3
Енақлиқ қурбанлиқлири
Бирисиниң сунидиғини енақлиқ қурбанлиғи болса, шундақла калилардин сунса, у Пәрвәрдигарниң һозуриға беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун. У сунидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш еғизи алдида боғузлисун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун. Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип Мис. 29:13,22 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун. Һарунниң оғуллири болса буларни қурбангаһниң үстигә кәлтүрүп от үстигә қоюлған отунниң үстидики көйдүрмә қурбанлиққа қошуп көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған қурбанлиқ болиду. Мис. 29:25; Лав. 6:5
 
Қой падисидин болған енақлиқ қурбанлиғи
Бирисиниң Пәрвәрдигарға қилидиған енақлиқ қурбанлиғи үчүн сунидиғини ушшақ малдин болса, ундақта у беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун. Әгәр униң қурбанлиғи қой болса уни Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, қурбанлиқ қилидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун. Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини, йәни униң мейини елип беғишлисун, — пүтүн майлиқ қуйруғини униң омуртқисиға йеқин йәрдин аҗритип елип, ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип, 10 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун. 11 Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған таам һәдийәси болиду. Лав. 21:6,8,17,21,22; 22:25; Әз. 44:7; Мал. 1:12
 
12 Униң сунидиғини өшкә болса, буни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүрсун. 13 У қолини униң бешиға қоюп, андин уни җамаәт чедириниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун. 14 Андин сунғучи киши бу қурбанлиқтин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип, 15 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун. 16 Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған таам һәдийәси болиду. Майниң һәммиси Пәрвәрдигарға тәвәдур.
17 Бу һәр қандақ турар җайиңларда силәргә әбәдий бәлгүлимә болиду; силәр һеч қандақ май яки қан йемәслигиңлар керәк. «әбәдий» — Тәвраттики «әбәдий» дегән сөз ибраний тилида икки мәнидә ишлитилиду: (1) мәңгү; (2) шу вақиттики чеки бекитилмигән, қәрәлсиз, мөһләтсиз узун бир мәзгилни көрситиду. «қошумчә сөз»имизниму көрүң.   Яр. 9:4; Лав. 7:26; 17:10,14
 
 

3:3 Мис. 29:13,22

3:5 Мис. 29:25; Лав. 6:5

3:11 Лав. 21:6,8,17,21,22; 22:25; Әз. 44:7; Мал. 1:12

3:17 «әбәдий» — Тәвраттики «әбәдий» дегән сөз ибраний тилида икки мәнидә ишлитилиду: (1) мәңгү; (2) шу вақиттики чеки бекитилмигән, қәрәлсиз, мөһләтсиз узун бир мәзгилни көрситиду. «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

3:17 Яр. 9:4; Лав. 7:26; 17:10,14