10
10-күй •••• «Қени, қачмамсән?»
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилдим;
Әнди силәр қандақму маңа: «Қуштәк өз теғиңға учуп қач!
Чүнки мана, рәзилләр каманни тартип,
Қараңғулуқтин көңли дурусларға қаритип атмақчи болуп,
Улар оқни киричқа селип қойди;
«Һуллар һалак қилинса,
Әнди һәққанийлар немиму қилар?»» — дәватисиләр? «Һуллар һалак қилинса,..» — «Һуллар» җамаәтниң яки җәмийәтниң һуллирини көрситиду.
Пәрвәрдигар Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур,
Пәрвәрдигарниң тәхти асманлардидур;
У нәзәр салиду,
Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду. «Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду» — «Униң сәзгүр көзлири» ибраний тилида «униң көз қапақлири».
Пәрвәрдигар һәққаний адәмни синайду;
Рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға у ич-ичидин нәпрәтлиниду.
У рәзилләргә қапқанлар, от вә гуңгутни яғдуриду;
Пижғирим қизиқ шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду. «Пижғирим қизиқ Шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду» — «уларниң қәдәһидики несивиси» кинайилик, һәҗвий гәп.
Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийдур;
Һәққанийлиқ Униң амриғидур;
Көңли дуруслар Униң дидарини көриду.
 
 

10:3 «Һуллар һалак қилинса,..» — «Һуллар» җамаәтниң яки җәмийәтниң һуллирини көрситиду.

10:4 «Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду» — «Униң сәзгүр көзлири» ибраний тилида «униң көз қапақлири».

10:6 «Пижғирим қизиқ Шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду» — «уларниң қәдәһидики несивиси» кинайилик, һәҗвий гәп.