55
55-күй •••• Зиянкәшликкә учриғучиниң дуаси
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Хилвәттики дуб дәрәқлиридики пахтәк» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күй (Филистийләр Гат шәһиридә уни әсиргә алғанда йезилған): —
И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән,
Чүнки инсанларниң нәпси йоғинап мени қоғлимақта;
Күн бойи улар мән билән җәң қилип мени басмақта;■ 1Сам. 21:12,13,14
3 Мени көзлигән рәқиплиримниң нәпси йоғинап күн бойи мени қоғлимақта;
Маңа һәйвә қилип җәң қилғучилар интайин көптур!
4 Мән қорққан күнүмдә,
Мән Саңа тайинимән.
5 Мән сөз-каламини улуқ дәп мәдһийәләйдиған Худаға,
Худағила тайинимән;
Мән қорқмаймән;
Наһайити бир әт егиси мени немә қилалисун?
6 Улар күн бойи сөзлиримни бурмилайду,
Уларниң барлиқ ойи маңа зиянкәшлик қилиштур;
7 Улар топ болуп адәмни қәстилишип, йошуруниду;
Пейимгә чүшүп, җенимни елишни күтиду.
8 Гуна билән гунани йепип қачса боламду?
Ғәзивиң билән әлләрни йәргә урғайсән, и Худа!
9 Мениң сәрсанлиқлиримни өзүң санап кәлгән;
Көздин аққан яшлиримни тулумуңға топлап сақлиғайсән;
Булар дәптириңдә пүтүклүк әмәсму?
10 Шуниң билән мән Саңа нида қилған күндә,
Дүшмәнлирим чекиниду;
Мән шуни билдимки — Худа мән тәрәптидур!
11 Худани — Униң сөз-каламини улуқлаймән!
Пәрвәрдигарни — Униң сөз-каламини улуқлаймән!
12 Худанила таянчим қилдим —
Мән қорқмаймән, наһайити шу бир инсан мени немә қилалисун?■ Зәб. 117:6
13 Саңа қилған вәдилиримгә вапа қилимән, и Худа;
Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән.
14 Чүнки Сән җенимни өлүмдин қутулдурғансән;
Сән путлиримни путлишиштин сақлимамсән?
Шуниң билән мән Худаниң һозурида, тирикләр туридиған йоруқлуқта маңимән.