9
9-күй •••• Худа Өз шәриви һәм адалитини көрсәткәй!
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Мут-Лаббән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Мән Сән Пәрвәрдигарни пүтүн қәлбим билән мәдһийәләймән;
Мән Сениң қилған барлиқ карамәтлириңни баян қилай;
□ 3 Мән Сәндин хошал болуп шатлинимән;
Сениң намиңни нахша қилип ейтимән, и Һәммидин Алий!
4 Мениң дүшмәнлиримниң кәйнигә йенишлири болса,
Дәл уларниң сениң дидариң алдида жиқилип, йоқилишидин ибарәт болиду.
5 Чүнки Сән мениң һәққим һәм дәвайимни соридиң;
Сән тәхткә олтирип, һәққанийларчә сотлидиң.
6 Сән әлләргә тәнбиһ берип, рәзилләрни һалак қилдиң;
Сән уларниң намини мәңгүгә өчүрүвәткәнсән.
7 И дүшминим! Һалакәтлириң мәңгүлүк болди!
Сән шәһәрлирини жулуп ташливәттиң,
Һәтта уларниң намлириму йоқап кәтти;
8 Бирақ Пәрвәрдигар мәңгүгә олтирип һөкүм сүриду;
У Өз тәхтини сот қилишқа тәйярлап бекиткән;
9 Аләмни һәққанийлиқ билән сот қилғучи Удур;
Хәлиқләрниң үстидин У адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
■ 10 Һәм У Пәрвәрдигар езилгүчиләргә егиз панаһ,
Шундақла азаплиқ күнләрдә егиз панаһдур.
■ 11 Намиңни билгәнләр болса Саңа тайиниду;
Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, Өзүңни издигәнләрни һәргиз ташлиған әмәссән.
12 Зионда турғучи Пәрвәрдигарға күйләрни яңритиңлар!
Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида баян қилиңлар;
13 Чүнки төкүлгән қанниң сориғини қилғучи удур,
У дәл шундақ кишиләрни әсләйду,
Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
14 Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар,
Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки,
Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
15 Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп,
Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән;
Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.
□ 16 Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти,
Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.
■ 17 Пәрвәрдигар чиқарған һөкүми билән тонулар;
Рәзил адәмләр өз қолида ясиғини билән илинип қалди.
18 Рәзилләр,
Йәни Худани унтуған барлиқ әлләр,
Яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду.
□ 19 Чүнки намратлар мәңгүгә әстин чиқирилмайду;
Мөминләрниң үмүти мәңгү өчмәй, туривериду.
20 И Пәрвәрдигар, орнуңдин турғин;
Адәм балилириниң ғәлибә қилишиға йол қоймиғин;
Һозуруң алдида барлиқ әлләр сотлансун.
21 Уларни дәккә-дүккигә чүшүр, и Пәрвәрдигар;
Әлләр өзлирини биз пәқәт адәм балилири халас, дәп билсун!
Селаһ!
9-күй давами — ибраний тилида 10-күй һесаплиғанда •••• 22-айәттики изаһатни көрүң
22 Немишкә, и Пәрвәрдигар, жирақта турисән?
Немишкә азаплиқ күнләрдә өзүңни йошурисән?
□ 23 Рәзил адәмләр тәкәббурлуғи билән аҗиз мөминләрни тап бастуруп қоғлап жүриду;
Улар өзлири тапқан һейлиләр билән илинип, баблиниду.
□ ■ 24 Чүнки рәзилләр өз арзу-һәвәслири билән махтиниду;
Ач көзләр үчүн бәхит тиләйду;
Пәрвәрдигарни болса көзигә илмайду.
□ 25 Улар чирайидин һакавурлуқ яғдуруп,
Худани издимәйду;
Улар барлиқ хияллирида: «Һеч бир Худа йоқтур!» дәйду.
■ 26 Уларниң йоллири һемишә раван болиду;
Сениң һөкүмлириң уларниң нәзиридин жирақ вә үстүн туриду;
Уларниң рәқиплири болса, уларға қарап «түфи!» дәп мазақ қилиду.
27 Рәзил адәм көңлидә: «Мән һеч тәврәнмәй туриверимән!
Дәвирдин-дәвиргә һеч мушәққәткә учримаймән» — дәйду.
28 Униң ағзи қарғаш, алдамчилиқ һәм зулумға толған;
Тили астида әскилик вә қәбиһлик ятиду.
■ 29 У мәһәллиләрдә йошурунчә марап олтириду;
У пинһан җайларда гунасизларни өлтүрүветиду;
Көзлири йоқсулларни көзләйду;
30 У чатқаллиғида ятқан ширдәк йошурунчә пайлап ятиду;
У мөминләрни тутувелиш үчүн йошурунчә марап ятиду;
Мөминләрни тутувелип, уларни өз ториға чүшүриду.
31 Йоқсуллар езилиду, пүкүлиду;
Дәрдмәнләр униң явузлуқлири билән жиқилиду.
□ 32 У көңлидә: «Тәңри буни унтуп қалди,
У йүзини йепивелип, қаримайду;
Буни һәргиз көрмәйду» — дәйду.
□ ■ 33 Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар;
И Тәңрим, қолуңни көтәргин;
Езилгән мөминләрни унтума!
34 Рәзил адәм немишкә Сән Худани көзигә илмайду?
У көңлидә: «Худа буни сүрүштүрмәйду!» — дәйду.
35 Сән буни көргәнсән;
Сән Өз қолуң билән яманлиқ һәм зулумни өзлиригә қайтуруш үчүн,
Өзүң буларни көзләп жүрисән;
Дәрдмәнләр өзлирини Саңа аманәт қилиду;
Чүнки Сән житим-йесирләргә яр-йөләк болуп кәлгәнсән;
36 Рәзил, яман адәмниң билигини сундурувәткәйсән;
Униң рәзиллигини бирмубир сүрүштүрүп, үзүл-кесил йоқатқайсән.
37 Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падишадур;
Имансиз әлләр болса
Пәрвәрдигарниң зиминидин йоқилар.
□ ■ 38 Пәрвәрдигар, Сән аҗиз мөминләрниң арманлирини аңлайсән;
Уларниң дилини тоқ қилисән;
Житим-йесирлар вә езилгүчиләр үчүн адаләтни яқлап,
Йәр йүзидики инсанларниң аҗиз-мөминләргә қайтидин вәһимә салғучи болмаслиғи үчүн,
Қулиқиңни диң тутисән.