90
90-күй •••• Худаниң һәр хил яманлиқтин, җин-шәйтанлардин қоғдиши
1 Әң Алий Болғучиниң мәхпий җайида турғучи,
Һәммигә қадирниң сайисидә арамхуда яшайду.
2 Мән Пәрвәрдигарни: —
«Мениң башпанаһим, Мениң қорғиним;
Мениң Худайим, Униңға тайинимән» — дәймән.
3 Бәрһәқ, У қилтақчиниң тозиқидин сени қутулдуриду,
Шум ваба-қазадин һәм халас етиду.■ Зәб. 123:7
4 У пәйлири билән сени япиду;
Қанатлири астида панаһ таписән;
Униң һәқиқити саңа қалқан һәм истиһкамдур.■ Зәб. 56:1-2
5 Сән нә кечидики вәһимидин,
Нә күндүзи учуватқан оқтин,■ Аюп 5:19,20; Пәнд. 3:25; Күй. 3:8
6 Нә қараңғулуқта кәзгүчи вабадин,
Нә чүш вақтида вәйранчилиқ қилғучи һалакәттин қорқмайсән.
7 Сениң йениңда миңи жиқилип,
Оң йеқиңда он миңи ғулап чүшсиму,
Лекин бала-қаза саңа йеқинлашмайду.
8 Сән пәқәт көзлириң билән беқип,
Пасиқларға берилгән җазани көрисән.
9 Пәрвәрдигарни панаһим дәп билгиниң үчүн,
Һәммидин Алий Болғучини макан қилғиниң үчүн,
10 Бешиңға һеч палакәт чүшмәйду,
Һеч ваба чедириңға йеқинлашмайду.
11 У Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду,
Шуниң билән улар пүткүл йоллириңда сени сақлайду.■ Зәб. 33:8; Мат. 4:6; Луқа 4:10
12 Айиғиң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн,
Улар сени қоллирида көтирип жүриду.■ Луқа 4:11
13 Шир вә кобра илан үстидин бесип өтисән,
Аслан вә әҗдиһани дәссәп-чәйләйсән.■ Аюп 5:22,23
14 «У Маңа муһәббитини бағлиғанлиғи үчүн,
Мән уни қутулдуримән;
У намимни тән алғини үчүн жуқурида сақлаймән.
15 У Маңа нида қилиду, Мән униңға җавап беримән;
Еғир күн уни басқанда униң билән биллә болимән;
Мән уни халас қилип, иззәт-һөрмәткә сазавәр қилимән.
16 Узақ өмүр билән уни қандуримән,
Һәм ниҗатлиғимни униңға көрситимән».