56
56-күй •••• Еғир күнләрдики етиқат
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи, (у Саул падишадин қечип, өңкүрдә йошурунувалған чағда йезилған): —
И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән,
Маңа шәпқәт көрсәткәйсән,
Чүнки җеним Сени панаһим қилди.
Мошу балаю-апәт өтүп кәткичә, қанатлириң сайисидә панаһ тапимән. «Давут язған «Миқтам» күйи» — «Миқтам» 16-күйдики изаһатни көрүң. «У Саул падишадин қечип, өңкүрдә йошурунувалған чағда йезилған» — бу вақиәләр «1Сам.» 24-бапта баян қилиниду.   1Сам. 22:1; 24:4
Худаға, йәни Һәммидин Алий Болғучиға,
Өзүм үчүн һәммини орунлайдиған Тәңригә нида қилимән;
У әрштин ярдәм әвәтип мени қутқузиду;
Маңа қарап нәпси йоғинап, мени қоғлаватқанларни У рәсва қилиду;
Селаһ;
Худа Өз меһри-шәпқити вә һәқиқитини әвәтиду!
Җеним ширлар арисида қалди;
Мән нәпәси ялқун кәби болғанлар арисида ятимән!
Адәм балилири —
Уларниң чишлири нәйзә-оқлардур,
Уларниң тили — өткүр қиличтур!
И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән,
Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай! Зәб. 107:6
Улар қәдәмлиримгә тор қурди;
Җеним егилип кәтти;
Улар мениң йолумға орәк колиған еди,
Лекин өзлири ичигә чүшүп кәтти. Зәб. 7:16-17; 9:17
Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң;
Мән мәдһийә нахшиларни ейтип,
Бәрһәқ Сени күйләймән! Зәб. 107:1-6
Ойған, и роһум!
И нәғмә-сазлирим, ойған!
Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән! «Ойған, и роһум!» — бу айәттики «роһум» ибраний тилидики «шан-шәривим» дегән сөзниң тәрҗимси. «Нәғмә-сазлирим!» ибраний тилида «лира (равабдәк бир саз) вә чилтар»ни билдүриду.
10 Мән хәлиқ-милләтләр арисида сени улуқлаймән, и Рәб;
Әлләр арисида Сени күйләймән! Зәб. 17:50; 21:23; 107:4
11 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқдур;
Һәқиқитиң булутларға тақашти. Зәб. 35:6-7; 107:5
12 И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән,
Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
 
 

56:1-2 «Давут язған «Миқтам» күйи» — «Миқтам» 16-күйдики изаһатни көрүң. «У Саул падишадин қечип, өңкүрдә йошурунувалған чағда йезилған» — бу вақиәләр «1Сам.» 24-бапта баян қилиниду.

56:1-2 1Сам. 22:1; 24:4

56:6 Зәб. 107:6

56:7 Зәб. 7:16-17; 9:17

56:8 Зәб. 107:1-6

56:9 «Ойған, и роһум!» — бу айәттики «роһум» ибраний тилидики «шан-шәривим» дегән сөзниң тәрҗимси. «Нәғмә-сазлирим!» ибраний тилида «лира (равабдәк бир саз) вә чилтар»ни билдүриду.

56:10 Зәб. 17:50; 21:23; 107:4

56:11 Зәб. 35:6-7; 107:5