138
138-күй •••• Худа қәлбни Билгүчидур
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
И Пәрвәрдигар, Сән мени тәкшүрүп чиқтиң,
Һәм мени билип йәттиң;
2 Өзүң олтарғинимни, турғинимниму билисән;
Жирақта туруқлуқ көңлүмдикини билисән.
3 Басқан қәдәмлиримни, ятқанлиримни өткәмәңдин өткүздуң;
Барлиқ йоллирим Саңа аяндур.
4 Бәрһәқ, тилимға бир сөз келә-кәлмәстинла, и Пәрвәрдигар,
Мана Сән буни әйни бойичә билмәй қалмайсән.
5 Сән мени алди-кәйнимдин орап турисән,
Қолуңни мениң үстүмгә қондурғансән.
6 Бундақ билим маңа шунчилик тилсимат билиниду!
Шундақ жүксәкки, мән уни билип йетәлмәйдикәнмән.
7 Роһуңдин нери болушқа нәләргиму баралайттим?
Һозуруңдин өзүмни қачуруп нәләргә баралайттим?
8 Асманларға чиқсам, мана Сән әшу йәрдә;
Тәһтисарада орун салсамму, мана Сән шу йәрдә;
■ 9 Сәһәрниң қанатлирини елип учуп,
Деңизниң әң чәт йәрлиридә турсам,
10 Һәтта әшу җайда қолуң мени йетәкләйду,
Оң қолуң мени йөләйду.
11 Мән: «Қараңғулуқ мени япса,
Әтрапимдики йоруқлуқ чоқум кечә болиду» — десәм,
12 Қараңғулуқму Сәндин йошуруналмайду,
Кечиму Саңа күндүздәк айдиңдур,
Қараңғулуқму Саңа йоруқтәктур.
13 Бәрһәк, Сән мениң ичлиримни ясиғансән;
Анамниң қосиғида мени тоқуғансән;
□ 14 Мән Сени мәдһийиләймән,
Чүнки мән сүрлүк вә карамәт ясалғанмән;
Сениң қилғанлириң карамәт тилсиматтур;
Буни җеним убдан билиду.
15 Мән йошурун җайда ясалғинимда,
Йәр тәглиридә әпчиллик билән тоқулуп шәкилләндүрүлгинимдә,
Устиханлирим Сәндин йошурун әмәс еди.
■ 16 Әзалирим техи апиридә болмиған күнләрдә,
Улар ясиливатқан күнләрдә,
Көзүң техи шәкилләнмигән җисмимни көрүп йәткән еди;
Уларниң һәммиси аллибурун дәптириңдә йезилған еди.
□ 17 Аһ Тәңрим, ойлириң маңа нәқәдәр қиммәтликтур!
Уларниң жиғиндиси шунчә зордур!
18 Уларни санай десәм, улар деңиздики қумлардинму көптур;
Уйқидин көзүмни ачсам, мән йәнила Сән билән биллидурмән!
□ 19 Аһ, Сән рәзилләрни өлтүрүвәтсәң едиң, и Худа!
Қанхор кишиләр, мәндин жирақ болуш!
20 Чүнки улар Сениң тоғрилиқ һейлилик билән сөзләйду;
Сениң шәһәрлириң улар тәрипидин аздурулди.
□ 21 Саңа өчмән болғанларға, и Пәрвәрдигар, мәнму өчқу?
Саңа қарши чиққанларға мәнму жиркинимәнғу?
22 Уларға чиш-тирниқимғичә өчтурмән;
Уларни өз дүшмәнлирим дәп һесаплаймән.
23 Мени күзитип тәкшүргәйсән, и Тәңрим!
Мениң қәлбимни билип йәткәйсән!
Мени синап, ғәмлик ойлиримни билгәйсән;
■ 24 Мәндә Өзүңгә азар бәргидәк йолниң бар-йоқлуғини көргәйсән;
Вә мени мәңгүлүк йолуңда йетәклигәйсән!