, дәп қарап, мундақ тәрҗимә қилиду: — «Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсун, ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсун (демәк, «пәрзәнтлириң урғуған булақлардәк һәр йәргә тарқалсун!»); пәқәтла саңила хас болсун, ят аялдин болған болмисун!».

5:18 «Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай!» — «булиқиң» мошу айәттә «өз аялиң»ни көрситиду. Айәтниң иккинчи қисмини көрүң.

5:19 «Униң бағридин...» — ибраний тилида «Униң әмчәклиридин...».

5:21 2Тар. 16:9; Аюп 31:4; 34:21; Пәнд. 15:3; Йәр. 16:17; 32:19