39
39-күй •••• Бешарәт — Давутниң әвлади болған Қутқузғучи-Мәсиһ, Давут арқилиқ келиду
1-2 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға тәлмүрүп, күттүм, күттүм;
У маңа егилип пәрядимни аңлиди.
3 У мени һалакәт орикидин,
Шундақла патқақ лайдин тартивалди,
Путлиримни уюлташ үстигә турғузуп,
Қәдәмлиримни мустәһкәм қилди.
4 У ағзимға йеңи нахша-мунаҗатни,
Йәни Худайимизни мәдһийиләшләрни салди;
Нурғун хәлиқ буни көрүп, қорқиду,
Һәм Пәрвәрдигарға тайиниду.
5 Тәкәббурлардин ярдәм издимәйдиған,
Ялғанчилиққа езип кәтмәйдиған,
Бәлки Пәрвәрдигарни өз таянчиси қилған киши бәхитликтур!
6 И Пәрвәрдигар Худайим,
Сениң биз үчүн қилған карамәтлириң вә ой-нийәтлириңни барғансери көпәйтип, сан-санақсиз қилғансән,
Кимму уларни бир-бирләп һесаплап Өзүңгә рәхмәт қайтуруп болалисун!
Уларни сөзләп баштин-ахир баян қилай десәм,
Уларни санап түгитиш мүмкин әмәс.
□ 7 Нә қурбанлиқ, нә аш һәдийәләр Сениң тәләп-арзуюң әмәс,
Бирақ Сән маңа сәзгүр қулақларни ата қилдиң;
Нә көйдүрмә қурбанлиқ, нә гуна қурбанлиғини тәләп қилмидиң;
□ ■ 8 Шуңа җавап бәрдимки —
«Мана мән кәлдим!» — дедим.
Орам язма дәстурда мән тоғрилиқ пүтүлгән: —
□ 9 «Худайим, Сениң көңлүңдики ирадәң мениң хурсәнлигимдур;
Сениң Тәврат қанунуң қәлбимгә пүтүклүктур».
■ 10 Бүйүк җамаәт арисида туруп мән һәққанийлиқни җакалидим;
Мана буларни өзүмдә қилчә елип қалғум йоқтур,
И Пәрвәрдигар, Өзүң билисән.
■ 11 Һәққанийлиғиңни қәлбимдә йошуруп жүрмидим;
Вападарлиғиңни вә ниҗатлиғиңни җакалидим;
Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиңни бүйүк җамаәткә һеч йошурмастин баян қилдим.
12 И Пәрвәрдигар, меһриванлиқлириңни мәндин айимиғайсән;
Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиң һәрдайим мени сақлиғай!
13 Чүнки сансиз күлпәтләр мени оривалди;
Қәбиһликлирим мени бесивелип, көрәлмәйдиған болдум;
Улар бешимдики чечимдин көп,
Җасаритим түгишип кәтти.
14 Мени қутқузушни тоғра тапқайсән, и Пәрвәрдигар!
И Пәрвәрдигар, тез келип, маңа ярдәм қилғайсән!
15 Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар бирақла йәргә қаритилип рәсва қилинсун;
Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай.
■ 16 Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин алақзадә болуп кәтсун!
17 Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай!
Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Пәрвәрдигар улуқлансун» дейишкәй!
18 Мән езилгән һәм йоқсул болсамму,
Бирақ Рәб йәнила мени яд етиду;
Сән мениң Ярдәмчим, мениң азат қилғучим;
И Худайим, кечикмәй кәлгәйсән!