□15:1 «Давут язған «Миқтам» күй» — «Миқтам» бәзи алимларниң пәрзичә «үнсиз дуа» яки «йошурун гөһәр» дегән мәнидә.
□15:2 «Сәндин башқа мениң бәхит-саадитим йоқтур» — башқа бир хил тәрҗимиси — «Мениң яхшилиғим (һәргиз) сениңкигә йәтмәйду».
■15:2 Аюп 22:2; 35:7; Рим. 11:35
□15:5 «Пәрвәрдигар болса мениң мирасим һәм қәдәһимдики несивәмдур» — Худаниң «Өз хәлқиниң мираси» болғанлиғи тоғрилиқ «Яр.» 15:1, «Чөл.» 18:20, «Зәб.» 72:26ни вә изаһатлирини көрүң. «Чәк ташлинип еришкән несивәмни өзүң сақлайсән» — Исраиллар Йәшуа пәйғәмбәрниң йетәкчилиги билән Қанаан (Пәләстин) зиминини егилигән вақтида, һәр қәбилиниң, һәр аилиниң тәәллуғи чәк ташлаш билән бекитилгән («Йә.» 18-19-бап). Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанун бойичә, бу тәәллуқат болса мәңгүгә мошу аилә әвлатлириға мирас қалдурулиду.
□15:6 «Несивәмни бәлгүлигән сизиқлар маңа гөзәл йәрләрни бекиткәндур» — жуқуриқи 5-айәттики чәк бәлгүлигән җай сизиқлар билән бекитилгән. Давут бәлким мошу сөзләрни көчмә мәнидә ишлитип: «Һаятим вә турмошумни һәр җәһәттин Худа яхши бекиткән» — демәкчи болса керәк.
□15:7 «Һәтта кечиләрдиму виҗданим маңа үгитиду» — «виҗданим» ибраний тилида «бөрәклирим» дегән сөз билән билдүрүлиду.
□15:9 «Мениң роһум техиму көтирилиду» — «роһум» ибраний тилида «шан-шәривим» дегән сөз билән ипадилиниду.
□15:10 «Чүнки җенимни тәһтисарада қалдурмайсән» — Тәврат вә Инҗил бойичә, «дозақ» яки «җәһәннәм» пәқәтла ахирәт күнидин кейин башлиниду. Униңдин илгири, өлүп кәткән адәмләрниң роһи бир орунға, йәни «тәһтисара»ға бариду. Мәсиһ Әйса кресткә миқланғандин кейин, «тәһтисара»да чоң бир өзгириш йүз бәрди. Бу йәрдә биз у тоғрилиқ тохталмаймиз. Бирақ мошу айәттә, Давут пәйғәмбәр «Мәсиһ» (Қутқузғучи)ниң гөрдә турмай тирилдүрүлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. «Тәбирләр»ниму көрүң. «Сениң Муқәддәс Болғучиң» — Муқәддәс Китапта, «муқәддәс» «улуқ» әмәс, бәлки «мутләқ пак», «Худаға хас», «пүтүнләй Худаға аталған» дегән мәнини билдүриду. «Муқәддәс Болғучиң» чоқум Мәсиһни көрситиду. «Сениң Муқәддәс Болғучиңни чириштин сақлайсән» — ибраний тилида «Сениң Муқәддәс Болғучиңни чиришни көргүзмәйсән». Демәк, гөргә қоюлған болсиму, тени чиримайду (тез тирилдүрүлиду).