4
Хикмәт вә даналиқниң пайдиси
1 И оғуллар, атаңларниң несиһәтлирини аңлаңлар,
Көңүл қойсаңлар,
Йоруқлуққа еришисиләр.
2 Чүнки силәргә үгитидиғанлирим яхши билимдур,
Көрсәтмилиримдин ваз кәчмәңлар.
3 Чүнки мәнму атамниң юмран балиси едим,
Анамниң арзулуқ ялғуз оғли едим,■ 1Тар. 29:1
4 Атам маңа үгитип мундақ деди:
— Сөзлиримни есиңдә тут;
Көрсәтмилиримгә риайә қил,
Шуниң билән яшнайсән.■ 1Тар. 28:9
5 Даналиқни алғин, әқил тап,
Ейтқан сөзлиримни унтума, улардин чиқма.
6 Даналиқтин ваз кәчмә, у сени сақлайду;
Уни сөйгин, у сени қоғдайду.
7 Даналиқ һәммә ишниң бешидур;
Шуңа даналиқни алғин;
Барлиғиңни сәрп қилип болсаңму, әқил тапқин.■ Пәнд. 23:23
8 Даналиқни әзизлигин, у сени көтириду,
Уни чиң қучағлиғанда, сени һөрмәткә сазавәр қилиду.
9 Бешиңға тақалған гүл чәмбирәктәк саңа гөзәллик елип келиду,
Саңа шөһрәтлик таҗ инъам қилиду.■ Пәнд. 1:19
10 И оғлум, қулақ салғин, сөзлиримни қобул қилғин,
Шунда өмрүңниң жиллири көп болиду.
11 Мән саңа даналиқ йолини үгитәй,
Сени дуруслуқ йоллириға башлай.
12 Маңғиниңда қәдәмлириң чәкләнмәйду,
Жүгүрсәң жиқилип чүшмәйсән.■ Зәб. 90:9-12
13 Алған тәрбийәңни чиң тут,
Қолуңдин кәткүзмигин;
Убдан сақлиғин уни,
Чүнки у сениң һаятиңдур.
14 Яман адәмләр маңған йолға кирмә,
Рәзилләрниң изини басма.■ Зәб. 1:1; Пәнд. 1:10,15
15 Уларниң йолидин өзүңни қачур,
Йолиға йеқин йолима;
Униңдин яндап өтүп кәт,
Нери кәткин.
16 Чүнки яманлар бирәр рәзиллик қилмиғичә ухлалмас,
Бирәрсини жиқитмиғичә уйқиси кәлмәс.
17 Яманлиқ уларниң озуғидур,
Зораванлиқ уларниң шарабидур.
18 Лекин һәққанийларниң йоли гоя таң нуридур,
Күн чүш болғичә барғансери йоруйду.
19 Яманларниң йоли зулмәт кечидәк қап қараңғу,
Улар жиқилип, немигә путлишип кәткинини билмәйду.
20 И оғлум, сөзлиримни көңүл қоюб аңла,
Гәплиримгә қулақ сал.
21 Уларни көзүңдә тутқин,
Жүригиңниң қетида қәдирләп сақлиғин.
22 Чүнки сөзлирим тапқанлар үчүн һаяттур,
Уларниң пүтүн тенигә саламәтликтур.■ Пәнд. 4:13
23 Қәлбиңни «һәммидин әзиз» дәп сап тут,
Чүнки барлиқ һаят ишлири қәлбтин башлиниду.
24 Ағзиңни әгир гәптин жирақ тарт,
Ләвлириң езитқулуқтин нери болсун.
25 Көзүңни алдиңға түз тиккин,
Нәзириңни алдиңға тоғра ташла;
26 Маңидиған йолуңни убдан ойланғин,
Шундақ қилсаң ишлириң пухта болиду.
27 Оңға, солға қаймиғин;
Қәдәмлириңни яманлиқ йолидин нери тарт.■ Қан. 5:32; 28:14